Д у қ малайшия даирилирини уйғур мусапирлирини хитайға қайтурмаслиққа чақирди
2018.02.08
Дуня уйғур қурултийи пәйшәнбә күни малайшияда тутуп турулуватқан уйғур мусапирлар һәққидә баянат елан қилип, уларни хитайға һәргиз қайтурмаслиққа чақирди. Д у қ ниң баянатида агаһландурулушичә, “әгәр улар хитайға қайтурулса, етник келип чиқиши сәвәблик тутқун қилиниш, тән җазасиға учраш, из-дерәксиз йоқап кетиш яки өлтүрүлүштәк җиддий хәвпкә дуч келидикән.” д у қ баянатида йәнә малайшия даирилирини хәлқара кишилик һоқуқ өлчәмлиригә әмәл қилишқа чақирип, “бу 11 нәпәр бигунаһ кишини зиянкәшликкә учрайдиған бир дөләткә қайтурушниң орнини толдурувалғили болмайду,” дәп тәкитлигән.
2017-Йили 11-айда тайландниң малайшияға чегридаш садав базиридики мусапирлар лагерида тутуп турулуватқан 20 нәпәр уйғур мусапири лагерниң темини тешип қачиду. Қечиш җәрянида мусапирларниң 3 нәпири тайланд сақчилириға тутулуп қалиду. Қалған мусапирлар мувәппәқийәтлик һалда малайшия тәрәпкә қечип өтивалған болсиму, лекин уларниң 5 нәпири малайшия сақчилириға тутулуп қелип, тайланд даирилиригә өткүзүп берилгән. Әмма қалған 12 мусапир йеқинқи күнләргә қәдәр малайшияда йошурунуп турған иди.
Лекин малайшияда йошурунуп турған 11 киши йеқинда малайшия сақчилириға тутулуп қалған. Йәнә бир мусапирниң ақивитиниң қандақ болғанлиқи мәлум әмәс. Ройтерс агентлиқи пәйшәнбә күни тарқатқан бу һәқтики хәвиридә вәқәдин хәвәрдар малайшиялиқ әмәлдарларниң сөзини нәқил кәлтүрүп, хитайниң уйғур мусапирлирини қайтуруп кетиш үчүн малайшияға бесим ишләватқанлиқини билдүрди.
Дуня уйғур қурултийиниң рәиси долқун әйса бүгүн зияритимизни қобул қилип, малайшияни юқириқи уйғурларға мусапирлиқ салаһийити беришкә чақирди. Долқун әйса мундақ дәйду: “малайшия б д т ға әза болған бир дөләт. Бу йәрдики қечип кәлгән 11 нәпәр қериндишимиз хәлқара муһаҗирлар қануни бойичә қоғдилишқа тегишлик инсанлардур. Булар һечқачан җинайәт өткүзгән яки җинайәт өткүзгәчкә қачқан инсанлар әмәс. Униң үстигә, улар 4 йилдин бери тайланд түрмисидә туруватқан инсанлар. Улар малайшияға қечип, малайшия сақчилириға тутулупту. Әмди һазир хитай һөкүмити уларни қайтурувелиш үчүн малайшияға бесим ишлитиватиду. Бу мәсилә бизниң наһайити җиддий әндишимизни қозғаватиду. Биз малайшия һөкүмитидин уларға мусапирлиқ салаһийити беришини, хитайға қайтурмаслиқини тәләп қилимиз.”
Биз бүгүн күни малайшияниң вашингтондики әлчиханиси қатарлиқ орунларға телефон қилип, әлчиханиниң ахбарат әмәлдари билән сөзлишишни, униңға малайшия һөкүмитиниң уйғур мусапирлар мәсилисидики позитсийәсини сорайдиғанлиқимизни билдүрдуқ. Лекин әлчиханиниң нөвәтчи хадими ахбарат әмәлдариниң алдирашлиқини илгири сүрүп, телефонимизни улап бәрмиди. У: “һазир ахбарат әмәлдарлириниң һечқайсисиниң вақти йоқ. Һечким һазир телефон зиярити қобул қилалмайду. Соалиңиз болса елхәт арқилиқ әвәтиң,” дәп телефонни үзүвәтти.
Һазир мусапирлар лагеридин қачқан уйғур мусапирларниң 8 нәпири тайланд даирилириниң қолида болуп, уларниң 5 нәпирини малайшия қайтуруп бәргән. Тайланд кишилик һоқуқ тәшкилатиниң билдүрүшичә, һазир уйғур мусапирлириниң әһвалидин хәвәр елиш қийинлишип кәткән.
“пуқраларни күчләндүрүш” намлиқ кишилик һоқуқ тәшкилатиниң мәсули шалида таҗаронсук ханим бүгүн зияритимизни қобул қилип мундақ деди: “биз улардин бәзилириниң қайтуруп келингәнликини билсәкму, бирақ қайтуруп кәлгәндин кейин қандақ болғанлиқини һечким билмәйду. Мән уларни хитайға қайтуруп бериду, дәп қаримаймән. Даириләр уларни бу йәрдә тутуп туруши мумкин. Мән илгири улардин 5 кишиниң малайшияда тутулуп қалғанлиқини аңлиған. Әгәр һазир улар техиму көп мусапирни тутувалған болса, демәк уларни тайландқа өткүзүп берәмдикин, дәймән. Бәлки алдимиздики дүшәнбә күни бизниңкиләргә өткүзүп берәмдикин, дәймән. Өткән дүшәнбә күни 5 ни өткүзүп бәргән. Аһ тәңрим, биз уларниң әһвалини билмәймиз, чүнки, даириләр бизниң улар билән көрүшүшимизгә йол қоймайватиду.”
Д у қ ниң рәиси долқун әйсаниң билдүрүшичә, әгәр малайшия һөкүмити уларни хитайға қайтуруп бәрсә, уларниң һаяти тәһдиткә учрайдикән. У, уйғурларни хитайға қайтурса қандақ болидиғанлиқиға даир нурғун савақлар барлиқини билдүрди.
Долқун әйса мундақ деди: “улар хитайға қайтурулса, худди 109 нәпәр қериндишимиз қайтурулған 4 йилдин буян һечқандақ учури болмиғандәк буларниңму ташқи дуняға һеч хәвири болмайду. Шуңа, буларниң һаятиниңму у йәрдә тән җазасиға учраш, һәр хил бесим һәтта өлүм җазаси бериштәк қийин вәзийәтләргә дуч келиши мумкин. Чүнки чәтәлдә нормал оқуватқан инсанлар қайтқандин кейин йоқап кетип барған, 'тәрбийәләш лагерлири' ға апирилип, уларни узун йиллиқ қамақ җазасиға буйруватқан әһвалларға шаһит болуватимиз.”
Тайланд “пуқраларни күчләндүрүш” тәшкилатидики шалиданиң қәйт қилишичә, һазирқи тайланд һөкүмитиниң хитай билән болған мунасивити наһайити йеқин болуп, шу сәвәбтин тайланд бу ишта лиңшип қалған. Шалида, әгәр һазирқи һөкүмәт йиқилип, орниға демократик бир һөкүмәт чиқса, бу уйғур мусапирлириға пайдилиқ болиду, дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.
Шалида мундақ дәйду: “биз чеградин өтүп кәткән мусапирларниң әркинликкә еришишигә дуа қилимиз. Бирақ шуниму билишимиз керәкки, қечип кәткән уйғур мусапирларни тутушта малайшия билән тайланд өз ара алақә қанили қурған шундақла бу мәсилидә хитайму тайланд һөкүмитигә қаттиқ бесим қилип кәлди. Мусапирла түрмидин қачқанда хитай тайланд һөкүмити билән көрүшкән. Шуңа, хитай мусапирларни тутушта һәм малайшияға һәм тайланд һөкүмитигә қаттиқ бесим ишләтти. Һазир тайланд һөкүмити лиңшип қалди. Һөкүмәткә қарши нурғун һәрикәтләр партлап, һазирқи һөкүмити һоқуқини тартқуруп қоюватиду. Һазирқи һөкүмәт хитай билән бәк йеқин. Әгәр һазирқи һөкүмәт йиқилип, орниға демократик бир һөкүмәт чиқса, бәлким бу уйғур мусапирлириға пайдилиқ болиду, дәп қараймән.”
Ройтерс агентлиқиниң хәвиридә қәйт қилишичә, хитай малайшиядин уйғур мусапирлирини қайтуруп беришини тәләп қилған болсиму, лекин куала-ломпурдики бәзи ғәрблик дипломатлар уйғур мусапирлар мәсилисигә арилашқан. Хәвәрдә қайси дөләт дипломатлириниң арилишиватқанлиқи тилға елинмиған болсиму, әмма уларниң малайшияни уйғур мусапирлирини хитайға қайтурмаслиққа үндәватқанлиқини билдүргән.