Хитайниң иқтисадий вә сиясий тәсирини ашуруш һәрикити күчлүк муназирә қозғимақта

Мухбиримиз ирадә
2018.01.24
marriott-hotel-torbet-xitay.jpg Хитай пайтәхти бейҗиңдики марриот меһмансарийи. 2010-Йили 1-июн.
AFP

Йеқинда америкиниң даңлиқ меһмансарай зәнҗири‏ - марриотниң өз тор бетидә елан қилған бир рай синашта тибәт, хоңкоң, тәйвән вә авмен (макав) қатарлиқ җайларни “дөләт” категорийәсигә киргүзүши хитайни қаттиқ нарази қилған иди. Хитай даирилири марриот меһмансарай гуруһини бу мунасивәт билән җазалап, уларниң хитайдики тор бетини бир һәптә тақап қойған. Марриот гуруһи хитай һөкүмитидин әпу сорашқа мәҗбур болған иди. Мәзкур вәқә, хитайниң дуняға көрситиватқан сиясий тәсирини йәнә бир қетим күн тәртипкә елип кәлди. Көзәткүчиләр хитайниң дуняға көрситиватқан тәсириниң җиддийликини билдүрмәктә.

Дуняниң һәрқайси җайлирида тиҗарәт қиливатқан марриот меһмансарай гуруһи хитайдики тор бетидә елип барған бир рай синашта тәйвән, хоңкоң вә тибәтләрни айрим мустәқил дөләтләр қатарида көрситип қойғанлиқтин хитай һөкүмитиниң күчлүк ғәзипигә учриған вә ахири берип ширкәт хитай һөкүмитидин әпу сорашқа мәҗбур болған иди. “вал стрет журнили” да көрситилишичә, марриотниң асия - тинч окян ишлириға мәсул директори крейг симит “бу мән садир қилған әң зор хаталиқ, бәлким иш һаятимдики әң чоң хаталиқим болса керәк” дегән това характерлик бир баяннамә елан қилишқа мәҗбур болған, униң бу баяни” хитай күндилик гезити” дә елан қилинған. Бундин башқа йәнә, марриот ширкити охшаш хаталиқни қайта садир қилмаслиқ һәққидә 8 маддилиқ бир “түзитиш пилани” елан қилған.

Охшаш вәқә йәнә, италийәниң мода кийим-кечәк маркиси “зара”, делта һава йоллири вә медтроник намлиқ тәбиий әсвабларни ишләпчиқириш ширкәтлиригиму йүз бәргән болуп, уларму өз тор бекәтлиридә “тәйвән” ни мустәқил дөләтләр қатариға киргүзгән икән.

“вал стирит журнили” обзорчиси андру бровни мақалисидә мулаһизә қилишичә, хитайниң бундақ әсәбий вәтәнпәрвәрлики узун вақиттин бери чәтәл мәбләғ салғучилириға зиян селиватқан болуп, мақалидә бу һәқтә мундақ дейилгән: “хитай һөкүмити чәтәл ширкәтлиригә өзиниң сиясий қаришиниму шәрт қилип қошуп кәлди. Хитай даирилири әң тез зорийиватқан бир базар болуш сүпити билән өзини иқтисадий мунасивәтләрдә шәрт бекитишкә һоқуқлуқ, дәп қарайду. Марриот ширкитиму башқа нурғун хәлқаралиқ ширкәтләргә охшаш пәқәтла хитайниң тиҗарәт шәртлиринила әмәс бәлки униң сиясий сәзгүрлүклириниму қобул қилди” дәп язған.

Аптор андру бровни мақалисидә, америкиниң алма ширкити вә башқа китаб нәшр ширкәтлириниңму мушундақ бесим сәвәбидин хитайниң пикир - учур әркинликигә қойған чәклимилирини өзләштүрүшкә мәҗбур болғанлиқини баян қилған.

Дәрвәқә хитай һөкүмитиниң бесими түпәйлидин йәр шаридики әң чоң илмий нәшрият гуруһи болған “сипрингер-тәбиәт” гуруһи өз қармиқида нәшр қилиниватқан “хитай сиясәтшунаслиқи журнили”, “хәлқара сиясәтшунаслиқ” қатарлиқ илмий журналларниң тор бетидин хитайға мунасивәтлик 1000 парчә илмий мақалини өчүргән иди. Өчүрүлгән мақалиләрниң көп қисми тәйвән, тибәт вә “мәдәнийәт зор инқилаби” ға мунасивәтлик мақалиләр иди. Өткән йил 8-айда йәнә әнглийәдики нопузлуқ университет камбириҗ университети нәшриятиму хитай һөкүмитиниң бесими билән өзи нәшр қиливатқан “хитай пәсиллики” намлиқ илмий журналдин хитайға мунасивәтлик 300 парчидин артуқ мақалини өчүрүвәткән иди.

Америкидики “әркинлик сарийи” ниң тәтқиқатчиси сараһ кук ханим радийомизға қилған сөзидә, хитайниң иқтисадини күчини қоллинип туруп, дөләтләр сияситигә тәсир көрситиш һәрикәтлириниң америкидиму қисмән өз ипадисини тепиватқанлиқини билдүрди. У мундақ деди: “хитайниң америкидики сиясий тәсири мәнчә австралийә вә йеңи зеландийәдикидәк болмисиму, әмма хитайниң америкидики мәблиғиниң ешиши хәвпни күчәйтиветиду. Чүнки хитай буни бир васитә қилип қоллиниши мумкин. Буниң бир мисалини биз техи йеқинда калифорнийә штатиниң қанун түзүш оргинида көрдуқ. Калифорнийә штати техи йеқинда хитайда зулумға учриған фалунгуң муритлириниң кишилик һоқуқлириға мунасивәтлик бир қанун лаһийәсини оттуриға қойған иди. Буниң билән хитайниң сан - фирансискода турушлуқ консулханиси очуқ - ашкара һалда калифорнийә штатлиқ қануний орган әзалириға хәт йезип, уларға бесим қилған. Улар, бу қанун лайиһәси мақулланған тәқдирдә иқтисадий мунасивәтләргә зиян салидиғанлиқини ейтип тәһдит қилған. Нәтиҗидә, бу лайиһә әмәлдин қалди. Демәк, хитай һөкүмити мана мушундақ васитиләрни қоллиниш арқилиқ америкидикиму кишиләрниң һоқуқини чәкләшкә вә демократийәниң ишлишигә зиян салмақта. Мәнчә америка һөкүмити бу мәсилини җиддий диққәт - етибарға елиши керәк”

Алдинқи һәптә президент трамп мәмурийити тәрипидин хитайниң әқлий мүлк җасуслуқи мәсилилирини тәкшүрүш вә доклат йезишқа тәйинләнгән тәкшүргүчилири тәкшүрүш нәтиҗисини елан қилип, америкиниң 2001‏-йили хитайниң дуня сода тәшкилатиға киришини қоллап хаталашқанлиқини билдүргән иди. Доклатта, америка хитайниң дуня сода тәшкилатиға кириштин аввал базар игилики иқтисадиға көчүп, базирини кәң ечиветиш һәққидә бәргән вәдисигә әмәл қилмиғанлиқи, хитай дөләт ширкәтлирини қоллап, чәтәл ширкәтлири үчүн һәқсиз риқабәт пәйда қиливатқанлиқи баян қилинған. Андру бровни болса мақалисидә хитайниң бу хил позитсийәсиниң ши җинпиң һакимийити мәзгилидә техиму күчийип кәткәнликини билдүргән. У бу һәқтә мақалисидә “ши җинпиң буни америкиниң өлчәм - қелиплирини бузуп, өзиниң тәрәққият йолини базарға салидиған бир тарихи пурсәт, дәп қараватиду. Униң бир бәлвағ бир йол қурулуши дәл хитайниң хәлқара тиҗарәт вә мәбләғ саһәсигә йеңи баштин шәкил беришкә толуқ ишәнчи барлиқини көрситип бериду. . . Хитай һөкүмитиниң сиясий қарашлириниң дуняниң әң чоң меһсансарай гуруһи тәрипидин, һава транспорт ширкити вә дуняға даңлиқ бир мода ширкити тәрипидин өзләштүрүлгәнликини нәзәрдә тутқанда хитай башламчилиқидики йеңи бир тәртип аллиқачан йолға чиқти дейишкә болиду” дәп язған. Америкидики уйғур зиялийси, америка - уйғур бирләшмиси рәиси илшат һәсән әпәнди бу һәқтә өз көз қаришини ипадиләп, һазирқи дуня вәзийитиниң хитайниң өз пиланлириға ишқа ашурушиға пайдилиқ шараит яритип бәргәнликини билдүрди.

Әмма әркинлик сарийи тәтқиқатчиси сараһ кук ханим болса һазир хитай һөкүмитиниң хәлқараға сиясий тәсирини көрситиш һәрикәтлириниң һазир кәң көләмдә диққәт қозғаватқанлиқини, әркинлик сарийи вә башқа органларниңму бу һәқтә көп қетим өз әндишилирини оттуриға қойғанлиқини билдүрди. У, америкида нөвәттә бу мәсилә һәққидә җиддий издинишләр болуватқанлиқини нәзәрдә тутқанда америка һөкүмити вә башқа ғәрб әллири һөкүмәтлирини буниңға қарши тәдбир алиду, дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.

Америка һөкүмити дүшәнбә күни хитайниң әрзан маллириға қарши америка ширкәтлириниң мәнпәәтлирини қоғдаш үчүн хитайниң қуяш енергийәси контрол суписи вә киралғулириға йеңи чегра беҗи елан қилған иди. С н н ейтишичә, мәлум болушичә, америка һөкүмити америкиниң әқлий мүлк һоқуқи вә башқа түрләргә мунасивәтлик йеңи қарарларниму елан қилишқа тәйярлиниватқан болуп, бәзи көзәткүчиләр буни америкиниң хитайға қарши ачқан сода урушиниң башлиниши болуши мумкин, дәп мулаһизә қилмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.