Муһаҗирәттики уйғурлар қозғиған “мәнму уйғур” паалийитигә ғәрблик уйғуршунасларму аваз қошти

Мухбиримиз меһрибан
2019.02.14
Elise-Anderson-MenmuUyghur.jpg “мәнму уйғур” паалийитигә нөвәттә америкиниң индиана университетида докторлуқ аспирантлиқида оқуватқан уйғур музика-мәдәнийәт тәтқиқатчиси елис андерсон ханимму қатнашқан.
Social Media

Сәнәткар абдуреһим һейитниң хитай түрмисидә өлгәнлик хәвири тарқалғандин кейин түркийә ташқи ишлар министирлиқи хитайниң милйонларчә уйғурларни лагерға қамиғанлиқини әйибләп баянат елан қилған иди. Хитай буниңға қарита наразилиқ баянати елан қилип, абдуреһим һейт сөзлитилгән син көрүнүшини ашкарилиди һәмдә түркийәни ялған хәвәр тарқитиш билән әйиблиди. Бу вәқә муһаҗирәттики уйғурлар қозғиған “мәнму уйғур” паалийити арқилиқ хәлқараниң диққитини йәнә бир қетим уйғур дияридики лагерлар мәсилисигә мәркәзләштүрди.

Мәлум болушичә, бу паалийәткә уйғурлардин башқа ғәрб дөләтлиридики уйғурлар мәсилисигә йеқиндин көңүл бөлүп келиватқан кишилик һоқуқ паалийәтчилири вә бир қисим уйғуршунас тәтқиқатчиларму аваз қошқан.

Белгийә бирюссел һөрийәт университетиниң хитайдики аз санлиқ милләтләр мәдәнийити тәтқиқатчиси, дотсент вениса фангвилле ханим зияритимизни қобул қилип, өзиниң мәзкур паалийәткә аваз қошушидики сәвәбләр һәққидә тохталди. У “мәнму уйғур” паалийитигә қатнишиш “чәтәлләрдики уйғур тәтқиқатчилири үчүн виҗданий мәҗбурийәт” деди. 

У баянида икки йилдин буян хитайдики мәзгилидә йеқин достлуқ мунасивити орнатқан уйғур билим адәмлириниң хитай даирилири тәрипидин тутқун қилинғанлиқи һәққидики хәвәрләрни аңлиған болсиму, әмма улар үчүн һеч қилип берәлмигәнликини билдүрди. У бу қетим финландийәдики халмурат уйғур тәшәббус қилған “мәнму уйғур” паалийитидин хәвәр тапқандин кейин, бу паалийәткән аваз қошуш қарариға кәлгәнликини баян әскәртип өтти.

Вениса фангвилле ханим йәнә мәзкур паалийәтниң хитайға техиму қаттиқ бесим пәйда қилиш роли барлиқини тәкитлиди. 

“мәнму уйғур” паалийитигә нөвәттә америкиниң индиана университетида докторлуқ аспирантлиқида оқуватқан уйғур музика-мәдәнийәт тәтқиқатчиси елис андерсон ханимму қатнашқан.

Елис андерсон ханим 2012-2013-йилларда уйғур диярида өткүзүлгән “йипәк йоли садаси” намлиқ нахша мусабиқисигә уйғурчә “назакәт” дегән исим билән қатнишип, өзиниң уйғур нахшилирини әйнән орунлаш маһарити вә раван уйғурчә сөзлири билән уйғурлар арисида тонулған иди.

У “мәнму уйғур” паалийитигә аваз қошуп, твиттерға йоллиған язмисида хитайда из-дерәксиз ғайиб болған уйғур фолклор тәтқиқатчиси доктор раһилә давут билән биллә чүшкән рәсимини йоллиған. Рәсимниң астиға “раһилә давут һазир қәйәрдә? униңға охшаш тәтқиқатчиларниң инсан қелипидин чиққан муамилигә учришиға немә сәвәб болди?” дегән соалларни қойған.

Елис андерсон ханим бүгүнки күндә уйғур хәлқи учраватқан бу хил еғир зулумларға сүкүт қилалмайдиғанлиқини, өзиниң “мәнму уйғур” паалийити вә башқа усуллар арқилиқ наһәқ түрмиләргә қамалған уйғурлар үчүн өз авазини аңлитидиғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.