Майк пәнсниң хитай һәққидики нутқи америкиниң хитай сияситидики өзгиришләрдин бешарәт бәрмәктә (1)
2018.10.05
Америкиниң Муавин президенти майк пәнсниң пәйшәнбә күнидики америка-хитай мунасивәтлири һәққидә қилған мәхсус баянати күчлүк диққәт қозғиди.
Мәзкур баянатта пәнс америка-хитай арисида узун йиллардин бери мәвҗут болуп кәлгән ихтилапларни бирму-бир тилға елип туруп, хитайни қаттиқ әйиблигән. Униң баянатида йәнә хитай һөкүмитиниң уйғурларға йүргүзүватқан бастурушлири вә лагерлар мәсилисиму алаһидә орун алған иди. Көзәткүчиләр муавин президент майк пәнс бу баянати арқилиқ америкиниң хитайға қаратқан сияситини түптин өзгәрткәнликини рәсмий йосунда җакарлиди, дәп қаримақта.
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, америкиниң муавин президенти майк пәнс 4-өктәбир күни, пайтәхт вашингтондики “худсон мәркизи” дә америка-хитай мунасивәтлири һәққидә баянат бәрди. Майк пәнс баянатини төвәндики сөзләр башлиди: “президент трамп башчилиқидики һөкүмитимиз дәсләпки мәзгилидә хитай вә хитай дөләт рәиси ши җинпиң билән болған мунасивәтләрни муһим орунға қоюп кәлди. . . . Өткән икки йил мабәйнидә президент трамп хитай дөләт рәиси ши җинпиң билән йеқин мунасивәт орнитип туруп, ортақ мәнпәәтләргә мунасивәтлик мәсилиләр, болупму шималий корийәни ядросизлаштуруш мәсилисидә һәмкарлашти. Бирақ америкилиқлар әмди һәқиқәтни билиши керәк. Шуңа мән бүгүн алдиңларға кәлдим. Биз сөзлишиватқан мушу минутларда бейҗиң һөкүмити америкидики тәсир күчини зорайтиш вә йәниму көп мәнпәәткә еришиш үчүн сиясий, иқтисадий вә һәрбий вә тәшвиқат қатарлиқ барлиқ васитиләрни ишқа салмақта. Хитай өзиниң тәсирини күчини күчәйтиш вә америкиниң ички сиясәтлиригә қол тиқишни йәниму күчәйтмәктә”
Майк пәнс сөзи давамида хитайниң бүгүнкидәк һалға келишидә америкиниң зор роли барлиқини, хитай билән һәмкарлашқан асаста ортақ тәрәққий қилишқа вә хитайни демократик бир системиға еришидиғанлиқиға ишәнгән америкиниң һәр пурсәттә хитайни қоллап кәлгәнликини, биринчи вә иккинчи дуня урушиниң алди-кәйнидә вә совет иттипақи парчиланғандин кейинму хитайни қоллап, уни өз қоли билән дуня сода тәшкилатиға башлап киргәнликини баян қилди. У мундақ деди: “хитай пуқралириниң әркинлик чүши барғансери узақлашти. Бейҗиң һөкүмити һелиһәм ислаһат вә ечиветиш дәп билҗирлаватқан болсиму, дең шиявпиңниң у мәшһур сиясити ичи қуруқ нәрсигә айлинип қалди.”
Муавин президент майк пәнс нутқида хитайниң әслидә америкиниң зор дәриҗидики қоллиши сәвәбидин бүгүнкидәк иқтисадий күчкә еришкәнликини алаһидә тәкитлиди. У өткән 17 йилдин буян киши бешиға тоғра келидиған омумий ишләпчиқириш қиммитиниң 9 пирсәнт билән өсүшидики асасий һәрикәтләндүргүч күчниң америка хитайға салған мәбләғдин кәлгәнликини, бирақ хитайниң әксичә һәдәп америкиниң улини колап кәлгәнликини билдүрди.
У йәнә мундақ деди: “хитай америкини паләч һалға чүшүрүш бәдилигә әркин тиҗарәт қаидилиригә хилаплиқ қилиш, америка шеркәтлиригә чәклимә қоюш, уларни техникилирини өтүнүп беришкә мәҗбурлаш, әқлий мүлүкләрни оғрилаш, пул қиммитини сүний һалда контрол қилиш қатарлиқ васитиләрни ишқа селип туруп өзини күчләндүрди. Хитайниң мушу һәрикәтлири сәвәбидин америкиниң хитай билән болған содидики қизил рәқими 375 милярд долларға йәтти. Худди президент трамп мушу һәптә дәп өткәндәк өткән 25 йилда хитайни қайта қуруп чиққан әслидә биз идуқ.”
Майк пәнс сөзидә америкиниң барлиқ қоллашлириниң әксичә хитайниң пүтүн күчини ишқа селип, америкиниң дунядики иқтисадий вә һәрбий әвзәлликлиригә көз тикиватқанлиқини, америка армийисиниң қуруқлуқ, деңиз, һава вә аләм қатниши саһәсидики үстүнлүкини игиләшкә һәрикәт қиливатқанлиқини билдүрди.
Майк пәнсниң хитай һәққидики бу нутқи көзәткүчиләрниң диққитини қозғиди. “вашингтон почтиси” гезитидә мәхсус истон язғучиси җош рогин тәрипидин елан қилинған мулаһизидә көрситилишичә, бу трамп һөкүмитиниң хитайға қаратқан сияситидики түптин өзгиришниң җакарлиниши болуп һесаблинидикән.
Америкидики уйғур адвокат нурий түркәл әпәнди бу сиясәт өзгиришини тәһлил қилип, бу өзгиришниң өткән икки йил мабәйнидә шәкилләнгәнликини билдүрди.
Майк пәнс нутқида хитай һөкүмити йүргүзгән сиясәтләрниң америкиға кәлтүргән зийини үстидила тохтилип қалмай, униң хитайдики хәлқләргә, уларниң демократийә, әркинлик вә кишилик һоқуқ, дини әркинликигә кәлтүрүватқан зийини үстидиму мәхсус тохталди. У буниңда хитайниң юқири техникидин пайдилинип туруп, пуқраларни мутләқ контрол қилишни ишқа ашуруватқанлиқини, уларниң пикир-учур әркинликини қаттиқ қамал қиливатқанлиқини билдүрди. У дини әркинлик мәсилисидә тохталғанда уйғурлар һәққидә мәхсус тохтилип “хитай компартийиси шинҗаңда бир милйондин ошуқ уйғур мусулманлирини һөкүмәт лагерлириға қамап, меңә ююш һәрикити елип бармақта. Бу лагерлардин қутулуп чиққанлар бешиға кәлгәнләрни хитай компартийисиниң уйғур миллий мәдәнийитини боғуш вә уларниң етиқадини йоқ қилишни мәқсәт қилған мәқсәтлик һәрикити, дәп тәсвирлимәктә” деди.
Нурий түркәл әпәндиниң қаришичә, америкиниң һәл қилғуч сиясәт өзгириши тема қилинған бу нутуқта уйғурлар мәсилисиниң мәхсус бир абзаста йәр елиши тасадипийлиқ әмәс, бу бәлки уйғур мәсилисиниң икки дөләт арисидики муһим тема болуп шәкилләнгәнликини ипадиләйдиған муһим вә әһмийәтлик бир өзгириш икән.
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, биз кейинки аңлитишимизда бу һәқтә силәргә давамлиқ аңлитиш беримиз.