Майк пәнсниң хитай һәққидики нутқи америкиниң хитай сияситидики өзгиришләрдин бешарәт бәрмәктә (2)
2018.10.08
Америка муавин президенти майк пәнс 4-өктәбир күни америка пайтәхти вашингтондики нопузлуқ тәтқиқат мәркәзлиридин болған “худсон институти” да хитай һәққидә муһим нутуқ сөзлигән иди. Униң “америка қошма штатлири әмди хитайға йеңичә сиясәт йүргүзиду” дәп туруп башлиған нутқи күчлүк диққәт қозғиди.
“вашингтон почтиси” гезити мәхсус ситон язғучиси җош рогинниң бу һәқтики мулаһизисидә көрситилишичә, бу нутуқниң әң муһим алаһидилики америкиниң әмди хитайниң дунядики иқтисадий вә истратегийәлик таҗавузчилиқ сиясәтлиригә һәм шундақла дөләт ичидә йүргүзүватқан бесим сияситигиму қарши туруп, хитайни дөләт ичи вә сиртиға қаратқан сиясәтлирини өзгәртишкә мәҗбурлайдиғанлиқини вәдә қилғанлиқи икән.
Америкидики уйғур адвокат нурий түркәл әпәндиму бу һәқтә радийомизға қилған сөзидә, “майк пәнсниң нутқида уйғур мәсилисигә мәхсус бир параграфта орун беришиниму америка һөкүмитиниң әмди уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилилиридә пәқәтла хитайға ундақ қилмаслиқни тәвсийә қилип қоюшла әмәс бәлки, америкиниң ташқи сияситидики муһим мәсилә қилип бекиткәнликиниң ипадиси”, дәп көрсәтти.
Америка президенти майк пәнс пәйшәнбә күнидики нутқида хитай һөкүмитиниң дөләт ичидә йүргүзүватқан бундақ мутләқ контрол сиясәтлирини башқа дөләтләргиму експорт қилип беришни көзләватқанлиқиниму ипадә қилған иди. Майк пәнс нутқида алаһидә орун бәргән темиларниң бири болса хитайниң “қәрз дипломатийәси” болди. У сөзидә: “хитай һөкүмити һазир асиядин африқиғичә, явропа вә һәтта латин америка дөләтлиригичә қәрз бәрмәктә. Шәртлири наһайити мүҗмәл болған бу қәрз келишимлири арқилиқ пүтүн пайдини хитай алмақта” деди.
У хитай һөкүмитиниң бу дөләтләрни алди билән қәрзгә боғуп қойғандин кейин андин уларни өзиниң сиясий оюнлириға васитә болушқа қиставатқанлиқини, җүмлидин бәзи дөләтләрдә униң қәрз орниға истратегийәлик орунларни игиливалған болса, йәнә мушу усул билән 3 латин америка дөлитини тәйвән билән болған дипломатик мунасивитини үзүшкә мәҗбурлиғанлиқидәк вәқәләрни мисал қилип көрсәтти.
Хоңкоңда турушлуқ сиясәт анализчиси ху шавҗаң радийомизға қилған сөзидә америкиниң нәччә вақиттин бери хитайға һәрқандақ тоқунушта “йол қоюш” позитсийәсини асас қилған сиясәт йүргүзүп кәлгәнликини билдүргән вә америкиниң ахири һәқиқәтни тонуп йәткәнликини қарши алған.
У сөзидә: “америка ахири нәччә вақиттин бери йүргүзүп кәлгән сиясәтлириниң пәқәтла бир хам хиял яки бир қуруқ фантазийә икәнликини тонуп йәтти. Бу, америкиниң өтмүштә йүргүзгән хата сиясәтлирини етирап қилишидур. Хитайниң сабиқ совет иттипақидәк һакиммутләқлиқни тәкрарлаватқанлиқини тонуп йетиш америка сиясәтчилири вә америка җәмийитидики асасий еқим үчүн наһайити зор бир илгириләш” дегән.
Нури түркәл әпәнди сөзидә: “америкиниң хитайға қаратқан сияситидики өзгиришниң қандақ иҗра болуши йәнила хитайниң өзигә бағлиқ”, дәп көрсәтти. У сөзидә: “хитай һөкүмити әгәр инсанийәткә пайдилиқ бир һакимийәт болуп, демократийә, ортақ тәрәққият, тинчлиқ, кишилик һоқуқ дегәнләрни һөрмәт қилидиған, башқа һакимийәтләр билән тинчлиқ ичидә ортақ тәрәққий қилип, дуняниң ишлириға ортақ көңүл бөлидиған бир һөрмәткә сазавәр қудрәтлик дөләт болимән дәйдикән у һалда хитай буниңда утуп чиқиду. Әгәр ундақ болмайдикән бу хитайниң заваллиққа йүз тутуши болуп һесаблиниду. Чүнки, һечқандақ бир дөләтниң қудритиниң техи америкини бесип чүшәлмәйдиғини бир һәқиқәт” деди.
Дәрвәқә, муавин президент майк пәнсму шу күнки нутқида америкиниң һазир һәрбий күчини қаттиқ күчләндүрүватқанлиқини тәкитләп: “биз тарихтин бери дунядики әң қудрәтлик армийәгә игә болуп кәлдуқ, һелиһәм шундақ. Президент трамп йеқинда дөләт мудапиәсигә селинидиған мәбләғни 716 милярдқа өстүридиған бир қарарға имза қойди. Биз ядро қораллиримизни йеңилаш билән биргә, әң йеңи техникиға игә болған күрәшчи вә бомбардиманчи айропиланларни, йеңи әвлад авияматкилар вә уруш парахотлирини қораштуруватимиз. Қисқиси биз қораллиқ қисимлиримизға көрүлүп бақмиған дәриҗидә мәбләғ селиватимиз. . .” деди.
Майк пәнс йәнә америка һөкүмити гәрчә хитайниң сағлам тәрәққий қилишини арзу қилған болсиму, лекин хитайниң бу арзуға пүтүнләй хилап һәрикәтләрни қилғанлиқи вә һазирму буни давам қилип, америка президенти трампниң келәр қетимлиқ сайламда мәғлуп болуши үчүн һәрхил амаллар билән америкидики сайлам паалийәтлиригә қол тиқишқа урунуватқанлиқини, америка вә башқа дөләтләрдә тәшвиқат үчүн милярдларчә доллар мәбләғ селиватқанлиқини алаһидә әскәртип өтти. У: “биз хитай рәһбәрлиригә шуни дәп қоймақчи -бизниң президентимиз һәргиз чекинмәйду. Америка хәлқиму һәргиз қаймуқуп қалмайду. Биз бейҗиң билән мунасивәтлиримизни яхшилашни арзу қилған тәқдирдиму, хәвпсизликимиз вә иқитсадимизни қәтий қоғдаймиз. Америка һөкүмитимиз америкиниң мәнпәәтлирини, америкадики иш пурсәтлири вә америка бихәтәрликини қәтий һимайә қилиду. Биз армийәмизни қайта күчләндүрүш билән биргә, америкиниң тинч окяндики мәнпәәтлириниму қәтий қоғдайду. . . .” дәп әскәртти.
Һалбуки, хитай ташқи ишлар баянатчиси хва чүнйиң майк пәнсниң сөзлирини қаттиқ әйибләп: “биз америкини хитайни асассиз һалда әйибләшни тохтитишқа чақиримиз. Һечким хитай хәлқини хитайчә алаһидиликкә игә сотсиялизм йолида илгириләштин тосуп қалалмайду” дегән.