Мисирдики уйғур оқуғучиларниң тутқун қилиниши хәлқараниң җиддий диққитини қозғимақта

Мухбиримиз әзиз
2017.07.06
misirdiki-uyghur-oqughuchi.jpg Мисирдики уйғур оқуғучилар тутқун қилиниватқан нәқ мәйданниң бири. 2017-Йили 5-июл.
Social Media

Мисирда оқуш сәвәбидин туруп қалған бир қисим уйғур оқуғучиларни йеқинда мисир сақчилириниң қолға алғанлиқи һәмдә уларни хитайға өткүзүп бериш алдида туруватқанлиқи явропа вә америкидики ахбарат васитилириниң һәмдә хәлқаралиқ тәшкилатларниң җиддий диққитини қозғиғанлиқи мәлум. Бу мунасивәт билән бир қисим хәлқаралиқ тәшкилатлар бу мәсилигә қарита җиддий инкас қайтурди.

Мушу чаршәнбидин башлап мисирниң қаһирә вә искәндәрийә шәһәрлиридә арқиму ‏-арқидин нәччә онлиған уйғур оқуғучиларниң мисир сақчилириниң тутқун обйектиға айланғанлиқи һәққидики хәвәрләр, рәсим вә қисқа син көрүнүшлири һәрқайси торбәтләрдә, җүмлидин фейсбок вә башқа иҗтимаий таратқуларда тарқалғандин буян, бу һәқтики мәлуматлар ғәрб дунясидики һәрқайси ахбарат васитилиридиму кәң йәр алғанлиқи мәлум. Бәзи мәнбәләрдә болса бу қетим аз дегәндиму 70 уйғур оқуғучиниң қолға елинғанлиқи қәйт қилиниду.

Бу вәқә һәққидә бүгүн тәпсилий син хәвири ишлигән “әл җәзирә” тори бу қетим мисир сақчилири қолға алған оқуғучиларниң хитайниң ғәрбидики “шәрқий түркистан” намлиқ өлкидин кәлгәнләр икәнликини, уларниң хитайниң диний зулум вә ассимилятсийә характерлик миллий сиясити сәвәблик өз юртлирида ислам диниға даир билимләрни чоңқурлап өгиниш имканийитигә егә болалмиғанлиқтин, мисирдики дуняға даңлиқ билим юрти болған әл әзһәр университетиға оқуш үчүн кәлгәнликини, мана әмдиликтә болса ойлимиған йәрдин мисир сақчилириниң уларни қолға елип, хитайға өткүзүп бериш алдида туруватқанлиқини алаһидә тәкитлиди.

Бу һәқтики мәлуматларни әң дәсләп тәпсилий хәвәр қилған гезитләрдин “вашингтон почтиси” гезити бүгүн сәһәрдә бу һәқтә мәхсус сәһипә аҗритип, мисирдики оқуғучилар тутқун қилинишиниң алди-кәйнидики мунасивәтлик әһваллар һәққидә тохталди. Униңда ейтилишичә, хитай һөкүмити уйғурлар диярида һазир җиддий йолға қоюватқан “әсәбийликкә қарши туруш” долқуни бу қетимқи уйғур оқуғучиларни қолға елишниң һәрикәтләндүргүч күчи вә сәвәби икән.
Мақалида ейтилишичә, йәрлик даириләр уйғурлар диярида бихәтәрлик намида түрлүк бәлгилимиләрни йолға қоюватқан болуп, буниң ичидики муһим бири, диний әқидә һәмдә уни контрол қилиш саһәсидә өз әксини тапмақта икән. Буниң билән уйғурлардики ислам диниға бағлинидиған көплигән һадисиләр мушу шамалда зәрбигә учримақта икән.

Мәлум болушичә, хитай ташқи ишлар министирлиқи өзлириниң мисирдики уйғур оқуғучиларниң қолға елинишиға даир әһваллардин хәвәрдар икәнликини, әмма буниң тәпсилатини ашкарилашқа болмайдиғанлиқини ейтқан һәмдә алақидар орунларниң бу мәсилиләрни йеқинда мувапиқ бир тәрәп қилидиғанлиқини билдүргән.

Биз мисир сақчилириниң бу қетимқи уйғур оқуғучиларни из бесип қолға елиш әһвали һәққидә мисир һөкүмитиниң қандақ пикирдә икәнликини билип беқиш үчүн әрәб мисир җумһурийитиниң америкидики баш әлчиханиси билән алақиләштуқ. Әлчиханидики нөвәтчи хадим бу мәсилә һәққидә өзиниң бир нәрсә дәп берәлмәйдиғанлиқини, бу һәқтики мәсилиләргә пәқәт әлчиханиға қарашлиқ “ахбарат башқармиси” ниң җаваб бериш һоқуқиға егә икәнликини ейтти. Шуниң билән биз “ахбарат башқармиси” ға телефон қилғинимизда, мәсул хадим өзиниң “бирләшмә агентлиқ” (AP) ниң алақидар гезит хәвиридин техи бүгүн сәһәрдә мисирдики уйғур оқуғучиларниң қолға елиниши һәққидики мәлуматларни көргәнликини, әмма башқарма мудиридин башқа кишиниң бу хилдики мәсилиләр һәққидә пикир баян қилиш һоқуқиға игә әмәсликини ейтти. Ахирида у, соаллиримизни елхәт арқилиқ әвәтишимизни, шу чағда алақидар хадимларниң буниңға җаваб беридиғанлиқини билдүрди. Биз соалларни көрситилгән хәт сандуқиға әвәткән болсақму, та һазирғичә улардин җаваб алалмидуқ.

Америкидики “инсан һәқлирини көзитиш тәшкилати” уйғур оқуғучиларниң мисирда бу тәриқидә қолға елиниши мунасивити билән бүгүн чүштә җиддий инкас қайтурған. Фирансийә хәвәр агентлиқи бу һәқтә ишлигән тәпсилий хәвиридә “инсан һәқлирини көзитиш тәшкилати” оттура шәрқ бөлүми мәсули сарах витсонниң бу һәқтики язма баянатидин нәқил кәлтүрүп, “мисир даирилири бу оқуғучиларниң қәйәрдә икәнлики, уларниң немә сәвәбтин қолға елинғанлиқи қатарлиқларни дәрһал ашкара елан қилиши, шундақла бу оқуғучиларға адвокат яллаш имканийити яритип бериши лазим. Шуниң билән биргә, мисир һөкүмити бу оқуғучиларни хитайға өткүзүп бәрсә болмайду, әгәр қайтуруп бәрсә, бу оқуғучиларниң хитайда қандақ җазаға вә қийнақларға дуч келидиғанлиқини тәсәввур қилиш мумкин әмәс” дейилиду.

“инсан һәқлирини көзитиш тәшкилати” хитай бөлүминиң мәсули софи ричардсон ханим бу мунасивәт билән зияритимизни қобул қилди. У “бу һәқтики хәвәрләрни көргәндин кейин сизниң тунҗи инкасиңиз қандақ болди?” дәп сориғинимизда мундақ деди: “биз һәммидинму бәкрәк бу кишиләрниң немә үчүн мушундақ бир мүшкүлатқа гириптар болуп қалғанлиқидин әндишә қиливатимиз. Чүнки шуниңдин хәвиримиз барки, уларниң һәммисиниң болмисиму, көп қисминиң мисирда қанунлуқ туруши үчүн лазим болидиған инавәтлик иқамити бар иди. Бизни техиму чоң әндишигә гириптар қиливатқини, мисир һөкүмитиниң қандақтур бир шәкилләрдә хитайға ян таяқ болуп, хитай һөкүмитиниң мәҗбурий йосунда кишиләрни қайтуруп кетишини қануний асас билән тәмин етишидур. Гәрчә мисир һөкүмити ‛қачқунлар әһдинамиси‚ ға әза болмиған мәмликәт болсиму, хәлқаралиқ қанун системиси һәрқачан қайтуруп берилсә қийнаққа яки җазаға учраш еһтимали болған кишиләрни қайтуруп бәрмәсликни тәләп қилиду. Әгәр мисир һөкүмити бу уйғурларға панаһлиқ тиләш шараити яритип бәрмәстин, уларни удулла хитайға қайтуруп бәрсә шүбһисизки, бу хәлқаралиқ қанунға зор дәриҗидә хилаплиқ қилғанлиқ болиду. Шуңа биз мисир һөкүмитидин бу уйғурларни тездин қоюветишни һәмдә уларниң хитайға қайтурулмаслиқиға кепиллик қилишни тәләп қилимиз. Шуниң билән биргә, тутуп турулуш җәрянида уларниң адвокатлири, аилә тавабиатлири һәмдә бирләшкән дөләтләр тәшкилати қачқунлар алий кеңишиниң әмәлдарлириниң улар билән көрүшәлишигә капаләтлик қилиши лазим. Шундила бу кишиләрниң кимлики, уларниң қандақ тәләптә икәнлики, шуниңдәк көп қисим әһвалларда йүз бәргинидәк, уларниң гунаһсиз дәп қоюп берилишкә тегишлик икәнлики аян болиду.”

Мәлум болушичә, мисир сақчилириниң мисирдики уйғур оқуғучиларни қолға елиши һазир дунядики нәччә онлиған ахбарат васитилиридә хәвәр қилиниватқан болуп, алақидар тәрәпләрниң һәммиси бу оқуғучиларни хитайға қайтуруп бәрмәсликкә чақириқ қилмақта икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.