Мисирдики хитай әлчиханиси уйғур оқуғучилардин қарши тәшвиқат елип беришни тәләп қилған

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2015.07.22
misir-qahire-xitay-elchixana-uyghurlar.jpg Мисирдики хитай әлчиханисиниң уйғур оқуғучиларни йиғип ачқан йиғини.
RFA/Haji Qutluq Qadiri


Игилишимизчә, 18 - июл мисирниң пайтәхти қаһирәдики хитай әлчиханиси әл әзһәр универиситетида оқуватқан уйғур, хуйзу қатарлиқ оқуғучиларға рози һейтни тәбрикләш зияпити бәргән.

Қаһирәдики хитай әлчиханисиниң йитәкчиликидә өткүзүлгән роза һейтни қутлуқлаш паалийитидә әлчихана мәсуллири уйғур, хуйзу қатарлиқ оқуғучилардин хәлқара җәмийәткә тарқалған “шинҗаңда мусулманларниң рози тутуши чәкләнди” дегән хәвәрләргә қарита, хитайниң уйғур елида йүргүзүватқан сиясәтлирини махтап, уйғурларға бериливатқан түрлүк диний сиясәтләрниң әвзәлликини гәвдиләндүрүш тәшвиқатлирини елип беришни тәләп қилған.

Бу қетимқи хитай әлчиханисиниң роза һейтлиқ зияпитигә йәнә мисирдә хизмәт қиливатқан уйғур хизмәтчи вә тиҗарәтчиләрму қатнашқан.

Хитай әлчиханиси мәсуллири оқуғучиларни қетиқинип өгиниш билән биргә, оқуш - өгиниш җәрянида үч хил мәсилигә алаһидә диққәт қилишни тәкитлигән. Биринчи, тоғра - дадил болған ислам диний илимлирини өгиниш. Иккинчи, идийә,хизмәт вә һәрикәттә вәтән образини тәшвиқ қилиш, дөләт мәнпәтини қоғдаш. Үчинчи, нөвәттики мисир вәзийити ичидә өз бихәтәрликигә капаләтлик қилиш билән биргә, әлчихана билән йеқин алақә вә һәмкарлиқта болуш керәкликини билдүргән.

Паалийәт җәрянида сөз қилған бир қисим оқуғучилар вәкиллири, өзлириниң балдурақ оқушни тамамлап вәтәнгә қайтиш арзулирини ипадиләш билән биргә, хитай әлчиханисиниң һәр җәһәттин өзлиригә йәткүзүватқан түрлүк ярдәмлиригә рәһмәт ейтқан.

Хитай әлчиханиси елип барған бу қетимқи рози һейтни тәбрикләш паалийити ахирилашқандин кейин, бир қисим оқуғучилар ниңша хуйзу аптоном районлуқ телевизийә қанилиниң зияритини қобул қилип өзлириниң оқуш вә турмуш җәһәттики қарашлирини баян қилған.

Қаһирәдики хитай әлчиханиси 2009 - йили үрүмчидә 5 - июл қирғинчилиқи йүз бәргәндин буян мисирда оқуватқан уйғур оқуғучиларға оқуш мукапати пули беришни йолға қойған болуп, бу йил 6 - июн әлчихана бир қисим уйғур оқуғучиларға оқуш мукапати пули тартқан иди.

Биз бу мунасивәт билән, илгири мисирдики әл әзһәр университетида илим тәһсил қилған, һазир истанбулдики шәрқий түркистан вәхпиниң мәсуллиридин бири тәтқиқатчи абдуҗелил туран билән бу һәқтә сөһбәт елип бардуқ.

Ахирида телефон зияритимизни қобул қилған сәуди әрәбистанниң мәккә шәһиридики журналист сираҗидин әзизи қаһирәдики хитай әлчиханисиниң бу хил тәшвиқатлири арқилиқ хитайниң уйғур елида йүргүзүватқан түрлүк диний зулум сиясәтлирини хәлқара җәмийәттин мәңгү йошуруп қалалмайдиғанлиқи тоғрисида тохтилип өтти.

Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.