Мисирдин ғайиб болған уйғурларниң ақивити һәққидики әндишиләр күчәймәктә
2018.04.05

Илгири мисирдики тура түрмисидин қоюп берилгән уйғур оқуғучилар йәткүзгән мәлуматларда мисир даирилири тәрипидин тура түрмисигә қамалған 100 гә йеқин уйғур оқуғучиларниң йешил, сериқ вә қизил дегән үч рәң бойичә категорийәгә айрилғанлиқи, булардин қизил рәңлик гуруппиға мәнсуп 16 уйғур оқуғучиниң 2017-йили 1-сентәбирдин башлап ғайиб болғанлиқи мәлум болған иди.
Әзһәр университетиниң оқуғучиси илясҗан рахман, өткән йили 1-сентәбирдин башлап ғайиб қилинған шу оқуғучиларниң бири.
Илясҗанниң аяли мунзирә йолдиши тутулған чағда иккинчи қизиға еғираяғ икән. Уларниң кәнҗи қизи илясҗан түрмидики чеғида түркийәдә туғулған икән. Униң әмдила 20 айлиқ вә 7 айлиқ болған икки қизи дадисиз чоң болмақта икән. Мунзирәниң ейтишичә, елясҗан бәкму меһрибан ата икән. Мисирдики тутқунда тура түрмисидә елясҗан билән бир камерда ятқан вә кейин қоюп берилгән балиларниң униңға сөзләп беришичә, елясҗан түрмидә давамлиқ қизиниң сүритигә қарап олтуруп кетидикән.
“апам вә акам болмиған болса қандақ яшар идим,” дегән мунзирә гәрчә қучақтики икки балиси билән күнлирини сеғиниш, ғериблиқ, ғәм- қайғу ичидә өткүзүватқан болсиму, әмма у өзигә охшаш мисирдики шу тутқунда ери вә яки қериндашлири туюқсиз тутқун қилинип ғайиб қиливетилгән, игә-чақисиз қелип сәрсан яшаватқан башқа қиз-аялларға қариғанда өзини тәләйлик һесаблайду. Чүнки һазир униң қешида түркийәдики акисини йоқлаш үчүн қәшқәрдин келип кейин юртқа қайталмай қалған аниси бар икән. Аниси нәврилиригә һәмраһ болуп, уларниң қешида биллә туридикән, акиси нурәли болса тиришип ишләп бу ғериб аилиниң һалидин хәвәр алмақта икән.
Зияритимизни қобул қилған мунзирәниң акиси нурәлиму әл-әзһәрдә оқуған болуп, мисирдики тутқун башлиништин бир қанчә ай бурун түркийәгә келивалған икән. Илясҗанниң өзигә пәқәт күйоғулла әмәс, бәлки әң йеқин сирдаш ағиниси икәнликини билдүргән нурәли, елясҗанниң тутқунға учриши вә ғайиб қиливетилишидин чоңқур һәсрәт чекиватқанлиқини билдүрди. У, “шу қериндишим тутулуп, түрмиләрдә ятқанниң орнида мән ятсам болатти,” деди.
Илясҗанниң туюқсиз тутқун қилинип, та бүгүнгичә хәвири болмаслиқи билән чоңқур қайғу вә роһий бесимларға муптила болған бу аилиниң пүтүн йүки нурәлигә чүшкән. Әмма у йәнила өзиниң қериндиши илясҗан үчүн бир иш қилип берәлмигәнликидин өкүнидиғанлиқини билдүрди.
У өзиниң вә аилә тавабиатлириниң шундақла илясҗанни тонуйдиған уйғурларниң бирдәк елясҗан хитайға қайтурулған тәқдирдә, униң ақивитиниң яман болидиғанлиқидин әндишә қиливатқанлиқини билдүрди.
Елясҗан вә униңға охшаш мисирда наһәқ тутулуп, ғайиб болған уйғурларниң тәқдири хәлқаралиқ кишилик һоқуқ тәшкилатлириниңму изчил диққитини қозғап кәлмәктә. “хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати” хитай ишлири бөлүминиң директори софий речардсон ханим бүгүн мәхсус бу һәқтә зияритимизни қобул қилип, мундақ деди: “кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати мисирда тутқунға учриған уйғур оқуғучиларниң тәқдиридин наһайити әндишә қилмақта. Гәрчә биз улар һәққидә интайин чәклик учурларға игә болсақму, әмма улар һәққидә пүтүн дунядики уйғурлардин учур елишқа тиришиватимиз. Тәшкилатимизниң мисирда турушлуқ мәзкур мәсилигә мәсул хадимлири бу оқуғучиларниң бихәтәрлики капаләткә игә қилинғанға қәдәр уларни сүрүштә қилишни давамлаштуриду. Улар унтулуп қалса һәргиз болмайду.”
Софий речардсон йәнә мундақ деди: “бу һәқтә хитай һөкүмитидин соралған соаллар җавабсиз қеливатиду. Хитай һөкүмитиниң қолини чәтәлләргичә созуп, йәр шари миқясида уйғурларни қанунсиз васитиләр билән халиғанчә тутуп қайтуруп кетишидәк еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичилики һәммимизниң диққитини қозғимақта. Болупму хитай һөкүмитиниң уйғурларни нуқтилиқ нишан қилип, юқири бесимлиқ бастуруш тәдбирлирини йолға қоюватқанлиқи һәқиқәтән пәвқуладдә әндишә қозғашқа тегишлик бир мәсилә.”
Софий речардсон ханим ахирида йәнә мисирда ғайиб болған уйғур оқуғучилар һәққидә һазирғичә йеңи мәлуматларниң ашкариланмаслиқи, мәзкур тәшкилатниң бу мәсилигә болған диққәт етибариниң төвәнлигәнликидин дерәк бәрмәйдиғанлиқини әскәртти. У, мисир һөкүмити яки хитай даирилири тәрипидин ғайиб қиливетилгән уйғурлар һәққидә мәлумати бар кишиләрни бу мәсилигә алақидар кишилик һоқуқ органлириға учур тәқдим қилишқа чақирди.