Мисирдин қачқан уйғурларниң давамлиқ тутулуватқанлиқи мәлум болмақта

Мухбиримиз гүлчеһрә
2018.04.25
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
misirda-uyghur-visa.jpg Мисирдики мәлум уйғур оқуғучиниң паспортидики мисир визиси.
Social Media

Мисирда туруватқан уйғурларниң инкас қилишичә, мисир сақчилириниң “қанунсиз туруватқан чәтәлликләрни тәкшүрүш” намидики ахтурушлири давам қилмақта икән.

Игилишимизчә, қоллирида хитай әлчиханисидин берилгән “көк паспорт” билән қалған уйғурлар тутулуп қелиштин сақлиниш үчүн қечип йүрүш мәҗбурийитидә қалған. Йошурунуп йүргәнләр арисида аяллар вә йеши кичик балиларниңму барлиқи мәлум. Улар мисирдин башқа дөләтләргә кетишкә амалсиз қалғачқа, тәшвиш ичидә күн өткүзмәктә икән.

Мисирда қәп қалған уйғурларниң өткән йили яздин буян бу хил әндишидин техичә қутулалмиғанлиқи мәлум болмақта. Мисир сақчилири тәрипидин тутуп кетилгәндин кейин һазирғичә хәвири болмайватқан уйғурларму бар болуп, бу һәқтә бултур яздики тутқундин қечип явропаға келивалған рәйһан ханим аңлиғанлирини баян қилди. Униң мисирдики тонушлиридин аңлишичә, қаһирәдә йеқинда йәнә бир уйғур түркийәгә меңиш сәпиридә қаһирә айродромида мисир сақчилири тәрипидин тосуп қелинған вә шундин кейин из-дерики болмиған. Һалбуки, у тутулғучиниң исми вә кимлики һәққидә ениқ учур билмәйдиғанлиқини билдүрди.

Биз бу йип учиға асасән мисирда қалған уйғурлар билән алақилишишкә тириштуқ. Исмини ашкарилашни халимайдиған бир уйғур оқуғучи өзиниң икки һәптиләр илгири йәнә бир уйғур балиниң қаһирә айродромида тосуп қилинғанлиқини аңлиғанлиқини йәткүзди.

Бу уйғур оқуғучиниң билдүрүшичә, қаһирә айродромида тутулған уйғурниң исми дилшат һапиз болуп, бу йил 21 яшта икән. Бу бала буниңдин икки йиллар аввал қумулдин мисирға оқушқа кәлгән икән. Униң қайси күни тутуп қелинғанлиқи һәққидә ениқ мәлумат йоқ. Радийомизға учур бәргән мәзкур уйғур оқуғучи еқип йүргән гәпләрдин бу вәқәгә икки һәптидин ашқан болуши мумкинликини илгири сүрди.

Бултур яздики тутқунда мисир даирилири бу һәрикитини “мисирда қанунсиз туруватқанларни тазилаш” дәп көрсәткән болсиму, әмма қара-қоюқ тутулуп тура түрмисигә ташланған 100 гә йеқин уйғурниң һәммисиниңла мисирда қанунлуқ туруш рәсмийәтлириниң толуқ икәнлики мәлум. Буларниң бәзилири қоюветилгән болсиму, 16 нәпириниң һазирғичә из-дерики йоқ. Уларниң хитайға қайтурулғанлиқи һәққидики тәшвишлик учурлар һазирму мисирда қечип йүрүватқан уйғурларниң әндишисини күчәйткәнлики мәлум. Шу сәвәбтин болса керәк, һәтта қаһирә айродромида тутулған дилшат һапизни тонуйдиғанларму у һәққидә мәлумат бериштин өзини қачурмақта. Нам-шәрипини ашкарилимаслиқ, һәтта авазиниму аңлатмаслиқ шәрти билән мәлумат бәргән бир уйғурниң сөзләп беришичә, дилшат һапиз икки йиллар аввал қумулдин оқушқа кәлгән, башта әрәбчә өгинип йеқинда әзһәр университетиға тизимлатқан. Әзһәрниң җавабини сақлаватқан дилшат һапизниң иқамитиниң вақти тошуп қалғанлиқи үчүн у йеқинда түркийәгә чиқип кетишниң йоллирини издигән. Ахири бир әрәб арқилиқ иқамәт қәғизини қолиға алған болсиму, лекин иқамәткә мисир даирилири икки һәптә ичидә чеградин чиқиши шәрт дегән тамға бесивәткән икән. Гәрчә дилшат мисирдин айрилиш үчүн сәпәргә атланған болсиму, учурларда дейилгәндәк қаһирә айродромида тосуп қелинған вә шундин буян из-дерики болмиған.

Бу һәқтә учур бәргүчиниң тәкитлишичә, дилшатни тонуйдиған бир қанчә уйғур униң издәк -сориқини қилип сақчиханиларға барған, һәтта адвокат тутуп сүрүштә қилған. Әмма улар дилшат һәққидә һеч қандақ җаваб алалмиған. Дилшатни тонуйдиған вә униң из-дерикини қиливатқан уйғурлар бирдәк униң хитайға қайтуруветилип, биһудә еғир җазаға учришидин әндишә қилмақта икән.

Хитай даирилириниң мисирни өз ичигә алған чәтәлдики уйғурларға давамлиқ паракәндичилик селишни тохтатмиғанлиқи һәққидә учурларға игә болуп келиватқанлиқини билдүргән мәркизи вашингтондики хәлқара уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқатчиси зубәйрә шәмсидин ханим зияритимизни қобул қилди. У, мисирдики уйғурларниң давамлиқ түрдә тәқиб астиға елиниватқанлиқидин хәвири барлиқини, буниң дәлилиниң бири хитай әлчиханисиниң пәқәт хитайғила қайтип кетишкә рухсәт қилинидиған “көк паспорт” берип, уларни қайтуруп кетишкә урунуватқанлиқини илгири сүрди. У йәнә мисир даирилириниңму хитайға маслишип, мисирда туруватқан уйғурларни қайтидин тәкшүрүшни күчәйтиши билән бултур яздики трагедийәниң қайтилинидиғанлиқидәк бир вәзийәтниң мәйданға келиватқанлиқини билдүрди. У йәнә уйғурларниң әһвали пүтүн дуняға ашкара болуватқан бир пәйттә мисир даирилириниң мисрада оқуватқан уйғур оқуғучиларни хитайға қайтуруп бәрмәкчи болуши “һәр қандақ бир қанун яки инсан һәқлири пиринсипиға хилап бир қилмиш, инсанийәтниң әхлақий мизанлириға ят бир һадисә шундақла дуня җамаәтчиликиниң күчлүк тәнқидини қозғашқа тегишлик бир мәсилә,” дәп әйиблиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.