Мисир даирилириниң уйғурларни давамлиқ тутқун қиливатқанлиқи ашкариланди

Мухбиримиз әркин
2017.07.12
misir-uyghur-oqughuchi-5.jpg Мисирдики уйғур оқуғучилар тутқун қилинип сақчи машинисида елип кетиливатқан көрүнүш. 2017-Йили 6-июл.
Tutqun qilinghan oqughuchilar özliri teminligen

Чаршәнбә күни оттура шәрқ ахбарат васитилири мисир даирилириниң йеқинқи 24 саәт ичидә йәнә 80 уйғурни тутқун қилғанлиқи вә тутқун қилинған уйғурларниң дәрһал хитайға өткүзүп берилиш хәвпидә туруватқанлиқини хәвәр қилди.

Өткән һәптидики хәвәрләрдә, мисир даирилириниң мисирдики оқуғучи вә тиҗарәтчи уйғурларни омуми йүзлүк тутқун қилип, 100 артуқ уйғурни соливалғанлиқи, улардин 12кишиниң 6‏-июл мисир һава йоллириниң гуаңҗуға учидиған айропиланида хитайға қайтурулғанлиқи қәйт қилинған. Мисир аманлиқ даирилири 6‏-июл чәтәл ахбарат васитилиригә бәргән учурида, йәнә 22 уйғурниң қайтурулуш алдида турғанлиқини билдүргән иди.

“оттура шәрқ көзитиш гезити” ниң 12‏- июл бәргән хәвиридә қәйт қилишичә, мисир бихәтәрлик тармақлири йеқинқи бир қанчә саәт ичидә 80 оқуғучиниң тутқун қилинғанлиқи, булардин 4киши мисирниң дахилийә районидики саманод шәһиридә тутқун қилинғанлиқини билдүргән. Хәвәрдә, даириләр бу кишиләрниң аталмиш олтурақ қәғизидә қаидигә хилаплиқ байқалғанлиқи үчүн тутқун қилинғанлиқини илгири сүргән.

Мисир даирилириниң уйғурларни омумйүзлүк тутқун қилип, хитайға өткүзүп беришкә башлиши, мисирдики уйғурларниң турмуши, оқуши вә бихәтәрликигә җиддий хәвп пәйда қилған.
Мисир даирилириниң һәрикити хитайниң оттура шәрқтики дөләтләрдә оқуйдиған уйғурларни мәҗбури қайтуруп келип җазалаватқан мәзгилдә йүз бәргән иди. Мисирда қечип йүрүватқан бир уйғур оқуғучи чаршәнбә күни зияритимизни қобул қилип, мисир һөкүмити уйғурларни чеграда тосуп тутуватқачқа башқа дөләткә кетәлмәйватқанлиқини билдүрди.

Уйғур оқуғучи: әмди қандақ қилимиз, ашундақ ишлар болуп кетип бариду. Бизму у йәргә йошурунуп, бу йәргә йошурунуп дегәндәк шундақ йүрүватимиз. Аңлашларға қариғанда түнүгүн йәнә ахтуруш болупту. Ахшамлири саәт бирдин кейин ахтуруп болуватиду, дәйду. Биз асаси җәһәттин өйдә турмиғандин кейин, уяқ-буяқта турғандин кейин мәлумат алалмидуқ шу. Өйгә бәзидә келимиз, бәзидә у йәр -бу йәрдә туруп дегәндәк ишлар билән йүрүватимиз.

Мухбир: аилиңиз бармиди яки бойтақмитиңиз? уларни қандақ қиливатиду? балилар қандақ қиливатиду?

Уйғур оқуғучи: аиләм бар. Улар мән билән биллә, нәгә барсам шу йәргә еливелип йүримән. Башқа уйғурлар билән алақә қилиш болуп қалса сәл тәс. Улар билән ватсап арқилиқ көрүшүп шундақ қиливатимиз. Лекин бәк қоюқ алақилишәләймиз. Ашундақ кетиватимиз. Аллаһға шүкри, қандақ қилимиз.

Мухбир: болмиса, силәрниң пүтүн рәсмийитиңлар толуқму?

Уйғур оқуғучи: толуқ, рәсмийитимиз толуқ. Толуқ болсиму тутуватиду. Башқа яққа кетиш мәсилисидә биз һеч амал қилалмидуқ. Бу йәрдә биз әнсирәватқан йеримиз бу йәрдин чиқиш. Уяқ-буяққа кәткән билән бу йәрдин қандақ чиқимиз, дегән бир ой бар. Әң чоңи ашу болуп қалди һазир. Асаси җәһәттин бу йәрдә туталмиғанларни шу чеграда тутуватиду.

Мисир һөкүмити 10‏-июл күни түркийәгә маңған бир түркүм уйғурларни мисирниң ғәрдәқә, дегән шәһиридә түтивалған. Тутқунларниң ичидә қорсиқида балиси 9 айлиқ бир һамилидар аял бар иди. Һамилидар аялниң йолдиши шу күни “ватисап” иҗтимаий алақә торида мураҗиәт елан қилип, аяли билән болған телефон алақиси үзүлүп қалғанлиқини билдүргән иди.

У мундақ дегән: әсәламу әләйкүм һөрмәтлик қериндашлар, қандақ бәлән турамсиләр. Мән бүгүн аялим 9 айлиқ һамилидар иди. Мисирда йәңгип қалмисун, дәп бир чоң апимиз билән йәнә бир нәччә уйғур инилиримиз билән ғәрдәқә арқилиқ түркийәгә йолға салған. Уларни мисир вақти бир йеримда аптобуста ғәрдәқәгә йолға салған. Саәт 7 ләр болғанда авулардин учур келип, уларни ғәрдәқәгә аз қалғанда йолда тутуп қелип,аялимни, чоң апимизни, йәнә бир инимизни елип қалғанлиқ хәвирини бәрди. Сүрүштүрүп турған уларни, һазир қоюп беридикән, мана-әнә,дәп ахири уларни сақчиханида тутуп қапту, уларни сақчиханида тутуп қелип телефонлирини тартивалған охшайду.

Бирақ қаһирәдә турушлуқ уйғур оқуғучиниң билдүрүшичә, ғәрдәқә шәһиридә тутуп қелинған уйғур һамилидар аял билән униңға һәмраһ болуп маңған аял қоюп берилип, чаршәнбә күни сақ-саламәт түркийәгә қонған. Бу уйғур оқуғучи, мисир даирилириниң уйғурларниң рәсмийити толуқ болсиму, тутқун қиливатқанлиқини билдүрди.

Уйғур оқуғучи: икки аялни қоюп бәрди. Қоюп берип, кичик бир бала қалған. Шуни қоюп бериш алдида әмди. У икки аялни қоюп берип һазир баридиған йеригә берип болди. Улар түркийәгә берип болди.

Мухбир: мисир һөкүмити һазирға қәдәр бу ишларға рәсмий пикир билдүрмиди. Хитай әлчиханиси дәйду, бу мисирниң қанунсиз туруватқанларни йиғиш үчүн елип барған һәрикити, дәп. Әзһәр университетиниң баш муфтиси бизниң әзһәрниң қорусида тутулғанлар йоқ, дегән гәпләрни қилди?

Уйғур оқуғучи: у тоғра болуши мумкин. Асаси җәһәттин әзһәрниң қорусида тутулған балилар йоқ. Мениң аңлишимчә сирттики балилар. Әзһәрниң ичидә, у йәрдә бихәтәрлик қоғдаш хадимлири болиду әмәсму, у йәрдә ундақ ишни қилалмайду. Лекин уларниң варақлири йоқ, дегән у гәпләр тоғра болмаслиқи мумкин. Чүнки, бу йәрдә иқамәтсиз яки варақсиз түридиған балилар йоқ. Бу йәрдики балилар хитайниң (“җуңгониң”) бәргән қанунлуқ паспорти билән иқамәтлик туруватқан балилар. Бәзилириниң иқамити йоқ балилар болса, бәзидә мәктәпниң исми чиққучә сақлайдиған балилар бар, исми чиққандин кейинла дәрһал иқамәткә баш уриду. Шуңа, бәлким бу мәлумат хата болуши мумкин.
Мухбир: у бу йәрдә йиғивалған балиларниң һәммиси оқушқа кәлгән балилар дәңә?

Уйғур оқуғучи: һәә, шундақ. Бу йәрдики көпинчә балилар шу. Бу йәрдә немә иш бар дәйсиз ака. Бу йәрдә туруватқан балиларниң һеч бир сиясий иш билән алақиси йоқ. Мәйли қайсимиз болайли, биз һеч бир сиясий ишқа арилашмаймиз. Униң үстигә бу йәрдә бир сиясий ишму йоқ. Кәлгәнләрниң һәммиси шу оқусақ, билим алсақ, тил өгәнсәк, дегән гәпла бар. Башқа немә бар, билисиз бу әрәб дөлитидә. Әзһәрниң пүтүн дуняға даңқи бар. Бу йәргә келиватқан балиларниң һәммиси оқуш, дәпла келиду, асаси җәһәттин башқа нийәт йоқ буларда. Биз 3 адәм бир йәргә келип қалсақму биз һәргиз сиясий гәпни қилип қалмаймиз. Мәйли йеқинда болсун, мәйли йирақта биз сиясийға һеч арилашмаймиз. Чүнки, бизниң мәқситимиз оқуш.

Мисир һөкүмитидики бәзи әмәлдарлар уйғурларни тутқун қилиш мәсилисигә ғәйрий рәсмий ипадә билдүрүп, буни қанунлуқ рәсмийәт мәсилисигә бағлап чүшәндүргән болсиму, бирақ буниңға һазирға қәдәр рәсмий чүшәнчә берип бақмиди.

Радийомизниң мухбири сәйшәнбә күни мисирниң вашингтондики әлчиханисиға телефон қилған болсиму, бирақ әлчиханиниң бир ярдәмчи ахбарат әмәлдари өзиниң бу мәсилигә җаваб беришкә һоқуқлуқ әмәсликини илгири сүрүп соалиға җаваб беришни рәт қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.