Мәхмутҗан қари: “мисир сақчилири өйүмгә бесип киргәндә қечип қутулдум”
2017.07.12

Хәлқара ахбарат васитилиридә мисирда оқуватқан уйғур оқуғучиларниң қолға елиниши һәмдә хитайға қайтурулушқа башлиғанлиқи һәққидә көпләп хәвәрләр бериливатқан. Хәлқарадики бәзи тәшкилатлар мисир һөкүмитиниң қилмишини “хәлқара қанунға хилаплиқ қилғанлиқ” дәп әйиблаватқан бундақ бир пәйттә, мисир дөләт хәвпсизлик хадимлири өйигә бесип киргәндә, башқа бир дөләт арқилиқ түркийәгә қечип кәлгән мәхмутҗан қарим билән сөһбәт елип бардуқ.
У, мисир сақчилириниң 6-айниң 30-күни кечидә биринчи болуп өзиниң өйигә бесип кирип, ахтурғанлиқини, шуниң биләнла уйғур оқуғучиларни қолға елишқа башлиғанлиқини баян қилди.
У, иҗтимаий таратқуларда тарқитилған мисирдики әл әзһәр университетида оқуватқан уйғур оқуғучиларни қолға елиш ишиниң дүшәнбә күни, йәни 7-айниң 3-күни башланғанлиқини, буларниң ятақ, коча вә ашханилардин тутуп солап қоюлған балилар икәнликини илгири сүрди.
Мәхмутҗан қарим 20 сақчиниң итларни йетиләп өз өйигә бесип кирип ахтурғанлиқини илгири сүрди.
У, әзһәр университетида оқуватқан оқуғучиларниң көпиниң мисирда қануний туруш кинишкисиниң барлиқини, уларниң мисир һөкүмитиниң өзлирини қайтуруветишидин әнсирәватқанлиқини баян қилди.
Қиммәтлик радийо аңлиғучилар, мисир сақчилириниң уйғур оқуғучиларни қолға елишидики сәвәб немә? буниң хитай һөкүмитиниң уйғурларға елип бериватқан сиясити билән мунасивити барму? дегәндәк соаллиримизға җаваб бәргән мәхмутҗан қарим хитай тәрәпниң мисирда оқуватқан оқуғучиларни юртиға қайтишқа чақирғанда, уларниң бәзилири қайтқан болсиму, әмма көп санда оқуғучиниң қайтмиғанлиқини, ахирида бу әһвалниң йүз бәргәнликини баян қилди.
Мисирда оқуш пүттүргәндин кейин түркийәгә келип олтурақлишип қалған һәсәналла әпәнди әслидә хитай һөкүмити билән мисир һөкүмити тил бириктүрүп, бу оқуғучиларни йәң ичидила елип кетишни пиланлаватқанлиқини, бу, хәлқараға ашкарилинип қалған болғачқа, уларни қайтуралмайватқанлиқини илгири сүрди.
Пәрәз қилинишичә, илгири ахир болуп мисирда оқуватқан оқуғучилардин миңдәк киши түркийәгә келип болған, әң аз йүз әтрапида оқуғучи мисирниң һәр қайси шәһәрлиридики түрмиләрдә тутуп туруливатмақта икән.