Мисир даирилири тутқун қилинған уйғурларниң ақивитидин мәлумат беришкә чақирилди
2017.07.28
Мисир һөкүмити һазирға қәдәр уйғур тутқунлириниң әһвалиға даир нурғун тәпсилатларни, тутқунларниң сани, қәйәрдә тутуп турулуватқанлиқи, уларни немә үчүн тутқун қилғанлиқи вә қандақ бир тәрәп қилидиғанлиқи һәққидә һечқандақ чүшәнчә берип бақмиған. Униң тутқунларниң тәқдиригә алақидар бу һалқилиқ соалларни җавабсиз қоюши хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлирини әндишигә селип кәлгән иди.
Шу мунасивәт билән, америка хәлқара диний әркинлик комитети радийомизда сөһбәт елан қилип, мисир даирилириниң қилмишини “зор шүбһилик һәрикәт” дәп тәнқид қилди вә қаһирә һөкүмитини очуқ-ашкара болушқа, тутқунларниң ақивитигә даир учурлар билән тәминләшкә чақирди.
Америка хәлқара диний әркинлик комитетиниң кординатори тина муфорт пәйшәнбә күни радийомизға қилған сөзидә, мисир даирилириниң һәрикитигә баһа берип мундақ дәйду: “уларниң һәрикити наһайити шүбһилик. Бу оқуғучилар мәйли хитайда, мәйли мисирда яки дуняниң һәрқандақ йеридә һечқандақ қанунға хилаплиқ қилмиған, һечқандақ җинайәт садир қилмиған. Шуңа, мисир һөкүмитиниң яки дунядики һәрқандақ бир һөкүмәтниң хитайниң тәлипи билән уларға паракәндичилик селиши, тутқун қилиши яки уларни хитайға өткүзүп бериши алди билән бир зулум. Шуниң билән биргә, бу, қанун дөләтлиридә нормал чеградин һалқиған, қобул қилғусиз һәрикәт.”
Тина муфорт ханим йәнә, мисир һөкүмитиниң, хитай аманлиқ хадимлириниң мисирда уйғурларни тутқун қилишқа қатнишишиға йол қойғанлиқини тәнқидләп, мисир даирилириниң һәрикити адәмниң “әқлидин азғанлиқ” дәп көрсәтти.
Тина муфорт: “буниң өзи, мисир һөкүмитиниң бу җинайәткә ортақ болуш дәриҗисини көрситип бериду. Бу, мисирниң игилик һоқуқиға арилашқанлиқ болсиму, бирақ у, чәтәл аманлиқ хадимлириниң өз туприқида бу һәрикәтләрни елип беришиға йол қойди. Бу, шундақ соални пәйда қилмай қалмайду, мисир һөкүмити немә үчүн буниңға йол қойиду? булар хитай һөкүмитиниң юқири тәлим алған аманлиқ хадимлиридур, чәтәл туприқида паалийәт елип бериватиду. Мән буни һечқандақ мисли көрүлүп бақмиған һәрикәт демисәмму, бирақ бу һәқиқәтән аз учрайду. Мисир һөкүмитиниң уларни қарши елиш вә улар билән һәмкарлишишидәк бу һәрикити пәқәтла әқлидин азғанлиқтур.”
Мисир аманлиқ органлириниң қолида тутуп турулуватқан уйғурларниң сани мәсилисидә, мисирдики уйғурлар билән әл әзһәр университетиниң бәргән учури бир-биригә йеқинлашсиму, бирақ уларниң учури хитайға өткүзүп берилгән яки қоюп берилгән уйғурларниң сани мәсилисидә пәрқлиниду.
Мисирда турушлуқ уйғурларниң учурида, қаһирәдә тутуп турулуватқан уйғурларниң сани 95-96 әтрапида болуп, хитайға қайтуруп берилгән яки қоюп берилгән уйғурларниң бар-йоқлуқи сани мәлум әмәс. Әл әзһәр университетиниң учурида болса, тутқун қилинған уйғурларниң сани 70 нәпәр, болуп, уларниң 17 нәпири қоюп берилгән.
Бу санлиқ мәлуматни әл-әзһәр университетиниң президенти муһәммәт әл маһрасави 24-июл өткүзгән ахбарат йиғинида елан қилған. У, ахбарат йиғинида пәқәт 3 оқуғучиниң қайтурулғанлиқини билдүргән иди. Бирақ, мисирда турушлуқ вәзийәттин хәвәрдар бир уйғур муһаҗир, 17 оқуғучиниң қоюп берилгәнликигә даир һечқандақ хәвәр аңлап бақмиғанлиқини билдүрди.
У мундақ дәйду: “у 17 балини қачан қоюп бәрдикин, ундақ хәвәр болса биз 1-болуп хәвәр тапимиз, балилар бирдәмдила уқуп болимиз. Бәлким 17 бала дегән вақтида бурун искәндирийәдә тутқан вақтида 8 балини бир қоюп бәргән. 5 Ни айродромдин чиқиривәтти, кейин 3 ни қоюп бәрди. Кейин йәнә 2 ни қоюп бәрди. Ғурдәқәдә, уйәр-буйәрдә турған. Шу балиларни һесаблидимикин дәймән. 17 Балини қоюп бәргән болса һазир балилар бирдәмдә бир-биригә хәвәр қилатти. Балиларниңму көңли арам тапиду-дәңә, ундақ иш болса. Лекин ундақ иш йоқ ака, биз ундақ хәвәрни билмидуқ. Шу балила тәрҗимә қилип чиқирип қоюптикән, әзһәрниң бир шәйхи мушундақ 80 балиниң тутулғанлиқини етирап қилди, 17 балини қоюп бәрди. У балиларниң һәммиси әзһәрниң оқуғучиси әмәс, дегән гәпләрни чиқирип қоюпту, дәңә. 73 Бала дегән тоғра болиду, шу гәпкә қариғанда.”
Мухбир: демәк, бу йәрдә 90 нәччә балиниң ичидин қоюп берилгини йоқ. Пәқәт һелиқи чеграға келип қалғанлардин чиқиривәткәнләрни, шуларни көздә тутқан болса керәк?
Муһаҗир: һәә шу. Шу чиқиривәткән балиларни дейишкән болуши мумкин. Һазирқи балилардин қоюп берилгәнләрниң һечқайсисиниң хәвири йоқ. Әгәр қоюп бериш болуп қалса һазирқи балилардин биз хәвәр тапаттуқ. Қоюп бәрди, дәп азрақ болсиму балиларниң көңли арам тапатти. Бир аз әркин болуп қалаттуқ. Мән һәйран қалдим, бу нәдин чиққан хәвәрду, дәп.
Мисир һөкүмити уйғурларни тутқун қилишқа башлиған дәсләпки күнләрдә чәтәл ахбарати мисир даирилириниң 12 нәпәр уйғурни хитайға қайтурғанлиқини, йәнә 22 нәпәр уйғурниң қайтурулуш алдида турғанлиқини билдүргән, бирақ бу хәвәр һазирға қәдәр дәлиллинәлмигән иди.
Пәйшәнбә күни, қатарниң әл-җәзирә телевизийә қанили елан қилған бу һәқтики бир мақалидә, мисир кишилик һоқуқ адвокати исмаил әл рәшиди, җәмий 12 кишиниң өткүзүп берилгәнликини илгири сүргән. Бирақ у, тутқунларниң кимликини тилға алмиған. Әл рәшидә сөзидә йәнә, мисир даирилириниң һазирға қәдәр тутқунлардин һечкимни рәсмий әйиблимигәнликини билдүрүп, “әгәр улар рәсмий әйибләнгән болса, мисир сотиға чиқирилатти. Бу тутқун қилиш һәрикити уларни хитайға қайтуруш үчүн елип берилған” дегән.
Хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири уйғурларни хитайға қайтуруп беришкә шиддәтлик қарши туруп, һәрқандақ уйғур хитайға қайтуруп берилсә, униң һаяти тәһдиткә учрайдиғанлиқини агаһландуруп кәлгән иди. Америка хәлқара диний әркинлик комитетидики тина муфорт, мана бу, мисирниң һәрикитиниң вәһимә пәйда қилишидики сәвәб, дәп көрсәтти.
У мундақ дәйду: “мана бу, мисир һөкүмитиниң һәрикитини техиму қорқунчлуқ қиливатиду. Чүнки, бу оқуғучилар қайтурулса уларға немә болидиғанлиқини биз һәммимиз билимиз. Хитай даирилириниң шинҗаңда оқуғучиларниң аилисини гөрүгә тутувелип, уларни қайтип келишкә мәҗбурлиғанлиқиға даир хәвәрләр бар. Хитай һөкүмитиниң қолини мисирға қәдәр созуп, ялғуз оқуғучиларға әмәс, уларниң аилә-тавабиатиға тәһдит вә паракәндичилик селиши, бу әқил-мәнтиқиғә сиғмайду. Хусусән биз хитай даирилириниң уйғур мусулманлириға қандақ муамилә қилидиғанлиқини билимиз. Улар қайтип барса, һәргиз тәбәссум билән қарши елинмайду. Улар қайтип барса, бәлким улар вә уларниң аилиси қанунсиз тутқун қилиш, из-дерәксиз йоқап кетиш яки тән җазаси вә башқа ғәйрий инсани муамилиләргә учриши мумкин.”