“хәлқара диний әркинлик комитети” мисир һөкүмитиниң уйғур оқуғучиларни хитайға қайтурушини әйиблиди

Мухбиримиз әзиз
2017.08.07
diniy-etiqad-erkinliki-komiteti-misir.jpg Хәлқара диний етиқад әркинлики комитети мисир һөкүмитиниң уйғур оқуғучиларни хитайға қайтурушини әйибләп елан қилған баянат. 2017-Йили 3-авғуст.
uscirf.gov

Мисирдики уйғур оқуғучиларниң қолға елиниши башланғандин буян, хәлқарадики һәр дәриҗилик органлар мисир һөкүмитиниң уйғур оқуғучиларни хитайға қайтуруп бәрмәсликини һәмдә оқуғучиларға қаритилған тутқунни тохтитишни тәләп қилип кәлди. Шу қатарда америкидики “хәлқара диний әркинлик комитети”му баянат елан қилип, мисир һөкүмитиниң уйғур оқуғучиларни хитайға қайтуруп бериш қилмишини қаттиқ әйиблиди.

Июл ейиниң башлиридин тартип мисирдики әл әзһәр университетида оқуватқан уйғур оқуғучиларниң қолға елиниши һәмдә бир қисминиң хитайға қайтурулуши һәққидики хәвәрләр хәлқараға мәлум болушқа башлиди. Шуниңдин буян қолға елинған һәмдә хитайға қайтурулушқа башлиған уйғур оқуғучилар саниниң ешип бериватқанлиқи сәвәбидин хәлқаралиқ тәшкилатлар, җүмлидин “инсан һәқлирини көзитиш тәшкилати”, “хәлқара кәчүрүм тәшкилати”, “оттура шәрқ тәтқиқат җәмийити” қатарлиқлар ашкара баянатлар яки очуқ хәт елан қилди. Бу язмиларда бирдәк уйғурларниң омуми әһвали әсләп өтүлүш билән биргә, мисир һөкүмитиниң қолға елинған уйғур оқуғучиларни хитайға қайтуруп бериш қилмишиниң һечқандақ хәлқаралиқ қанунға яки әқәллий инсан һәқлири мизанлириға уйғун әмәслики көрситилгән иди.

Өткән һәптидин башлап мисирда қолға елинған уйғур оқуғучилардин йәнә бир түркүминиң хитайға қайтурулғанлиқи, қолға елинған уйғур оқуғучиларниң бир қисмини тора түрмисидә хитай сақчилириниң сорақ қиливатқанлиқи һәмдә уларниң интайин начар турмуш шараитида қийниливатқанлиқи һәққидики хәвәрләр тарқалди. Буниң билән мисирдики оқуғучиларниң һәқ-һоқуқлирини қоғдаш саһәси бойичә тонулған бир қисим йәрлик адвокатлар уйғур оқуғучиларниң издәк-сориқини қилиш мәқситидә насир шәһиридики икки сақчихана вә тора түрмисигә барғанда сақчилар “бу йәрдә һечқандақ уйғур оқуғучи мәвҗут әмәс” дегән җавабни бәргән. Буниң билән мисир һөкүмитиниң техичә бу җәһәттә инкар мәйданида туруватқанлиқи аян болуп, қолға елинған оқуғучиларниң кейинки тәқдириниң қандақ болуши һәққидики әндишиләргә йәнә бир қара сайә ташланди.

Мисирдики қолға елинған уйғур оқуғучиларниң кәлгүси һәққидики әндишиләр күчийиватқан мушундақ бир пәйттә, йәни өткән җүмә күни (3-авғуст) америка дөләт мәҗлисигә қарашлиқ “америка хәлқара диний әркинлик комитети” җиддий баянат елан қилип, мисир һөкүмитиниң қолға елинған уйғур оқуғучиларни хитайға қайтуруп беришини “мәсулийәтсизлик вә дүшмәнлик һәрикити” дәп әйиблиди.

Мәзкур комитетниң рәиси дәнийл марк (Daniel Mark) Бу һәқтә қилға сөзидә “комитетимиз 2017-йиллиқ доклатта мисирни алаһидә әндишилик дөләтләр қатариға алмаслиқни тәвсийә қилған иди. Әмма мисир һөкүмитиниң йеқинқи һәрикити уларниң уйғур мусулманлар җамаитини нәзәр-көзигиму илип қоймиғанлиқини көрсәтмәктә” дәйду. Бизниң бу һәқтики мәхсус зияритимизни қобул қилған рәис дәнийл марк бу қетимқи баянатни елан қилишниң муһимлиқини тәкитләп, буниңға сәвәбчи болған бәзи амиллар һәққидә тохталди. У бу һәқтә мундақ деди: “худди сизниң хәвириңиз болғинидәк, америка диний әркинлик комитети дуняви миқяста һәрқандақ бир дөләттики һәрқандақ бир диний етиқад әркинликиниң тәшәббускари болуп кәлмәктә. Шу қатарда биз хитайдики уйғур мусулманлириниң әһвалиға бәкму йеқиндин диққәт қилип келиватқан идуқ. Мана әмдиликтә хитай һөкүмити мисир вә италийәгә охшаш җайлардиму уйғурларниң арқисидин тимисқилап йүрүватиду. Шуниң үчүн хитай һөкүмити иҗра қиливатқан зулумларниң бу қәдәр йирақ җайларға кеңийиши бизни бәкла әндишигә муптила қилишқа башлиди. Мән йеқинда фалунгуңчиларниң бир қетимлиқ йиғилишиға қатнаштим. Мәлум болушичә, фалунгуңчилар һазир хитайда ашкара зиянкәшликкә учраватиду, әмма мениң диққитимни тартқини һазир америкидики бир қисим фалунгуңчиларниң хитай һөкүмити әвәткән алаһидә хадимларниң қолида зиянкәшликкә учраватқанлиқи болди. Шуниң үчүн биз хитайниң ичи вә сиртидики уйғурларниң тинчлиқ ичидә өз диний етиқади билән мәшғул болуш әркинликиниң барлиқини җакарлаш һәмдә бу мәсилә үчүн орнимиздин дәс турушниң интайин муһимлиқини тонуп йәттуқ.”

“хәлқара диний әркинлик комитети” ниң баянатида һазир хитай һөкүмитиниң уйғурларни бастуруш һәрикитиниң дөләт чеграсидин һалқип һазир мисир вә италийәгә қәдәр йетип барғанлиқи, өткән һәптидә италийә даирилириниң хитай һөкүмитиниң тәлипи бойичә уйғур сиясий паалийәтчиси долқун әйсани қолға алмақчи болғанлиқи тилға елиниду. Шуниң билән биргә, һазир мисир һөкүмити иҗра қиливатқан уйғурларға четишлиқ һәрикәтләрниң әмәлийәттә хитай һөкүмитиниң тәлипи бойичә оттуриға чиқиватқанлиқи түрлүк пакитлар арқилиқ дәлиллигәнлики, һәтта мисирдики қанун орунлириниң әдлийә һоқуқи даирисидики ишларға хитай бихәтәрлик хадимлириниң иштирак қиливатқанлиқи алаһидә тәкитлиниду.
Мәзкур комитетниң баянатида билдүрүлүшичә, илгирики йиллардиму тайланд, малайшия, камбоджа қатарлиқ әлләрдә қолға елинған уйғурлар мәҗбурий йосунда хитайға қайтурулған болуп, уларниң кейинки тәқдириниң қандақ болғанлиқи һәққидә һазирғичә бирәр ениқ мәлумат мәвҗут әмәс. Комитетниң муавин рәиси сандра җоллей ханим бу һәқтә “мисир һөкүмити дуняниң һазир бу ишларни көзитип туруватқанлиқини унтумаслиқи лазим. Хитайниң уйғурларға немиләрни қиливатқанлиқини биз көп қетим көргән. Шуңа мәҗбурий йосунда хитайға қайтурулғанларниң кейинки тәқдири һәққидә һечкимму шерин хиялларда болмаслиқи лазим” дәп көрситиду.

Биз комитет рәиси дәнийл марктин хитайға қайтурулған уйғурларниң илгирики аччиқ қисмәтлири, хитай һөкүмитиниң мушу йосунда уйғурларни бастуруш һәрикәтлириниң хәлқара җамаәткә уйғурларниң әһвали һәққидә қандақ бир тәсвирни тәқдим қилиши мумкинликини сориғинимизда у мундақ деди: “мениң чүшинишимчә, бу һал һазирқи реаллиқниң қайси дәриҗидә қабаһәтлик болуватқанлиқини көрситип бериду. Хитайниң дуня миқясида, җүмлидин мисир вә италийәгә охшаш йирақ җайларда уйғурларниң арқисидин тимисқилап йүрүшни зөрүр, дәп қаришиниң өзи уларниң мәқситиниң әсәбийләрни тепишни әмәс, бәлки пүткүл милләтни қорқутуп қоюшни мәқсәт қилғанлиқини көрситиду. Мениң чүшинишимчә, бу уйғурларниң көп қисми мисирда оқуватқан оқуғучилар болуп, алий мәктәпләр билән алақидә болуватқан бундақ кишиләр адәттә әсәбийликкә маңмайду. Бәлким уларниң арисида анда-санда әсәбийләр болушиму мумкин, әмма булар айрим-айрим йосунда өзигә тегишлик йосунда бир яқлиқ қилиниши лазим. Әмма бу һал һәрқандақ қилипму хитайниң уларни өткүзүвалмақчи болғанлиқиға сәвәб болалмайду. Әгәр хитай ашу ‛әсәбий‚ кишиләрдин вайим йәватқан болса һәмдә бу кишиләр һазир мисирда туруватқан болса, улар мисирда қеливәрсун. Һалбуки хитай һөкүмитиниң уларни мисирдики мәктәплиридә қалдурушниң орниға мисирдин елип чиқип кәтмәкчи һәмдә хитайға қайтуруп кәтмәкчи болушиниң өзи буниңдики мәқсәтниң әсәбийләрни җайлаш әмәс, бәлки уйғурлар етиқад қиливатқан ислам әқидисини бастуруш икәнликини көрситиду.”

Әмди бундин кейинки ишлар қатарида немә қилмақчи болғанлиқи һәққидә тохталған рәис дәнийл марк өзлириниң мисир һөкүмити билән алақилишип уйғурларни қолға елиш һәмдә хитайға қайтурушни тохтитиш, шундақла хитай һөкүмитиниң уйғурларға зиянкәшлик қилишни тохтитишиға һәйдәкчилик қилиш һәққидә тәйярлиқ қиливатқанлиқини билдүрди.

Мәлум болушичә, америка “хәлқара диний әркинлик комитети” һәрқачан дуня миқясида мәвҗут болуватқан мушу хилдики диний етиқад әркинликигә хилаплиқ қилишқа мунасивәтлик пакитларни музакирә қилип, америка президентиға, дөләт ишлири министириға вә дөләт мәҗлисигә алақидар сиясәтләр бойичә тәклип-тәвсийәләр сунидикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.