“муһафиз” журнили уйғурлар тоғрисида мәхсус сан чиқарди
2017.04.14

Түркийәниң әң чоң аммиви тәшкилатлиридин бири болған коня алпәрән маарип-мәдәнийәт вә һәмкарлиқ вәхпиниң “муһафиз” журнили уйғурлар тоғрисида мәхсус сан чиқарди.
Мәзкур журналда вәхпә башлиқи сейит өзҗан әпәндиниң оқурмәнләргә язған баш мақалисигә, измир әгә университети түрк дуняси тәтқиқат институти оқутқучиси профессор доктор алимҗан инайәт язған “хитайниң уйғурларға қарита елип бериватқан ассимилятсийә сияситиниң сәвәб вә мәқсәтлири” мавзулуқ мақалиси қатарлиқ мол мәзмунлуқ әсәрләргә орун берилгән.
Журнални чиқарған коня алпәрән маарип-мәдәнийәт вә һәмкарлиқ вәхпи башлиқи сейит өзҗан әпәнди уйғурлар тоғрисида мәхсус сан чиқириш пикриниң қандақ оттуриға чиққанлиқи тоғрисида мәлумат бәрди.
У мундақ деди: “шәрқий түркистан биз үчүн алаһидә әһмийәткә игә бир җай. Шәрқий түркистанлиқлар узун йиллардин бери бесим астида яшаватқан болсиму миллий вә диний кимликини қоғдап қалғанлиқи шәрқий түркистанни биз үчүн техиму муһим қилиду. Шуңа биз шәрқий түркистан тоғрисида мәхсус сан чиқардуқ. Биз хәлқимизгә шәрқий түркистанниң тарихини, әдәбиятини, мәдәнийитини, бүгүнки вәзийитини вә йәр асти йәр үсти байлиқлирини тонутайли дәп бу мәхсус санни чиқардуқ.”
Профессор доктор алимҗан инайәт әпәнди мәзкур журналниң уйғурлар үчүн айрилған мәхсус санида елан қилинған тоғрисида мәлумат бәрди.
Журналда йәнә “шәрқий түркистанлиқ даңлиқ шәхсләр”, “әсир қалған түркләрниң ата юрти шәрқий түркистан” мавзулуқ мақалиләргә орун берилгәндин сирт, жорнал муһәррииниң исмини ашкарилашни халимиған бир уйғур яш билән елип барған сөһбәт хатирисигә орун берилгән.
Журналда йәр берилгән “шәрқий түркистанлиқ мәшһур шәхсләр” мавзулуқ мақалидә 11-әсирдә яшиған уйғур алими мәхмут қәшқири, 19-әсирдә қәшқәрдә елан қилинған қәшқәрийә дөлитиниң қурғучиси яқупхан бәдөләт, қутадғу билиг намлиқ әсәрни язған йүсүп хас һаҗип, 1944-йили ғулҗада елан қилинған шәрқий түркистан җумһурийитиниң қурғучиси елихан төрә, мәхсут сабри байқози, әйса йүсүф алиптикин, мәмтимин буғра, осман батур, рабийә қадир ханим вә барат һаҗи қатарлиқ шәхсләрниң қисқичә һаяти баян қилинған.
“уйғур нәт тор гезити” ниң саһиби, шәрқий түркистан вәхпиниң сабиқ мәсули һамут көктүрк әпәнди яшларға уйғур тарихида өткән муһим шәхсләрни аңлитишниң зор әһмийәткә игә икәнликини баян қилди.
Булардин сирт журналда йәнә уйғур таамлири, уйғур кийим-кечәклири рәсим билән тонуштурулған. Журналда йәнә түрк шаирларниң уйғурлар тоғрисида язған шеир вә дастанлириғиму орун берилгән. Журналниң таш вариқиниң арқисида мәмтили тәвпиқ язған шәрқий түркистан миллий маршиниң уйғурчиси билән түркчә тәрҗимисигә орун берилгән.
Коня алпәрән маарип-мәдәнийәт вә һәмкарлиқ вәхпи уйғурларға атап чиқарған мәзкур мәхсус сани пүтүн түркийәдә тарқитиливетипту.
Сейит өзҗан әпәнди коня алпәрән маарип-мәдәнийәт вә һәмкарлиқ вәхпи бундин кейин уйғурчә курс ечип уйғур тили өгитишни пиланлаватқанлиқини баян қилип мундақ деди: “шәрқий түркистанлиқ яшларниң көпи түркчә билидикән. Әмма биз уйғур тилини билмәймиз. Уйғурлар билән болған алақимизни күчәйтиш үчүн, уйғурчә өгинишимиз керәк. Биз уйғур муәллим тәклип қилип уйғурчә өгинишни ойлаватимиз. Булардин башқа шәрқий түркистандин йеңи мәлуматларни игиләп шәрқий түркистан мәсилисини түркийә күнтәртипидә тутуп турушни ойлаватимиз.”
Профессор доктор алимҗан инайәт әпәнди йеқинқи йиллардин бери түркийәдики бәзи журналларниң уйғурлар тоғрисида мәхсус сан чиқириватқанлиқини, буниң уйғур тәтқиқати вә уйғур дәваси үчүн зор әһмийәткә игә икәнликини баян қилди.
2009-Йили үрүмчи вәқәсидин кейин түркийәдики әң чоң журналлардин бири болған “тарих” журнили, үлкү оҗақлири тәшкилатиниң журнили уйғурлар тоғрисида мәхсус сан чиқарған иди.