Муһаҗирәттики уйғур аяллири нәтиҗә қазиниш билән бир вақитта йәнә уйғур мәсилисиниму аңлатмақта

Мухбиримиз меһрибан
2018.03.09
zulpiye-xanim-awstraliye-01.JPG Зулпийә ханим австралийәниң адилайд шәһиридә “8-март хәлқара аяллар байрими” мунасивити билән өткүзүлгән нәтиҗә көрсәткән аяллар йиғилишида. 2018-Йили 8-март. Адилайд, австралийә.
RFA/Mehriban

Мәлум болушичә, “8-март хәлқара аяллар байрими” күнидә австралийәниң адилайд шәһиридә өткүзүлгән “тәсир көрсәткән аяллар йиғилиши” ға адилайд шәһиридики “уйғур ана тил мәктипи” ниң мудири зулпийә ханимму алаһидә тәклип билән қатнашқан. Зулпийә ханимниң радийомизға билдүрүшичә, у өзигә берилгән 15 минутлуқ сөзләш пурситидә хитай һөкүмранлиқи астидики уйғур вәзийитини, болупму уйғур аяллириниң бешиға кәлгән еғир күлпәтләрни аңлитип, йиғин әһлиниң уйғур мәсилисигә болған қизиқиши вә һесдашлиқини қозғиған. Америкидики уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқатчиси зубәйрә ханимниң қаришичә, чәтәлләрдә яшаватқан уйғур аяллириниң өз тиришчанлиқи билән нәтиҗә қазиниши вә шараити яр бәргән һәрқандақ пурсәттә уйғур мәсилисини өзи яшаватқан дөләтләрдә аңлитиши уйғур мәсилисиниң хәлқаралишиду техиму муһим әһмийәткә игә икән.

Зияритимизни қобул қилған зулпийә ханимниң билдүрүшичә, һәр йили 8-март күни адилайд шәһиридә өткүзүлүп келиватқан “нәтиҗә қазанған аяллар йиғилиши” ниң бу йиллиқ паалийитигә австралийәниң һөкүмәт орунлири, аммиви тәшкилатлар вә олимпик мусабиқисигә охшаш хәлқаралиқ мусабиқиләрдә нәтиҗә қазанған аяллардин 100 гә йеқин киши қатнашқан.

Мәзкур йиғилишта зулпийә ханимға өз хизмитидә нәтиҗә қазанған 4 нәпәр алаһидә меһманниң бири сүпитидә сөз пурсити берилгән.

Зулпийә ханим сөзгә тәклип қилинған 4 нәпәр аял һәққидә тохтилип, уларниң бири австралийә дөлити үчүн олимпик тәнһәрикәт мусабиқисидә 9 қетим алтун медал елип шәрәп қазанған либбий ханим, йәнә бири австралийә ишчилар уюшмисида узун йил вәзипә өтигән данна ханим вә бенгалдин келип австралийәдә алий билим юртлирида оқуп хизмитидә нәтиҗә қазанған ханимлар икәнликини билдүрди.

Зулпийә ханим өзиниң австралийәдә җәмийәтшунаслиқта магистирлиқта оқуп, көчмәнләрниң олтурақ өй, хизмәт тепиш, балилирини тәрбийиләш қатарлиқ ишларни орунлаштуруш қатарлиқ хизмитидики нәтиҗилирини тонуштурғандин башқа йәнә 10 нәччә йилдин буян давамлаштуруп келиватқан уйғур ана тил мәктипидики хизмәтлириниму сөзләп өткән. У бу паалийәт давамида хитайниң юқири бесимлиқ тәқиблири астидики уйғур вәзийитини, болупму уйғур аяллириниң нөвәттики еғир вәзийитини аңлатқан.

8-Марттики йиғилиштин кейинки һессиятини билдүргән зулпийә ханим адилайд шәһиридики нәтиҗә қазанған аяллар йиғилишиға өзиниң бир уйғур вәкили сүпитидә қатнашқанлиқидин пәхирләнгинини билдүрүш билән биллә, техиму муһими өзигә берилгән 15 минутлуқ сөзләш пурситидә уйғур вәзийитини аңлитип йиғин әһлиниң һесдашлиқини қозғиялиғини алаһидә тәкитлиди. 

Уйғур паалийәтчилиридин илгири австралийәдә бир мәзгил яшиған, нөвәттә америкидики уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тәтқиқатчиси болуп ишләватқан зубәйрә ханимму зияритимизни қобул қилип, 10 нәччә йилдин буян адилайд шәһиридики “уйғур ана тил мәктипи” ниң тәрәққияти үчүн үнсиз төһпә қошуп келиватқан зулпийә ханимниң бу қетим адилайд шәһиридики нәтиҗилик аялларниң бири сүпитидә мәзкур йиғилишқа қатнашқанлиқидин шәрәп һес қилғанлиқини билдүрди.

Зубәйрә ханим, уйғур аяллириниң бир аял, бир ана болупла қалмастин, бәлки йәнә уларниң өз миллити үчүн көрсәткән пидакарлиқиниң вә төлигән бәдәллириниң уйғур әрлиридин кәм әмәсликини тәкитлиди. 

Зубәйрә ханим йәнә илгири уйғур дияридики мәзгилидә өз тиришчанлиқи билән игилик тикләп 90-йилларда хитайдики 10 чоң байниң бири болуп тонулған, әмма уйғурлар учраватқан һәқсизлиқларға наразилиқ билдүргини үчүн хитай түрмисигә ташланған, кейин америка һөкүмитиниң бесими билән түрмидин қоюп берилип америкиға кәлгәндин кейин уйғур миллий һәрикитиниң хәлқаралишишида тәсирини көрсәткән дуня уйғур қурултийиниң алий рәһбири рабийә қадир ханимни мисал кәлтүрүп өз қарашлирини оттуриға қойди. У, рабийә қадир ханимниң чәтәлләрдики уйғур тәшкилатлириниң паалийәтлири вә уйғур миллий дәвасиниң хәлқаралишишида тарихий төһпә яратқан уйғур аяллириниң бири икәнликини әскәртип өтти.

Зубәйрә ханим йәнә бу йил “8-март аяллар байрими” мунасивити билән уйғур кишилик һоқуқ қурулуши елан қилған доклат һәққидә тохтилип өтти. У, мәзкур доклатта 2009-йилдики “5-июл үрүмчи вәқәси” дә тутқун қилинип муддәтсиз қамаққа һөкүм қилинған гүлмирә имин, “5-июл ғайиплири” мәсилисини дуняға ашкарилиған уйғур ана патигүл ғулам, уйғур оқуғучиларға қаритилған паспорт чәклимисигә охшаш сиясий кәмситишләргә ашкара наразилиқ билдүргән илһам тохтиниң оқуғучиси атикәм рози, хитай даирилири тәрипидин тутқун қилинип 7 йиллиқ қамаққа һөкүм қилинған мисир әзһәр университетниң оқуғучиси бузәйнәп қатарлиқ түрмидики уйғур қиз-аяллириниң иш-излириниң санап өтүлгәнликини тилға алди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.