“хәлқара мусулман өлималар иттипақи”ниң чоң йиғида уйғурлар мәсилиси һәққидә баянат елан қилинди
2013.12.13

2013 - Йили 12 - айниң 7 - вә 8 - күнлири қатар дөлитиниң пайтәхти доһа шәһиридә “хәлқара мусулман өлималар иттипақи” ниң 5 - қетимлиқ чоң йиғини чақирилған болуп, йиғинда уйғурларниң мәсилиси оттуриға қоюлуп, мәхсус қарар елан қилинди.
Йиғинға дуняниң һәр қайси җайлиридин мусулман өлималири иштирак қилған болуп, йиғин әһли бу йиғинда пәләстиндин башлап кәшмиргичә болған ислам дунясидики көплигән кризислар үстидә айрим - айрим тохталди.
“хәлқара мусулман өлималар иттипақи”ниң 5 - қетимлиқ чоң йиғинидин бир көрүнүш. Қатар 2013 - йили7 - дикабир.
“хәлқара мусулман өлималар иттипақи” 2004 - йили әнгилийә пайтәхти лондонда қорулған хәлқаралиқ иттипақ болуп, униңға ислам дунясида бирдәк тонулған алим доктор йүсүп әл қәрдави риасәтчилик қилиду. Бу иттипақ сүнний, шиә вә абази қатарлиқ ислам дунясида мәвҗут болған мәзһәпләрниң өлималиридин тәркип тапқан болуп, мәқсити пүтүн дуня мусулманлириға вәкиллик қилиш вә һәмминиң ғемини йейиштин ибарәт икән. Бу иттипақ һазирғичә ислам дунясидики мусулманлар вә мусулман әмәс дөләтләрдики аз санлиқ мусулманлар үчүн көплигән яхши ишларни қилған. Бу иттипақ бирәр мәзһәп яки бирәр дөләт билән чәклинип қалмайдикән. Бәлки пүтүн дуня мусулманлирини өз ичигә алған вә уларниң һәммә мәзһәплиридин вәкилләр тәшкил қилған икән. Бу иттипақ мәзһәпләр оттурисидики тоқунушларни исламий қериндашлиққа дәхли йәткүзмәйдиған шәкилдә һәл қилиш, мәзһәпләр оттурисидики зиддийәтләрни һәл қилип, пүтүн мусулманлар оттурисида достлуқни вә исламий қериндашлиқни күчәйтиш, шундақла мусулманларниң кризислирини һәл қилишни ғайә вә мәқсәт қилидикән.
Уйғурларниң мәсилиси һәққидә елинған қарар
Икки күн давам қилған чоң йиғин җәрянида, “хәлқара мусулман өлималар иттипақи” ниң йиғин иштиракчилири ислам дунясидики вә мусулман әмәс дөләтләрдә яшайдиған аз санлиқ мусулманларниң қийинчилиқлири, уларниң алдидики тәһдитләр вә улар дуч кәлгән кризислар үстидә тәпсилий тохталған вә йиғин ахирида һәрбир дөләттики мусулманлар үчүн мәхсус қарарларни елип, алаһидә баяннамә елан қилған. Шуларниң қатарида уйғурлар мәсилисиму тилға елинип, уйғур мусулманлири вә уларниң һазирқи вәзийити һәққидә айрим тохталған. Ахирида уйғурлар мәсилиси тоғрилиқ мундақ қарар елан қилған: “иттипақимиз хитай һөкүмитини улар шинҗаң дәп атап кәлгән шәрқий түркистан мусулманлириға қаратқан диний җәһәттики бесимини тохтитишқа, бу райондики мусулманларниң ишсизлиқ, йоқсуллуқ қатарлиқ мушкилатлирини һәл қилишиқа вә уларниң иҗтимаий параванлиқини толуқлап бериишкә чақириду. Иттипақимиз йәнә, хитай һөкүмитиниң шәрқий түркистан мусулманлириға қаратқан вә һәмишә давам қиливатқан өлтүрүш, езиш вә йәр - маканлиридин мәһрум қилиш қатарлиқ қилмишлирини қаттиқ әйибләйду.”