Германийәдики түрк җамаити җаза лагерлириға қарши намайиш өткүзди

Ихтиярий мухбиримиз әкрәм
2018.12.31
Nurnberg-Namayish-2018-01.jpg Германийәниң нүрнбәрг шәһиридә өткүзүлгән намайиштин бир көрүнүш. 2018-Йили 29 - декабир. Нүрнбәрг, германийә.
RFA/Ekrem

29-Декабир германийәниң нүренберг шәһиридики түрк җамаити өзлүкидин қозғилип, хитайниң уйғур дияридики җаза лагерлириға вә райондики инсан қелипидин чиққан бастуруш сиясәтлиригә қарши наразилиқ намайиши елип барди. 21-Декабир күни берлиндики “алпәрән оҗақлири” дәп аталған түрк тәшкилатиму өзлүкидин намайиш уюштуруп, хитайниң уйғурлар үстидин йүргүзүватқан зулум сиясәтлиригә қарита наразилиқлирини билдүргән иди.

Нүренберг шәһиридә өткүзүлгән 29-декабирдики намайишқа германийәниң һәрқайси шәһәрлиридә яшайдиған бир қисим уйғурларму узун мусапиларни бесип келип қатнашқан. Намайишчиларниң лозункилири вә түрлүк вивискилириға “ирқий қирғинчилиқ тохтитилсун! җаза лагерлири әмәлдин қалдурулсун! уйғурларға әркинлик! хитай террорист!” дегәндәк түрлүк шоарлар йезилған. 

Намайиш мәйданида сөз қилған д у қ ниң явропадики вәкили әсқәрҗан әпәнди хитайниң уйғур диярида типик бир ирқий вә мәдәнийәт қирғинчилиқи йүргүзүватқанлиқини аңлатқан. 

Бу намайишқа мюнхен шәһиридин берип қатнашқан “явропа шәрқий түркистан бирлики” ниң рәиси, д у қ диний ишлар комитетиниң мудири вә “шәрқий түркистан өлималар бирлики” ниң әзаси турғунҗан алавудун әпәнди намайиш һәққидә тохталғанда түркләр, әзәрбәйҗанлиқлар, түркмәнләр қатарлиқ түркий милләтләр вә йәрлик хәлқләрниңму бу сәптә ортақ болғанлиқини тилға алди.

Д у қ ниң явропадики мәсул вәкили әсқәрҗан әпәнди намайиш һәққидә мәлумат берип, бу намайишниң бүгүн германийәдики тәсири зор гезитләрдин орун алғанлиқини тәкитлиди.

Җамаәт әрбаби, мюнхендики чоңлар мәшрипиниң қазиси аблимит турсун әпәнди бу қетимқи намайиш тоғрисида тохталғанда, көп милләт, көп хил шоар вә көп хил байрақлар билән өткүзүлгән бу намайишниң наһайити тәсирлик, һаяҗанлиқ болғанлиқини әскәртти.

Уйғур дияридики җаза лагерлири мәсилиси йеқиндин буян ғәрб әллириниң күчлүк диққитини қозғапла қалмай, бир қисим мусулман әллиридики җамаәтниңму инкаслирини қозғимақта. Ислам дуняси һөкүмәтлириниң изчил сүкүт қилишлириға қарши һалда алдинқи һәптиләр баңладеш, малайшия, һиндонезийә вә түркийәдики аммиви тәшкилатлар өзлүкидин намайишлар уюштуруп хитайға болған ғәзәплирини вә уйғурларға болған һесдашлиқлирини ипадә қилишқан иди. 

Көзәткүчиләр 2019-йили дуня миқясида ислам вә түрк әллириниң хитайға қарши зор көләмләрдә қозғилиш еһтимали барлиқини илгири сүрмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.