Түркийәниң төт шәһиридә уйғурлар тоғрисида һәр хил паалийәтләр өткүзүлди

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2018.12.31
Siwas-Namayish-01.JPG Сивас шәһиридә өткүзүлгән хитайға наразилиқ билдүрүш намайиши. 2018-Йили 30-декабир. Сивас, түркийә.
RFA/Erkin Tarim

Түркийәниң һәр қайси җайлирида хитайға қарши наразилиқ паалийәтлири вә уйғурларниң һазирқи вәзийитини оттуриға қоюш үчүн доклат бериш, мәтбуат баянати елан қилиш паалийәтлири күнсайин көпәймәктә. 29-Декабир күни әнқәрәдики тарих тәтқиқат идарисиниң залида дуня түрк бирлики тәшкилати уйғурларниң еғир вәзийити тоғрисида мәтбуат баянати елан қилиш йиғини өткүзди. Мәзкур паалийәткә парламент әзаси фахрәттин йоқуш әпәнди, түркмән язғучи шәмсәттин күзәчи әпәнди вә түркийәдә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан тәшкилатлириниң мәсуллири қатнашти.

Йиғинда парламент әзаси фахрәттин йоқуш әпәнди сөзләп, түркийәдә нурғун кишиниң шәрқий түркистанни яхши билмәйдиғанлиқини, “шәрқий түркистанниң бесивелинған земин икәнлики” ни баян қилип мундақ деди: “шәрқий түркистанниң вәзийити көңлимизни бәкла йерим қиливатиду. Узун йиллардин буян йерим қиливатиду. Болупму 2014-йилидин тартип хитайниң зулуми күнсайин күчийиватиду. Бәзи кишиләр 1 милйон кишиниң йәнә бәзи кишиләр 3 милйон кишиниң җаза лагерлириға соланғанлиқини илгири сүрүватиду. Бу қорқунч бир иш. Түркийәдә шәрқий түркистан мәсилисини тоғра билидиған кишиләр аз, бәзи кишиләр тарихта бизниң уруқ-туғқанлиримиз у йәрдә қалған икән, хитай уларға зулум қиливатиду дәп қарайду. яқ! ундақ әмәс. Әслидә шәрқий түркистан бизниң ата вәтинимиз, шәрқий түркистан әслидә бир дөләт, бу дөләтни хитайлар бесивалған. Түркийә һөкүмити яки буни билмәйду, яки билмәсликкә селиватиду. Биз қарабағни бесивелинған түрк земини дәймиз, әмма шәрқий түркистанни ундақ демәймиз, һәммимиз шәрқий түркистанни хитай бесивалған земин дейишимиз керәк”. 

Шу күни, йәни 29-декабир күни ахшам түркийәниң чанқири шәһиридә түркийәдики әң чоң аммиви тәшкилатлиридин бири болған кадирлар уюшмиси билән “түрк оҗақлири” тәшкилати хитайниң уйғурларға елип бериватқан бесим сияситигә наразилиқ билдүрүш шундақла хитайниң уйғурларға елип бериватқан еғир бесим сияситини вә буниң сәвәблирини оттуриға қоюш үчүн бир йүрүш паалийәтләр өткүзди. 

29-Декабир күни өткүзүлгән бу паалийәткә “түрк оҗақлири” тәшкилатиниң рәиси мәмәт өз әпәнди, кадирлар уюшмиси чанқири тармиқиниң мәсули исмаил айхан әпәнди, һәрқайси партийәләрниң чанқири вилайәтлик шөбисиниң мәсуллири вә шәһәр башлиқи иштирак қилди. 

Алди билән бәш йүз әтрапида киши чанқири шәһәр мәркизидики кочида қоллирида түрк байриқи, көк байрақ вә лозункиларни көтүргән һалда доклат бериш йиғини ечилидиған залғичә йүрди. Һаваниң қаттиқ соғуқ вә қар йеғиватқанлиқиға қаримай, йүзлигән адәм “шәрқий түркистанға әркинлик” дегәнгә охшаш шоарларни товлап йиғин залиниң алдиға йетип кәлди. Намайишчилар вәкиллири чанқири йүзинчи йил йиғин залиниң алдидики мәйданда мәтбуат баянатини оқуп өтти. 

Арқидин доклат бериш йиғини башланди. Йиғинда түркийә кадирлар уюшмисиниң чанқири шөбисиниң рәиси исмаил айхан әпәнди сөз қилди. У сөзини мундақ башлиди: “юртидики өй-мүлкидин айрилип қалған шәрқий түркистанлиқларға, өлтүрүлүватқан уйғурларға һечкимниң қарап туруш һәққи йоқ. Нурғунлиған шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримиз ‛җаза лагерлири‚ға ташланған. У йәрдә тән җазасиға учримақта. Әпсуски, булар ахбарат органлириниң диққәт-етибарини тартмайватиду. Бәзи ахбарат органлири тәрипидин булар хәвәр қиммити йоқ дәп қаралмақта. Түркийәму шәрқий түркистанлиқларниң бу пәрядиға қулақ салмайватиду”. 

Түркийә кадирлар уюшмисиниң чанқири шөбиси рәиси исмаил айхан әпәнди қилған сөзидә түркийә һөкүмити билән бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң бирликтә һәрикәткә өтүши керәкликини тәкитләп, мундақ деди: “ата юртимизда биз билән бир милләт. Йүз йиллардин буян хитай таҗавузчилириға қарши туруватқан, ирқий қирғинчилиққа қарши чиқиватқан, миллий кимликини қоғдашқа тиришиватқан, исламниң байриқини ләпилдитиватқан шәрқий түркистанлиқ қериндашлиримизға көңүл бөлмәйватқанларни әйибләймиз. Биз кадирлар уюшмиси болуш сүпитимиз билән түрк һөкүмитини, бирләшкән дөләтләр тәшкилатини, шәрқий түркистандики қирғинчилиқни тохтитиш үчүн мунасивәтлик органлирини һәрикәткә өткүзүшкә чақиримиз. Ундақ қилмиған дөләт вә органлар хитайниң инсанийәткә қарши җинайитигә шерик болған болиду”.

Арқидин “түрк оҗақлири” тәшкилати рәиси профессор доктор мәмәт өз әпәнди сөз қилди. У, мундақ деди: “хитай дөлити дәсләптә җаза лагерлири қурғанлиқини қобул қилмиди, кейин оттуриға чиққандин кейин йошуридиған тәрипи қалмиғачқа қобул қилишқа мәҗбур болди. Кейин дуняға мән әсәбийликкә қарши күрәш қиливатимән, уйғурларға диний әсәбийликни зиянлирини аңлитиватимән деди. Бу пүтүнләй ақмайдиған сөзләр. Чүнки хитайниң қилмишлири инсан һәқ вә һоқуқлири тәшкилатлириниң доклатлиридин орун алди. Түркийәдә хитай сөйәр адәмләр бар, булар түркийәдә бундақ бир иш йоқ, америка уйғурларни күшкүртүватиду дәп тәшвиқ қиливатиду. Булар тоғра әмәс, хитай бәзи түркийә пуқраси адәмләрниму солап қойған иди, йеқинда қоювәтти. Бу мисаллар туруқлуқ хитайни ақлаш тоғра әмәс”. 

Профессор доктор мәмәт өз әпәнди түркийә һөкүмитини инсан һәқ-һоқуқлири җәһәттин уйғурларға игә чиқиши керәкликини оттуриға қойди.

Кейин уйғур дияридики “җаза лагерлири” да 8 ай йетип чиққан һазир истанбулда туруватқан өмәр бәкели әпәнди пут-қоллирини зәнҗир билән бағлап сәһнигә чиқип, хитай даирилириниң уйғур дияридики уйғур, қазақ, қирғизға охшаш түркий хәлқлириниң пут-қолини кишәнләр билән бағлиған болсиму, уларниң роһини бағлиялмиғанлиқини баян қилди. 

Өмәр бәкели әпәнди көз-яшлирини төккән һалда өзиниң җаза лагерлирида бешидин өткүзгән вә көргәнлирини аңлатти.

Арқидин әнқәрәдики һаҗибайрам университети хәлқара мунасивәтләр факултети оқутқучиси абдурешит җелил қарлуқ әпәнди “түрк-хитай мунасивитидә шәрқий түркистан мәсилиси” темисида доклат бәрди. У, чанқири вилайитидин бурун шәрқий түркистан вәхпиниң сабиқ рәиси һамут көктүрк билән бирликтә түркийәниң ялова вилайитидиму доклат бәргән иди.

30-Декабир күни түркийәниң әң чоң вилайәтлиридин бири болған сивас вилайитидики сивас шәһәр мәркизидә “алпәрән оҗақлири” тәшкилатиниң уюштуруши билән хитайға наразилиқ билдүрүш намайиши өткүзүлгән. Намайишқа 350 әтрапида киши қатнашқан. Уйғур паалийәтчи әршидин әркин әпәнди бу паалийәткә қатнашқан. У, телефон зияритимизни қобул қилип бу һәқтә мәлумат бәрди. 

Түркийәниң һәр қайси вилайәт вә шәһәрлиридә һәр күни дегүдәк уйғурларни қоллап хитайни әйибләйдиған, түрк һөкүмитини уйғурларға игә чиқишқа чақиридиған паалийәтләр өткүзүлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.