Америкиниң б д т дики әлчиси никки хәйли хитай уйғурларға қаратқан бастуруш сиясәтлирини әйиблиди
2018.07.27
Америкиниң б д т дики әлчиси никки хәйли хитайниң уйғурларға қаратқан бастуруш сиясәтлирини әйиблиди. Униңдин башқа йиғиниға қатнашқан вәкилләр йиғидин кейин елан қилған бирләшмә баянатида хитайни лагерларни тақашқа чақирди.
Америка америка дөләт ишлар министирлиқи чақирған тунҗи нөвәтлик “диний әркинликни илгири сүрүш министир дәриҗиликләр йиғини” 26-июл кәчқурун америка пайтәхти вашингтондики “ирқий қирғинчилиқ” музейида хуласиләнди.
Хуласиләш йиғинда сөз қилғучилар арисида америкиниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатидики баш әлчиси никки хәйли ханим, америка дөләт ишлар министирлиқиниң хәлқаралиқ диний әркинликкә мәсул алаһидә әлчиси сам бровнбәк әпәндиләрму бар иди.
Сам бровнбәк әпәнди алди билән йиғин иштиракчилириға рәһмәт ейтқандин кейин, диний бастуруш мәвҗут болмиған бир дуня бәрпа қилишқа үмидвар икәнликини билдүрди.
Йиғин күн тәртипи бойичә сөзгә чиққан америкиниң бирләшкән дөләтләр тәшкилатидики баш әлчиси никки хәйли ханим алди билән америкиниң сабиқ хәлқаралиқ диний әркинликкә мәсул әлчиси роберт сиппил әпәндимниң 1999-йили тунҗи нөвәтлик әлчи болуш сүпити билән б бирма, хитай, иран, ирақ вә судан қатарлиқ бир нәччә дөләтни диний әркинликни рәт қилғучи дөләтләр тизимликигә киргүзгәнликини баян қилди.
У мундақ деди: “әлчи сиппил әйни чағда интайин муһим әһмийәткә игә бир мәсилини оттуриға қойған икән. Диний бастуруш қилмишлири түпәйли бу тизимликкә киргүзүлгән һәр бир дөләт әйни чағдики вә кәлгүсидики хәвпсизликкә тәһдит елип кәлгүчиләр иди. Уларниң бәзилири аллибурун бизниң көзитишмиз астиға елинған болсиму, йәнә бәзилири аридин нәччә он йиллар өткәндә америка қошма штатлириниң дөләт хәвпсизликигә тәһдит салидиған асаслиқ күчләргә айлинип қалғуси дөләтләр иди. Бу йәрдә диний әркинликни боғидиған дөләт билән, тинчлиқ вә әминликкә тәһдит яритидиған дөләтләр бир бири билән җипсилишип кәткән иди.”
У сөзи җәрянида диний әркинликниң америка ташқи сияситидики орнини шәрһлиди вә америка қошма штатлириниң б д т ниң хизмәт механизмини өзгәртип, диний әркинлик вә кишилик һоқуқ мәсилисини айрим сорунлардила әмәс, бәлки хәвпсизлик кеңишидиму музакирә қилинидиған һаләткә кәлтүрүш үчүн һәрикәт қилғанлиқини вә нәтиҗә қазанғанлиқини билдүрди.
У тоқунуш вә низалар диний әркинлик вә кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини кәлтүрүп чиқармастин, әксичә кишилик һоқуқни дәпсәндә қилишниң тоқунушларға сәвәб болидиғанлиқини алаһидә тәкитлиди.
У мундақ деди: “бу әһвал диний етиқад әркинлики дәпсәндә қилинғанда техиму еғир болиду. Диний етиқад әркинликини рәт қилиш шу қәдәр вәйран қилиш характеригә игә икәнки, униңда һакимийәт өзини илаһий қудрәтниң үстигә қоювалған болиду. Америкида диний итқа әркинликимизни өз ичигә алған барлиқ һоқуқлиримиз һакимийәт чәмбирикиниң сиртида. Диний әркинлик һоқуқини рәт қилишниң өзи, әң типикләшкән истибдатлиқтур.”
У сөзләп дәл мушу нуқтиға кәлгәндә диний әркинлик чәклиниватқан дөләтләрдин хитай, русийә, никарагуа қатарлиқ дөләтләрни мисал қилип өтти вә хитайниң уйғурларға қаратқан бастуруш сиясәтлирини әйиблиди.
У мундақ деди: “хитай һөкүмити миңлиған-онмиңлиған уйғур мусулманлирини өз һакимийитигә тәһдит, дәп қарап аталмиш ‛қайта тәрбийиләш лагерлири‚ ға бәнд қилди. Хитай дөлити уйғурлар һаятиниң һәммә қатламлириғичә қол созуп, худи бир парчә мақалидә дейилгәндәк, ‛мукәммәл сақчи дөлити бәрпа қилди‚. Мутләқ көп сандики уйғурлар яшайдиған бу өлкидә уларниң диний вә миллий кимлики хитай һөкүмити тәрипидин пүтүнләй дегүдәк йоқитилди.”
Никки хәйли ханим америка дөләт ишлар министирлиқи уюштурған мәзкур үч күнлүк йиғин җәрянида хитайниң уйғурларға қаратқан бастуруш сияситини тилға алған йәнә бир юқири дәриҗилик америка әмәлдари.
26-Июл америка муавин президенти майк пәнс әпәндимму хитайниң “миңлиған-онмиңлиған, бәлки милйонлиған уйғурни аталмиш қаяқта тәрбийиләш лагерлириға қалмиған” лиқини күчлүк рәвиштә оттуриға қойған иди.
Йиғинниң хуласә қисмидики мәзкур паалийәткә қатнашқа уйғур шаир таһир һамут бу йиғин әснасидиму никки хәйли ханим билән көрүшүп униңдин уйғурларға көңүл бөлүшни өтүнгән.
У алдинқи күни америка муавин президенти майк пәнс әпәндим билән көрүшкәндиму уйғурларниң дәрдини аңлатқан иди.
Америка америка дөләт ишлар министирлиқи чақирған тунҗи нөвәтлик “диний әркинликни илгири сүрүш йиғини” 3 күн давам қилип 26 июл кәчқурун рәсмий аяғлашти.
Йиғинға дуняниң һәрқайси җайлиридин кәлгән кишилик һоқуқ паалийәтчилири, диний бастуруш қилмишлириниң қурбанлири, диний вә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң мәсуллири қатнашқандин сирт, бир қисим дөләтләрниң министир дәриҗилик әрбаблириму иштирак қилди.
Улар йиғин ахирида бирләшмә баянатларни елан қилип, диний дәпсәндичилик еғир болған бир қанчә дөләтни бастуруш сиясәтлирини тохтитишқа чақирди.
Уларниң шу мәзмундики бир баянати хитайға қаритилди. Баянатта хитайдики уйғур, туңган, қазақ мусулманлири, тибәт буддистлири, христиан вә фалунгоңчиларниң өз диний етиқади сәвәблик еғир бастурушлар вә кәмситишләргә учраватқанлиқи көрситилди.
Баянатниң көп қисмида хитайниң уйғурларға қарита өткүрләштүргән бастуруш сиясәтлири әйибләнди.
Баянатта хитайда диний етиқад әркинлики еғир дәриҗидә дәпсәндә қилинипла қалмай, мәсчитләрниң чеқилип уйғурларниң мисли көрүлмигән дәриҗидә тәқиб астиға елинғанлиқи, миңлиған-онмиңлиған, бәлки милйонлиған уйғурниң җиддий һалда ясалған лагер вә түрмиләргә қамалғанлиқи тилға елинди.
Баянатта мундақ дейилди: “бу орунларда адәмләрниң өлүватқанлиқиға аит хәвәрләрму бар. Биз хитай һөкүмитини бу орунларға мәҗбурий қамалған барлиқ кишиләрни дәрһал қоюп беришкә чақиримиз.”
Баянат ахирида йәнә хитайниң черкавға киришни чәкләп, йәр асти черкавлири вә тибәттә ибадәтханиларни чаққанлиқи, “инҗил”, “қуран” ларни көйдүргәнлики көрситилди.
Баянатта мундақ дейилди: “биз хитай һөкүмитини өз қануни вә хәлқара җәмийәткә кишилик һоқуқни қоғдаш хусусида бәргән вәдилиригә асасән барлиқ кишиләрниң диний етиқад әркинликини қоғдашқа вә диний гуруппиларниң кишилик һоқуқлирини һөрмәт қилишқа күчлүк рәвиштә чақиримиз. Әгәр шундақ болғандила булар хитайниң әминлики вә муқимлиқни капаләткә игә қилипла қалмастин, қошна әлләрниң әминликиниму капаләткә игә қилиду.”
Йиғин ахирлишип баянатлар елан қилғандин кейин, хитайниң һөкүмәт авази болған “йәршари вақит гезити” баш мақалә елан қилип, уйғурларға йүргүзүлүватқан лагер сияситини ақлашқа урунди вә буларниң пәқәт аталмиш “диний әсәбийликниң алдини елиш үчүн қурулған диний тәрбийиләш институтлири” икәнликини язди.
Һалбуки көзәткүчиләр һәмдә бу һәқтә зияритимизни қобул қилған сабиқ лагер мәһбуслири хитай нөвәттә уйғур районида көләмләштүргән лагерларни “қайта тәрбийиләш мәркәзлири” дәп аташниң интайин хата болидиғанлиқи, буни “түрмә” дәп аташму йеник болуп қалидиғанлиқини билдүрүшкән иди.