Профессор нишихара: 5 - июл ғайиблирини издәш һәр - биримизниң виҗдани бурчи
2015.05.19

Йеқинда японийә кагошима хәлқара университетиниң иқтисад журнилида 2013 - йили дуня уйғур қурултийи тәрипидин тәйярланған “ғайиблар авази” намлиқ язма доклатниң япон тилидики толуқ тәрҗимиси нәшр қилинди. Доклатқа асаслиқи 2009 - йили үрүмчидә йүз бәргән 5 - июл вәқәсидики из - дерәксиз ғайиб болған намайишчиларниң қисқичә тәрҗимиһали,сүрәтлири қошуп берилгән.
Мәзкур доклат кагошима хәлқара университетиниң профессори, доктор нишихара сеиҗи тәрипидин нәшргә тәйярланған.
Биз, мәзкур доклатниң япон тилидики тәрҗимисини нәшргә тәйярлиған японийә кагошима хәлқара университетиниң профессори, доктор нишихара сеиҗи билән сөһбәт елип бардуқ.
Зияритимизни қизғинлиқ билән қобул қилған профессор нишихара “ғайиблар авази” намлиқ япончә доклатниң нәшргә тәйярлиниши һәққидә тохтилип мундақ деди:
- Германийәниң мюнхен шәһиридики дуня уйғур қурултийиниң ишханиси тәминлигән, 2013 - йили елан қилинған “ғайиблар авази” намлиқ дуня уйғур қурултийиниң доклатиға асасән бу қетим кагошима хәлқара университетиниң иқтисад журнилида 5 - июл вәқәсидә шәрқий түркистанда ғайиб болуп кәткәнләр һәққидики мәзкур доклатниң япон тилидики тәрҗимиси нәшр қилинди. Бу доклатниң әнгилиз тилидики тәрҗимиси болса өткән йили мәзкур журналда нәшр қилинип, тарқитилған иди. Бу қетимқи япончә нәшри доклатниң иккинчи қетимлиқ нәшр қилиниши һесаблиниду.
Профессор нишихара 5 - июлда ғайиб болғанларға аит мәзкур доклатниң япончә,әнгилизчә тиллларда арқа - арқидин японийәдә нәшр қилиниш сәвәблири үстидә тохтилип:“мән илгири хитайниң тәшвиқатидики хитайдики 56 милләтниң һәммиси баравәр, иттипақ, бир аилә кишилиридәк инақ яшайду. Дөләтниң қануни вә сияситидә һәммә милләтләргә ортақ охшаш муамилә қилиниду” дегән сәпсәтилиригә ишинип, хитай дөлитини һәқиқәтән көп милләтлик, көп мәдәнийәтлик чоң дөләт дәп қарайттим. Әмма 2009 - йили 5 - июлда үрүмчидә уйғур яшлириниң тинч йол билән елип барған намайишиниң хитай һакимийити тәрипидин қораллиқ бастурулуп, көплигән уйғур яшлириниң өлтүрүлгәнлики һәққидики хәвәрләрни мәтбуатлардин шундақла мән билән биргә хизмәт қиливатқан уйғурлардин билгәндин кейин, хитайниң тәшвиқатидики“милләтләр баравәр” дегән сөзниң пүтүнләй ялғанлиқини билдим” деди.
Профессор, доктор нишихара 5 - июл вәқәсидин кейин бу вәқәни японийә җәмийитигә аңлитиш үчүн өзиниң елип барған бир қисим паалийәтлирини әсләп мундақ деди:
- 5 - Июл вәқәсидин кейин мән дәрһал әтрапимдики бир қисим уйғурлар билән алақилишип, бу вәқәниң һәқиқи маһийитини, хитай һөкүмитиниң аз санлиқ милләтләр, болупму уйғурлар үстидин елип бериватқан бу қанлиқ бастуруш сияситиниң полаттәк пакити болған 5 - июл вәқәсидики өлтүрүлгән уйғур яшлириниң паҗиәсини японийә хәлқигә әтраплиқ билдүрүш үчүн, дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир вә йолдиши сидиқһаҗи розини дәрһал японийәгә тәклип қилип, мәктипимизниң саһипханлиқида токйо, осака, кйото вә кагошима қатарлиқ шәһәрләрдики он нәччә университетта 5 - июл вәқәси һәққидә мәхсус доклат сөзләш, бу һәқтә мәхсус мәтбуатларға ахбарат елан қилиштәк паалийәтләрни елип бардуқ.
5 - Июл вәқәси һәққидә японийәдә көплигән паалийәтләр елип берилғандин кейин, буниң японийә җәмийитидики тәсири һәққидә тохталған профессор,доктор нишихара: “мениңчә, 5 - июл вәқәси японийәдә бир қәдәр әтраплиқ тәшвиқ қилинди. 5 - Июл вәқәси японийә толуқ оттура мәктәп оқушлуқ дәрсликидики җәмийәтшунаслиқ дәрслик китабиға мәхсус бир баб қилинип сүрәтләр билән биргә киргүзүлди. япон хәлқи вә һөкүмити 5 - июл вәқәсидин кейин уйғурларни йәнә қайтидин тонуди дәп ойлаймән” деди.
У йәнә сөзидә, ғайиб болуп кәткәнләрниң из - дерикини қилиш мәсилиси һәққидә тохтилип мундақ деди:
- Биз давамлиқ һалда бу вәқәдә ғайиб болуп кәткәнләрниң аилисидикиләр билән бирликтә хәлқаралиқ қанун - низамларға асасланған һалда хитай һөкүмитигә бесим қилип, өлүп кәткән, ғайиб болғанларниң өлүш вә йоқулуп кетиш сәвәблирини сүрүштә қилишимиз керәк. Ғайибларни издәш һәр - биримизниң виҗдани бурчи дәп билимән.
Профессор, доктор нишихара сөзиниң ахирисида,2009 - йилидин буян өзиниң давамлиқ һалда кагошима хәлқара университетниң мәзкур журнилида уйғурларға даир мақалиләрни елан қилип келиватқанлиқини, уйғурларниң сиясий һаятиға мунасивәтлик болған “ақсарайға йолланған рабийә қадир мәктублири” вә шундақла “уйғур ханим - қизлириниң иқтисадий әһвали” намлиқ мақалиләрни елан қилғанлиқини вә буниңдин кейинму уйғурлар һәққидә көпләп мақалә язидиғанлиқини билдүрди.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.