Бейҗиңда зиярәттә болуватқан норвегийә вәкиллири уйғур дияридики лагерлар мәсилисини сүрүштүрди
2018.09.07

Норвегийә таратқулириниң хәвәрлиридин мәлум болушичә, 3-сентәбирдин башлап бейҗиң зиярәттә болуватқан норвегийә парламенти ташқи ишлар вә мудапиә комитетиниң 6 партийә, 17 кишидин тәркиб тапқан зиярәт өмикидики норвегийә солчилар партийиси вәкили абид раҗа хитай һөкүмәт даирилиридин уйғур дияридики лагерлар мәсилисини сүрүштүргән. Зияритимизни қобул қилған норвегийә уйғур комитет әзалири явропа иттипақиға әза дөләтләр ичидә норвегийә вәкиллириниң тунҗи болуп уйғурларниң җаза лагерлириға қамилиш мәсилисини оттуриға қойғанлиқидин сөйүнгәнликини билдүрди.
Норвегийәдә паалийәт елип бериватқан норвегийә уйғур комитети рәиси бәхтияр өмәр әпәнди радийомиз зияритини қобул қилип, 6-сентәбир норвегийә дөләтлик телевизийәсидә берилгән, хитайда зиярәттә болған норвегийә вәкиллириниң уйғур дияридики лагерлар мәсилисини сүрүштүргәнлики һәққидики хәвәрдин норвегийәдики уйғурларниң сөйүнгәнликини билдүрди.
Норвегийә уйғур комитетиниң яшлар бөлүми һәйити рәна ханимниң билдүрүшичә, бу қетимқи хитай билән болған сөһбәт җәрянида уйғур дияридики җаза лагерлири мәсилисини, мәзкур өмәктики норвегийә солчилар партийәси вәкили абид раҗа йәни норвегийәдә туғулуп өскән пакистанлиқ көчмән әвлади биринчи болуп конкрет қилип оттуриға қойған.
Комитет һәйити бухәлчәм мәмтимин бу қетим хитай зияритидә болған норвегийә парламенти ташқи ишлар вә мудапиә комитети вәкиллириниң оңчилар вә солчиларға вәкиллик қилидиған охшимиған 6 партийидин тәшкилләнгән болсиму, әмма уларниң уйғурларниң җаза лагерлириға қамилишини оттуриға қоюшта охшаш бир пикиргә келәлишидә демократик түзүмдики норвегийәдә кишилик һоқуқ һәммидин үстүн икәнликиниң ипадиси икәнликини тәкитлиди.
Норвегийәдики уйғур паалийәтчилиридин сәмәт абла әпәндиниң қаришичә, норвегийә парламенти ташқи ишлар вә мудапиә комитетиниң 6 партийә, 17 кишидин тәркиб тапқан зиярәт өмикиниң зиярәттә ортақ пикиргә келип, уйғур дияридики җаза лагерлириниң әһвалини сүрүштүрүшини норвегийә дөлитиниң хитай билән болған дипломатик мунасивәттә кишилик һоқуқ мәсилисигә җиддий қариғанлиқи һәм норвегийә уйғур комитетиниңму уйғурлар әһвалини норвегийәдики мунасивәтлик һөкүмәт органлириға аңлитиш җәрянида көрсәткән узун муддәтлик тиришчанлиқиниң нәтиҗиси дейишкә болидикән.
Норвегийә уйғур комитети рәиси бәхтияр әпәнди йәнә норвегийә вәкиллириниң уйғурлар үчүн һәққанийәт яқлиғанлиқиға тәшәккүрини билдүрүп, “норвегийәдәк кичик бир дөләтниң хитай билән йүзму-йүз олтуруп биз үчүн дадил гәп қилалиши һәқиқәтән адәмни тәсирләндүриду” деди.
Бәхтияр әпәнди норвегийә зиярәт өмикидикиләрниң уйғурларниң җаза лагерлириға қамилиш мәсилисини хитай зияритидә оттуриға қоюшиниң тарихи әһмийитини тәкитлиди.
Униң қаришичә, норвегийәдәк нопуси 5 милйон әтрапидики кичик бир дөләтниң явропа иттипақиға әза дөләтләр ичидә, хитай даирилири билән болған сөһбәттә америкидин қалсила тунҗи болуп уйғурларниң җаза лагерлириға қамилиш мәсилисини дадиллиқ билән оттуриға қоюши нөвәттә бир қисим дөләт һөкүмәтлириниң хитай һөкүмитини рәнҗитиштин әнсирәп, хитай дөлитиниң кишилик һоқуқ вәзийити вә хитайда еғир бастурушқа учраватқан уйғур қатарлиқ милләтләргә мунасивәтлик сәзгүр мәсилиләрдин өзини қачуруватқан вәзийәттә муһим тарихи әһмийәткә игә.
Радийомиз игилигән әһваллардин мәлум болушичә, өткән һәптә норвегийә вәкиллириниң хитай зияритидин илгири, мәзкур өмәктики солчилар партийәси рәиси аодүн лиспакин әпәнди норвегийә уйғур комитетиниң бир қисим әзалирини қобул қилип, улардин уйғур дияридики аталмиш “тәрбийиләш мәркәзлири” дәп аталған лагерларға мунасивәтлик конкрет мәсилиләрни сориғандин башқа йәнә, 2014-йили хитай даирилири тәрипидин бөлгүнчилик билән әйиплинип муддәтсиз қамаққа һөкүм қилинған уйғур зиялийси илһам тохтиниң түрмидики вәзийитиниму сүрүштүргән.