Өркәш дөләт яврупа парламентиға хәт йезип, илһам тохтини сахароф мукапатиға намзат көрсәтти
2016.09.12
Тйәнәнмен оқуғучилар һәрикитиниң рәһбәрлиридин бири, илһам тохти гурупписиниң қурғучи әзалиридин өркәш дөләт әпәнди яврупа парламентиға язған хетидә илһам тохтини “сахароф мукапатиға лайиқ намзат” дәп көрсәткән.
11 - Сентәбир күни 1989 - йили бейҗиңда йүз бәргән тйәнәнмен оқуғучилар һәрикитиниң рәһбәрлиридин бири һәмдә илһам тохти гурупписиниң қурғучи әзаси һесабланған өркәш дөләт әпәнди яврупа парламентиға хәт йезип, түрмидики уйғур өктичи зиялийси илһам тохтини сахароф мукапатиға лайиқ намзат дәп қарайдиғанлиқини билдүргән вә яврупа парламенти рәһбәрлиридин 2016 - йиллиқ сахароф мукапатиға илһам тохтини таллашни үмид қилған.
Мәлумки, хитай мәркизи милләтләр университетиниң профессори, уйғур өктичи зиялийси илһам тохти хитай пайтәхти бейҗиңда туруп, уйғурларниң кишилик һәқ - һоқуқи тоғрисида пикир баян қилған вә хитай һөкүмитиниң миллий сияситини әйиблигәнлики сәвәблик 2014 - йили 1 - айниң 15 - күни тутқун қилинип, шу йили 23 - сентәбир үрүмчидә “бөлгүнчилик” җинайити билән әйиблинип муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған иди. Шундин буян түрмидә йетиватқан илһам тохтиға хәлқарадики бир қисим кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә уйғур сиясий актиплири игә чиқип, илһам тохтиниң әркинликкә еришиши йолида түрлүк шәкилләрдә муҗадилә қилип кәлмәктә.
Һазир тәйвәндә яшаватқан 1989 - йилидики тйәнәнмен оқуғучилар һәрикитиниң рәһбәрлиридин бири, илһам тохти гурупписиниң қурғучи әзаси өркәш дөләт әпәнди яврупа парламентиға язған хетидә мунуларни тилға алған: “яврупа дөләтлири 2 - дуня урушидин буян санлири әң көп болған муһаҗирларға қучақ ечип уларға башпанаһ боливатқан һазирқи пәйиттә, хитай һакимийити өз һөкүмранлиқи астида һесаблаватқан уйғурлар, тибәтләр, хоңкоңлуқлар вә тәйвәнликләр үстидин хән милләтчиликини әвҗи алдурмақта. Хитай һөкүмитиниң бу хил сиясити астида, уйғур хәлқиниң мурәссәчи рәһбири илһам тохтиға әгәр дуня җамаәтчилики игә чиқмиса, у өмриниң ахирини түрмидә өткүзиду вә униң авази қамақта боғулуп йоқитилиду”.
Илһам тохти гурупписиниң мәсуллиридин әнвәрҗан әпәнди өркәш дөләтниң яврупа парламентиға язған хетигә юқири баһа берип, өркәш дөләткә болған қарашлирини шәрһийиләп өтти. У сөзидә, өркәш дөләт язған бу хәтниң яврупа парламенти рәһбәрлиригә тәсир көрситишигә үмид билән қарайдиғанлиқини билдүрди.
Уйғур сиясий әрбаблиридин әркин алиптекин әпәндиму өркәш дөләтниң илһам тохтини сахароф мукапатиға намзат көрсәткәнликидин мәмнун болғанлиқини тилға алди.
Бирақ, өркәш дөләт әпәндиниң өзи бу һәқтә зияритимизни қобул қилалмайдиғанлиқини билдүрүп, өзрә ейтти һәмдә мәтбуатларға ашкариланған хетидин пайдилинишимизни һавалә қилди.
Илһам тохти гурупписиниң мәсуллиридин әнвәрҗан әпәнди болса, мушу пәйшәнбә күни яврупа парламенти тәрипидин сахароф мукапати намзатлириниң исми елан қилинидиғанлиқини, илһам тохтиниңму бу исимлик арисидин орун елишини арзу қилидиғанлиқини билдүрүп өтти.
Мәлум болғинидәк, илһам тохти гурупписи 2016 - йили 26 - април берлинда рәсми қурулғанлиқини җакарлиған кишилик һоқуқ тәшкилати болуп, бу тәшкилат май айлири яврупа парламентида илһам тохти һәққидә мәхсус йиғин чақирған иди. Илһам тохти гурупписиниң мәқсити қамақтики илһам тохтини яврупа бирликиниң кишилик һоқуқ җәһәттики алий мукапати болған сахароф мукапатиға ериштүрүш вә илһам тохтиниң әркинлики йолида тиришчанлиқ көрситиштин ибарәт болуп кәлмәктә.