Өркәш дөләт тәйвән уйғур җәмийитиниң норуз байримини тәбрикләш паалийитигә қатнашти

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2015.03.25
orkesh-dolet-taiwan-teywen-noruz-2015.jpg Өркәш дөләт тәйвән уйғур җәмийитиниң норуз байримини тәбрикләш паалийитигә қатнашти
RFA/Haji Qutluq Qadiri


22 - Март тәйбейдә паалийәт елип бериватқан тәйвән уйғур җәмийити тәйбейда тунҗи қетимлиқ норуз байримини тәбрикләш паалийити өткүзгән.

Тәйвән уйғур җәмийитиниң рәиси нузугумниң билдүрүшичә, бу қетимқи норуз байримини тәбрикләш паалийити мәзкур җәмийәт қурулғандин буянқи тунҗи қетим елип барған мәдәний паалийәт болуп, паалийәткә 1989 - йилидики бейҗиң тйәнәнмен 4 - июн оқуғучилар һәрикитиниң рәһбири өркәш дөләтму алаһидә тәклип билән қатнашқан.

Зияритимизни қобул қилған тәйвән уйғур җәмийитиниң рәиси нузугум тәйбейдә өткүзүлгән тунҗи қетимлиқ норуз байримини тәбрикләш паалийити һәққидә тохтилип мундақ деди:

- Биз норуз байримини тәбрикләш паалийитини өзгичә елип бардуқ йәни 22 - март әтигәндә алди билән тәйбейдики даңлиқ китабханилардин бири болған “мустәқиллиқ китабханиси”ға берип, у йәрдә мәсләкдашлиримиз билән учришип, уйғурларға даир бир қисим сиясий, тарихий китаблар һәққидә шу йәрдики қәһвәханида өз - ара пикир алмаштуруш елип бардуқ. Кейин бир қисим муһим шәхсләр вә достлиримиз билән биллә мениң өйүмгә келип норузлуқ байрими үчүн алдин тәйярланған таамлар билән ғизаһланғач норуз байримини тәбрикләш паалийитини елип бардуқ. Бу қетимқи норуз байримини тәбрикләш паалийитидә мени һәммидин бәк хошал қилғини 1989 - йилидики тйәнәнмен 4 - июн оқуғучилар һәрикитиниң рәһбири, җуңгодики тәсири күчлүк болған сиясий шәхсләрдин бири өркәш дөләт тунҗи қетим тәйвән уйғур җәмийитиниң паалийитигә иштирак қилди. Мән, җәмийитимизниң тунҗи қетим өткүзидиған норуз байримини тәбрикләш паалийитигә униң қатнишип беришини тәләп қилип телефон қилғинимда у, наһайити хошаллиқ билән қобул қилди шундақла бүгүн бәлгиләнгән вақиттин бурун сорунға келип, мени бәк һаяҗанландурди. Болупму, униң паалийәт давамида сорундики достларниң уйғурлар һәққидә сориған соаллириға әстайидиллиқ билән җаваб бериши бизни толиму қайил қилди. У йәнә, бизгә норуз байриминиң келип чиқиши шундақла бу байрамниң парс вә түркий тиллиқ милләтләргиму ортақ болған байрам икәнлики тоғрисида әтраплиқ чүшәнчиләрни бәрди.

Өркәш дөләт ялғуз норуз байрими тоғрисида әмәс, бәлки уйғурларниң қәдимқи тарихи вә йеқинқи заман тарихидики бир қисим сиясий вәқәләр һәққидиму тохтилип өтти.

Нузугум сөзидә, тәйбейдә өткүзүлгән тунҗи қетимлиқ норузни байримини тәбрикләш паалийити гәрчә наһайити аддий елип берилған болсиму, әмма өзиниң бу паалийәтни толиму әһмийәтлик болди дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.

У йәнә, паалийәт давамида көпчиликниң, мушундақ бир гүзәл мәдәнийәт вә тарихға игә милләтниң немә сәвәбтин өз вәтинини йоқитип қойғанлиқи тоғрисидики бәзи бир тарихий сәвәбләр вә һазир елип бериливатқан чәтәлдики уйғур мустәқиллиқ һәрикәтлири үстидә сөһбәтләшкәнликини илгири сүрди.

Нузугумниң билдүрүшичә, бу қетим елип берилған норуз байримини тәбрикләш паалийитидин көплигән тәйвәнликләр һәйран болған. Сәвәби бу җәмийәт өткән йили қурулған болсиму, та һазирға қәдәр уйғурларниң бу хилдики әнәниви байрамлири тоғрисида һечқандақ бир паалийәт елип берилмиған. Шуңа паалийәткә қатнашқан кишиләр өркәш дөләттин уйғурларниң мәдәнийитигә аит көплигән соалларни сориған.

Көпчилик паалийәттә йәнә, уйғурларниң сиясий тарихи вә шундақла йеқиндин буянқи җуңго һөкүмитиниң шәрқий түркистанда елип бериватқан қораллиқ бастуруш сиясәтлири тоғрисидиму сөһбәтләшкән.

Тәйвән уйғур җәмийитиниң рәиси нузугумниң ейтишичә, паалийәткә тәйвәндә паалийәт елип бериватқан тибәт тәшкилатлириниң вәкиллириму иштирак қилған болуп, улар җуңгодики уйғур мәсилиси билән тибәт мәсилисиниң өз - ара тәғдирдаш болған ортақ бир мәсилә икәнликини, шуңа бу икки милләт бир - биригә һәмкарлишип, иттипақлишип хәлқара җәмийәткә өзиниң тәсирини көрситиши вә бейҗиң һөкүмитиниң уйғур, тибәт мәсилисидики мәйданини өзгәртишигә бәлгилик тәсир көрситидиған дунявий паалийәтләрни елип беришниң зөрүрлүкини тәкилигән. Сорун иштиракчилири шундақла йәнә ичкий моңғулдики моңғулларниң кишилик һоқуқ мәслиси тоғрисидиму пикирләшкән.

Нузугум йәнә, тәйвән мәтбуатлирида ашкариланмиған вә шундақла дуня хәвәрсиз қиливатқан җуңго һөкүмитиниң уйғурларни бастуруш һәрикити давамида йүз бәргән бәзи бир ечинишлиқ паҗиәләр һәққидә өркәш дөләтниң тәпсилий тохталғанлиқини баян қилди.

У зияритимиз давамида, бизниң бүгүнки норуз мәрикисини тәбрикләш паалийитигә өзиниң қайси хилдики йимәкликләрни һазирлиғанлиқи тоғрисидики соаллимизға җаваб берип мундақ деди:

- Әслидә уйғурчә йимәклик һазирлишим керәк иди. Әмма,маңа уйғурчә тамақ етишни өгиниш пурсити болмиди. Шу сәвәбтин фирансузчә йимәкликләрни оттура асия вә түркийә таамлириға йеқинлаштурған һалда йимәклик тәйярлидим. Бу қетимқи паалийитимизниң асаслиқ мәқсити уйғурларниң норуз байримидин ибарәт бу тарихий байримини тәйвәнлик достларға тонуштуруш вә бу һәқтә өз - ара чүшәнчә һасил қилиштин ибарәт.

Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.