Оттура шәрқтики тәңпуңлуқ вә демократийә

Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2013.07.11
misir-namayish-morsi.jpg Сақчилар мисир президенти муһәммәд морсиға қарши намайишчиларға яш аққузуш дориси ишләткән көрүнүш. 2013-Йили 8-июл, мисир.
AFP

Сәуди әрәбистан, бирләшмә әрәб хәлипилики вә кувәйт мисирдики мурси һөкүмити ағдурулғандин кейинки һакимийәткә 12 милярд доллар ярдәм беридиғанлиқини җакарлиди. Бу ярдәмни түркийә билән қатарниң оттура шәрқтә йүксиливатқан тәсирини азайтиш үчүн бәргәнлики илгири сүрүлмәктә.

Мисир армийиси һәрбий өзгириш елип берип мурси һөкүмитини ағдуруп ташлиғандин кейин сайламғичә йеңи бир һөкүмәт қурулған иди. Бу һөкүмәтни мисирдики һечқандақ сиясий партийә қоллап қуввәтлимигән бир пәйттә, сәуди әрәбистан, бирләшмә әрәб хәлипилики вә кувәйтниң 12 милярд доллар иқтисадий ярдәм беридиғанлиқини җакарлиши қаттиқ ғулғула пәйда қилди. Рияд билән абудабиниң әң аз 51 киши өлгән вәқәдин кейинла бу қарарни чиқириши, мисирдики өзгиришләрдин кейинки һөкүмәттин пайдилинип өз мәнпәәтини қоғдап қелиш икәнлики илгири сүрүлмәктә. Оттура шәрқ вә ғәрб гезитлиридики тәһлилләрдә мисирда түркийә билән қатарниң тәсириниң азайғанлиқи, сәуди әрәбистан билән әрәб бирләшмә хәлипилики вә кувәйтниң тәсириниң күчәйгәнлики илгири сүрүлмәктә. Нюйорк вақти гезитигә баянат бәргән бир әрәб рәһбәр, “бу, қатар вә түркийә қоллап қуввәтләп кәлгән сиясий идийә үчүн арқиға чекиниш. Әгәр сиясий ислам пай чәк болған болса трагедийилик бир шәкилдә баһаси чүшүп кәткән болатти.” дегән. 2002-Йилидин бери түркийәдә һакимийәт бешидики адаләт вә тәрәққият партийәси диний көз қарашларни асас қилған бир сиясий партийә.

Бурундин тартип оттура шәрқтики мусулман қериндашларға охшаш динни асас қилған сиясий партийәләрни қоллап кәлмәктә. Шуңа түркийә баш министири рәҗәп таййип әрдоған мисирдики һәрбий өзгиришни биринчи болуп әйиблиди. Рәҗәп таййип әрдоған әрәб баһари җәрянида изчил һалда хәлқни, өктичи күчләрни қоллап кәлди.

Әрәб баһариға қарши қәдәм

Түркийәниң әң чоң гезитлиридин бири болған һөрийәт гезитидики хәвәрләргә асасланғанда, сәуди әрәбистан, әрәб бирләшмә хәлипилики вә кувәйтниң мисирға бундақ тез иқтисадий ярдәм беридиғанлиқини җакарлиши әрәб баһарини балдуррақ ахирлаштуруш үчүн икән. Әрәб қолтуқи дөләтлири тәтқиқат мәркизи мудири абдуләзиз әл сагер һөрийәт гезитигә бәргән баянатида, сәуди әрәбистанниң әрәб баһари мәйданға кәлгән дөләтләрдә муқимлиқниң балдуррақ әмәлгә ешишини халайдиғанлиқини, әрәб баһарида муһим рол ойниған әлҗәзирә телевизийиси қатарниң болғачқа, сәуди әрәбистанниң қатарға достанә муамилә қилмайватқанлиқини, қатарниң түркийә билән бирликтә сүрийәдики өктичиләрни қоллаватқанлиқидин сәуди әрәбистанниң биарам болуватқанлиқини тәкитлигән. Кувәйтлик сиясәтшунас айәд әл манна түркийәниң һөрийәт гезитигә бу һәқтә бәргән баянатида, қатарниң оттура шәрқтә актип рол ойнишини халайдиғанлиқини, әмма мусулман қериндашларни очуқ-ашкара қоллап қуввәтләп бәкла ашурувәткәнликини илгири сүргән.

Түркийә һөкүмитиниңму бурундин тартипла мисирдики мусулман қериндашлар партийәсини қоллап қуввәтлиши түркийәдики бәзи өктичи партийәләр билән бәзи оттура шәрқ дөләтлирини биарам қилмақта. Түркийәдики бәзи сиясәт анализчилири түркийә һөкүмитиниң мусулман қериндашларни очуқ-ашкара қоллап қуввәтлишини ташқи сиясәттә бәкла ашурувәткәнлик икәнликини илгири сүрмәктә.

Мусулман қериндашларниң рәһбәрлирини тутуш буйруқи чиқирилди

Мисирда һәрбий өзгириш арқилиқ һакимийәт бешиға кәлгәнләр вақитлиқ һөкүмәт қуруш үчүн мусулман қериндашларниң қоллап қуввәтлишигә еришәлмигәндин кейин, уларға қарши һәрикәткә өткән. Мисир юқири соти мәмәт бәдиий башчилиқидики мусулман қериндашларниң пүтүн рәһбәрлирини тутуш буйруқи чиқарған. Бүгүн түрк гезитлиридики хәвәргә асасланғанда, баш министирлиққа тәйинләнгән һазим әл баблави келәр һәптигичә һөкүмәт кабентини қуруп, министирлар тизимликини рәис җумһуриға сунидикән.

Демократийәлишиш асанму?

Оттура шәрқ әрәб дөләтлиридики бу қалаймиқанчилиқ кишиләрниң каллисида демократийилишиш асанму дегән соални пәйда қилмақта. Даңлиқ обзорчи таһа ақйол әпәнди 11-июл күни һөрийәт гезитидә елан қилинған “демократийини әмәлгә ашуруш асанму?” дегән мақалисидә мундақ дәйду:
-Ислам дунясида, асияда вә африқада йеңи бир сиясий түзүмгә еһтияҗ барлиқи ениқ. Буниңдин кейин диний пәтивалар билән конирап кәткән сиясий идеологийиләр билән әмәс, миллий һакимийәт, хәлқ һакимийити йәни демократик сайламлар билән қурулған һөкүмәтләр дөләт башқуруши керәк.

Түркләр 1912-йили бу йолда издинишкә башлиған. Османли имперйәси алимлиридин әлмалили хамди әпәнди “миллий һакимийәт хилапәттин үстүн” дәп язған. Әмма әркин сайламни әмәлгә ашуруш асан болмиди. Хәлқ әркин сайлам тәләп қилидиған иқтисадий, иҗтимаий вә маарип күчигә игә әмәс иди.

Таһа ақйол әпәнди түркийәниң 1950-йилидин башлап демократийәлишиш йолиға қарап маңғанлиқини баян қилип мундақ дәп язиду:
-Түркийә баһари 1950-йили мәйданға кәлди. Нурғун кризис, қалаймиқанчилиқларни бешимиздин өткүздуқ. Көп илгирилидуқ, әмма демократийәмиздә йәнила чатақ бар.

Әрәб баһари бәкла йеңи. Ким билиду, техи немә қийинчилиқларға дучар болиду, қандақ әгри-тоқай йолларни бесип өтиду.

Ғәрб әллиридики демократийиму нурғун әгри-тоқай йолларни бесип өтүп, бүгүнки сәвийигә кәлди.

Демократийәдин башқа таллаш йоли йоқ. яхшиси буни чүшинип йетип, қисқа йолдин демократийини әмәлгә ашурушниң йолини издәш, юмшақ йоллар арқилиқ демократийигә бериш керәк.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.