Пакистан истихбарати өмәр уйғур вәхписини һиндистанда уйғур ана тил мәктипи қуруш пиланидин тосқан

Мухбиримиз әркин
2015.11.27
omer-wexpi-pakistan.jpg Пакистандики өмәр вахпи
Photo: RFA

Өмәр хан әпәнди әсли һиндистанға берип, һиндистанниң җаму кәшмир районидики серинагар шәһиридә олтурушлуқ уйғурларға ана тил мәктипи қурушни пиланлап һиндистанға маңған. Әмма пакистан муштәрәк истихбарат идариси (ISI) униң һиндистанға берип, мәктәп ечишиға йол қоймиған.

Пакистан истихбарати буниң сәвәбигә толуқ чүшәнчә бәрмигән болсиму, әмма вәхпә рәиси өмәр хан әпәнди буниңға хитай әлчиханисиниң бесими сәвәб болди, дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.

Өмәр хан: әмди мән һиндистанға бармақчидим, лекин пакистан истихбарат идарисиниң адәмлири бизгә һечйәргә бармайсән, дәп бизни тохтитип қойди. Түркийәгә болса бериңлар, лекин һиндистан болса бармайсиләр, дәп мени тохтитивәтти.

Мухбир: немишқа һиндистанға бармайсән, дәйду?

Өмәр хан: әмди һиндистан билән пакистанниң әһвали яхши әмәс, буни билила. Шу тоғрисида барғандин кейин бир чатақ чиқмисун. Берип чатақ чиқса, силигиму яхши әмәс, бизгиму яхши әмәс, бармайсән, дәп тости мавулар.

Биз афғанистан, пакистан, һиндистанға барсақ, рабийә ханим билән хәвәрлишип баримиз. Һиндистанниң серинагарда йеңи деһлида уйғурлар баркән. Биз шу йәрдә мәктәп ечип, дуня уйғур қурултийини тонуштуруп қилмақчидуқ. Биз афғанистанда ашундақ қилдуқ. Биз рабийә қадир ханимни тонуштурдуқ, уйғур қурултийиниң әһвалини дедуқ, улар җиқ хош болди. Бу ишни биз һиндистанда қилмақчидуқ. Мавулар аңлаплам яқ, сиз һиндистанға барса яхши болмайду, дәп қорқутуп мени барғили қоймайватиду.

Мухбир: шуниң билән тохтап қалдиңиз, баралмайдиған болдиңиз? бу һиндистанда сиз нәгә бараттиңиз, йеңи деһлиға бараттиңизму, яки кәшмиргиму?

Өмәр хан: кәшмиргә, җаму кәшмирдә серинагарға бараттуқ. Аңлидуқ, у йәрдә 50 - 60 аилә уйғур баркән. Улар ана тилини унтуп қапту, өзиниң мәдәнийитини унтуп кетипту. Шу ишни қилғили мән бармақчидим. Әмма маву пакистан һөкүмити қошулмиди.

Мухбир: у йәргә барсиңиз асасән мушу уйғур ана тил мәктипи ечишни ойлап мушундақ бир пилан билән маңғантиңизму?

Шундақ, пакистанда мән немә иш қилсам рабийә қадир ханим билән мәслиһәт қиливетимән. Бурун рабийә ханим маңа афғанистан бар, дегән. Афғанистанға берип наһайити яхши иш қилдуқ. Афғанистандики уйғурлар бәк хош болди. Мушу бир - икки ай ичидә мән афғанистанға йәнә бармақчи. Берип, ашхана ечип бир иш қилмақчи, у йәрдики уйғурларға афғанистанда уйғурларға мүшкүлат бар, шуни дуняға аңлатмақчи. Мән охшашла шу пилан билән һиндистанға бармақчи болғантим.

Мухбир: сиз баям дегән у һиндистанниң серинагар җаму кәшмирдики уйғурлар йеқинда келип қалған уйғурларму, яки бурунқи заманларда келип олтурақлишип қалған уйғурлармити?

Өмәр хан: бурунла кәлгәнләр 50 йилдин аввал. 1949 - Йили коммунистлар кәлгәндин кейин қечип чиқип, серинагарға кәлгән. Уларниң бәзилири америкиға, бәзилири сәудиға кәткән, бир қисми пакистанға йенип кәлдуқ. Қалғанлар шу йәрдә қелип қалғанлар. Аңлисақ хели көп аилә бар, дәйду. Лекин улар өзиниң тилини, мәдәнийитини унтуп қапту һазир. Кона уйғурлар аз қапту. Шуңа, биз мәктәп ечип, ана тилини өгитип, мәдәнийитини тонуштуруп, уларниң д у қ билән алақисини сақлап қилмақчидуқ. Лекин бу пакистан истихбарати “яқ, барсаң яхши болмайду” дәп йолимизни тости.

Мухбир: пакистан пәқәт һиндистанға беришиңизни тостиму, яки башқа дөләтләргә мәсилән, түркийә, афғанистан вә башқа әлләргә беришиңизни охшашла чәклиди?

Өмәр хан: яқ, яқ, пәқәт һиндистанға беришни тости.

Мухбир: пакистан истихбарати һиндистан билән болған мунасивитини көздә тутуп сизни чәкләватмамду яки хитайниң бесими билән чәкләватмамду? қайсисиниң тәсиридә чәклиди?

Өмәр хан: хитай консулханисиниң бесими билән маву иш болуватиду. Болмиса, мән афғанистанға барсам, түркийәгә барсам маву пакистанниң немә кари. Пакистан ундақ қилмайду, пәқәт хитайниң бесими билән қиливатиду мавулар.

Хитай консулханиси мушу йәрдики уйғурниң ичидә яман оюн ойнаватиду. Бирниң кәйнигә бирини, бирниң кәйнигә йәнә бирни селип қоюп, бизниң ичимиздә униң адими чиқиватиду һазир. Лекин өзимизниң йолидин қайтмаймиз. Балиларни яхши оқутимиз мәдәнийәтни яхши тарқитимиз.

Өмәр хан: у афғанистандин қачан қайтип кәлдиңиз? йеқинда афғанистанға берип, у йәрдики уйғурлар билән көрүшүпсиз. Қайтип кәлгәндин кейин бу пакистан сақчилири сүрүштүрдүму сизни?

Өмәр хан 14: - 15 туруп кәлгили бирәр айдин ашти. Қайтип кәлсәм, һәрбий ихтихбаратниң келип, немигә бардиң, кимләр билән көрүштүң, дегән салларни сориди. Сизму билисиз, афғанистанда муҗаһиддинлар бар, мени шулар билән көрүшүп кәлдимки, дәп әнсирәп, арқамға истихбаратниң адими кириглик. Улар һәр күни кәйнимдә йүриду, нәгә барсам шу йәргә бариду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.