Балтистан парламенти хитайдин пакистанлиқлар билән той қилған уйғур аяллириниң қоюп берилишни тәләп қилди
2018.03.05
Пакистанниң уйғур аптоном райониға чегридаш гилгит балтистан районлуқ парламенти йәкшәнбә күни бирдәк аваз билән қарар лайиһәси мақуллап, пакистан федератсийә һөкүмитиниң уйғур аптоном районида тутқун қилинған ери гилгит-балтистанлиқ 50 дин артуқ уйғур аялниң қоюп берилиши үчүн җиддий һәрикәткә өтүшини тәләп қилған.
Пакистан билән уйғур аптоном райони оттурисидики қонҗирап таш йоли ечилған йеқинқи 30-40 йил мабәйнидә пакистанлиқ әркәкләр билән той қилған бир қисим аилиләр мәйданға кәлгән иди. Лекин улар хитай һөкүмитиниң өткән йили 3-айларда башланған уйғурларни кәң көләмлик “йепиқ тәрбийәләш мәркәзлири” гә солаш һәрикитиниң сиртида қалмиған.
Нөвәттә пакистанлиқлар билән той қилған уйғур аяллириниң омумий сани мәлум әмәс. Лекин гилгит-балтистан парламентиниң қарар лайиһәсидә көрситишичә, пакистан-хитай оттурисида импорт-експорт тиҗарити билән шуғуллинидиған 50 дин артуқ гилгит-балтистанлиқниң аяли уйғур икән. Қарар лайиһәсидә, хитай һөкүмитиниң гилгит-балтистанлиқлар билән той қилған бу аялларниң тутқан қилғанлиқини билдүргән.
Хитай пакистанниң истратегийәлик шерики вә әң йеқин дости болуп, у уйғурларниң пакистандики хитайға қарши һәрқандақ һәрикитини чәкләп кәлгән иди. Шуңа, бу қетим пакистан йәрлик парламентиниң қарар мақуллап, уйғур аяллирини қоюп беришкә чақириши аз учрайдиған һадисә, дәп қаралмақта.
Биз дүшәнбә күни гилгит-балтистан парламенти, хитайниң исламабадтики әлчиханиси вә “пакистан аяллар һоқуқи җәмийити” гә телефон қилип, уларниң инкасини игиләшкә тиришқан болсақму, лекин хитай әлчиханиси билән гилгит-балтистан парламенти телефонимизни алмиди. “пакистан аяллар һоқуқи җәмийити” ниң мәсули шаистә бухари болса бу мәсилигә пикир билдүрүшни рәт қилди.
Шаистә бухари тәрҗиманниң васитисидә соаллиримизға мундақ дәп җаваб бәрди: “мениң бундақ бир қарар лайиһәсидин яки пакистанлиқлар билән той қилған хитай пуқраси аялларниң тутқун қилинғанлиқиға даир ундақ бир қанун лайиһәсидин хәвирим йоқ. Мән һазир бундақ бир лайиһәниң мақулланғанлиқини дәлиллимидим. Шуңа, пакистанлиқлар билән той қилған хитай пуқраси аялларниң қоюп берилиши тәләп қилинған ундақ бир қарар яки қанун лайиһәси чиқирилғанлиқ мәсилисигә җаваб берәлмәймән. Бирақ униң орниға сиз мениң бу мәсилидики шәхсий пикиримни сорисиңиз, бәлки мән униңға җаваб беришим мумкин”.
Шуниң билән биз униң бу мәсилидики шәхсий пикирини соридуқ. Бирақ у бу соалимизғиму җаваб бәрмиди. У бу соални мәзкур вәқәдин хәвәрдар органларға телефон қилип соришимизни тәвсийә қилди.
Пакистан “шәпәқ гезити” ниң хәвиридә көрситилишичә, мәзкур қарар лайиһисини гилгит-балтистан парламент әзаси биби сәлимә оттуриға қойған. Қарар лайиһәдә хитай даирилириниң өткән йилдин башлап чәтәлликләр билән той қилғанларни тутқун қилишқа башлиғанлиқи, тутқун қилинғанларниң ичидә пакистанлиқлар билән той қилған нурғун йәрлик аялларниң барлиқи тәкитләнгән. Қарар лайиһәсидә көрситишичә, бу аялларниң тутқун қилиниши гилгит-балтистандики аилиләрниң анисиз қелип, бу аилиләрдики балиларниң изтирап чекишини кәлтүрүп чиқармақтаикән.
Лекин гилгит-балтистан парламентиниң қарариниң пакистан мәркизи һөкүмитигә қанчилик тәсири қилиши, униң бу мәсилини күнтәртипкә қоюш-қоймаслиқи мәлум әмәс. Америкидики гилгит- балтистан тәтқиқат институтиниң мудири сәнге сериң, йәрлик парламентниң қарариниң қануни күчи йоқлуқи, униң пәқәт тәвсийә характерлик қарар икәнликини әскәртип, бирақ бу қәшқәр-гвадар иқтисади каридоридики һалқилиқ район гилгит-балтистандики уйғур-гилгитлиқ аилиләрниң әндишисини ипадиләйдиғанлиқини билдүрди.
Сәнге сериң мундақ дәйду: “биз алди билән мәзкур йәрлик парламентниң һоқуқ даирисини айдиңлаштурувелишимзи керәк. У асаси қанунлуқ орган әмәс. Униң пакистанниң ташқи сиясити вә униң башқа дөләтләр билән болған мунасивитини музакирә қилиш һоқуқи йоқ. Униң һәтта кәшмир мәсилисини музакирә қилиш һоқуқи йоқ. Униң бу мәсилиләрдә қанун чиқиралмайду. Шуңа, униң бу қетим чиқарғини пәқәт бир қарар лайиһәси. У қарар лайиҗһәси мақуллап, уйғур аяллириниң тутқун қилинишини тәнқид қилди. Шуңа, униң һечқандақ қануни иҗра қилиш күчи болмайду. Пакистан һөкүмитиниң уни иҗра қилиш мәҗбурийити йоқ. Әмма у шу нәрсини көрситиду, бу гилгиттики уйғур- балтистан аилилириниң әндишилирини ипадиләйду. Уйғур аяллириниң тутқун қилиниши билән балилар анилиридин, анилар балилиридин айрилди. Бу бир зор вәқә. Чүнки, у бу аилиләрдә психологийәлик вә роһий турақсизлиқ яритиду. Йәрлик хәлқләр бурундинла хитай түрмилиридики пакистанлиқларниң мәсилисини күнтәртипкә қоюп кәлгән иди. Мана әмди униңға пакистанлиқлар билән той қилған уйғур аяллириниң мәсилиси қетилди”.
Сәнге сериңниң илгири сүрүшичә, хитай пакистанниң гилгит-балтистан мәсилисидики аҗизлиқини суйиистемал қилмақта икән. У, хитай униңға қарши һәрқандақ бир күчниң гилгит балтистанда пәйда болушини халимайдиғанлиқи, мана буниң униң уйғур аяллирини тутқун қилишидики сәвәб икәнликини билдүрди.
Сәнге сериң: хитай гилгитниң вәзийитини бәк яхши билиду. Хитай пакистанниң гилгит мәсилисидики козириниң интайин аҗиз икәнликини билиду. Б д т хәвпсизлик кеңишиниң гилгит балтистан һәққидики 447-номурлуқ қарарида пакистанниң бу райондин чекиниши тәләп қилинған. Әгәр кәлгүсидә явропа дөләтлири, русийә яки америка пакистанға қарши чиқип, б д т пакистанниң гилгиттики мәвҗутлуқиға хирис қилса, хитай пакистанниң козириниң бәк аҗизлиқини билиду. Шуша, хитай гилгит балтистандики йәрлик хәлқләрниң достлуқиға қаттиқ йөлиниватиду. Йәрлик хәлқ хитайни қоллап турғандила у өзиниң иқтисади вә истратегийәлик пиланлирини йолға қоялайду. Мана бу хитайниң гилгит-балтистанда хитайға қарши һәрқандақ бир амилниң мәвҗут болуп турушини халимаслиқидики вә гилгит балтистанлиқларға той қилған уйғур аяллирини тутқун қилишидики сәвәбтур.”
Пакистан “шәпәқ гезити” ниң хәвиридә тәкитлишичә, гилгит- балтистан парламент әзаси җавет һүсәйин қарар лаһийәси авазға қоюлғанда сөз қилип, юқириқи аялларниң тутқун қилинғанда балилириниң йенида икәнлики, балиларниң дадиси пакистанда қалғачқа балиларниң қаранчуқсиз қалғанлиқини билдүргән.
Гилгит балтистан парламентиниң муавин башлиқи җафаруллаһ хан, хитай һөкүмитиниң уйғур аптоном районидики бастуруш һәрикәтлиридә бу аялларни “диний әсәбий” гуруһлар билән алақиси бар, дәп тутқун қилғанлиқини әскәртип, “лекин бу аялларниң һечбири хитайда террорлуққа четилғини йоқ” дегән.