Пакистан қәшқәрдә, хитай гилгит шәһиридә консулхана қурмақчи
2015.09.02
30-Авғуст пакистанниң “бадишимал” қатарлиқ гезитлиридә пакистанниң қәшқәрдә, хитайниң гилгит шәһиридә консулхана қурмақчи болғанлиқи тоғрисида хәвәр берилгән.
“бадишимал” гезити пакистанниң гилгит шәһиридин чиқидиған нопузлуқ орду тилидики гезитләрдин бири болуп, мәзкур гезитниң 30-авғусттики санида, 29-авғусттин башлап гилгит шәһиридә зиярәттә болған қәшқәр вилайәтлик валий мәһкимиси рәһбәрлириниң гилгит һөкүмәт әмәлдарлири билән елип берилған сөһбитидә пакистанниң қәшқәрдә, хитайниң гилгит шәһиридә консулхана қурмақчи болғанлиқи һәққидә бәзи мәлуматлар берилгән.
Хәвәрдә көрситилишичә, икки шәһәр рәһбәрлири бу қетимқи сөһбәттә қәшқәр билән гилгит шәһириниң достлуқини техиму күчәйтиш вә йеқин кәлгүсидә әмәлийлишидиған бәзи пиланлар һәққидә сөзләшкән.
Хәвәрдә дейилишичә, 29-авғусттин башлап қәшқәр вилайәтлик валий мәһкимиси рәһбәрлириниң гилгит шәһиридики зиярити җәрянида йәнә қәшқәр вилайәтлик сәнәт өмики гилгит, хунза қатарлиқ шәһәрлиридә оюн қойған.
Биз пакистан гезитлиридә берилгән бу һәқтики хәвәрләр тоғрисида тәпсилий мәлуматқа еришиш үчүн, пакистандики мустәқил уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси абдулқәйюм әпәнди билән телефон сөһбити елип бардуқ.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.