Пакистан иқтисадшунаслири: “хитай бизгә өлгән белиқни бериватиду, әмма белиқ тутушни өгәтмәйватиду”

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2015.09.10
kishilik-hoquq-paaliyetchi-abdulqeyum.JPG Пакистандики уйғур мустәқил кишилик һоқуқ паалийәтчи абдуқәйюм әпәнди гилгитики хитай таш йол ширкити тәрипидин йеңидин ясиливатқан таш йолниң тонил еғизида зиярәттә. 2015-Йили 29-авғуст.
RFA/Qutluq

Пакистандин чиқидиған орду тилидики нопузлуқ мәтбуатлардин бири болған “пакистан експресс” гезитидә икки айдин буян пакистан билән хитай арисидики түрлүк иқтисадий һәмкарлиқлар һәққидә бәс муназирә мақаллири елан қилинған.

Мәзкур гезиттә давамлишиватқан икки дөләт арисидики иқтисадий һәмкарлиқ, болупму таш йол қурулуши шундақла иқтисадий ярдәм шәклидики хитай банкилири пакистанға бериватқан мәбләғләр һәққидә пакистанлиқ иқтисадшунаслар өзлириниң қарашлирини баян қилған.

Пакистанлиқ иқтисадшунаслар бу һәқтики мақалилиридә, хитайниң пакистанға бериватқан түрлүк қәрз ярдәм пуллириниң ақивәттә пакистан дөләт хәзинисигә еғир хәвп елип келидиғанлиқини илгири сүргән.

Гезиттики бу һәқтики муназиридә хитайниң “қәшқәр каридори” истратегийилик иқтисадий пиланиниң пакистан ширкәтлиригә һечқандақ иқтисадий нәп елип кәлмәй, пүтүнләй хитайниң пайдисиға меңиватқанлиқини, пакистан һөкүмитиниң хитай ширкәтлиригә барлиқ йол ясаш қурулушлирини һөддигә бериши пакистанниң бу хилдики ширкәтлирини паралич һаләткә чүшүрүп қойғанлиқини оттуриға қойған.

Бир қисим мутәхәссисләр икки дөләт арисидики иқтисадий һәмкарлиқ мунасивәтлиригә баһа берип “хитай өлгән белиқни алдимизға ташлап бериватиду, әмма белиқ тутуш һүнирини бизгә өгәтмәйватиду” дегән.

Биз пакистан мәтбуатлирида бу һәқтә елип бериватқан бәс муназириләр һәққидә толуқ мәлуматқа еришиш үчүн пакистандики мустәқил уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси абдуқеюм әпәнди билән телефон сөһбити елип бардуқ.

Юқириқи аваз улиништин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.