Пакистандики уйғур йигити ақилҗан вилайәтлик сода-санаәтчиләр бирләшмисиниң рәисликигә сайланди

Ихтиярий мухбиримиз һаҗи қутлуқ қадири
2015.10.09
aqiljan-aqil-abeydulla-pakistan.JPG Пакистанниң равалпинди вилайитидә елип берилған вилайәтлик сода-санаәтчиләр бирләшмисиниң рәислик сайлимида 30 яшлиқ уйғур йигити ақилҗан әбәйдулла(солдин биринчи) көп авазға еришип, рәисликкә сайланғандин кейинки хатирә сүрәт. 2015-Йили 6-өктәбир, пакистан.
RFA/Qutluq

6-Өктәбир пакистанниң равалпинди вилайитидә елип берилған вилайәтлик сода-санаәтчиләр бирләшмисиниң рәислик сайлимида 30 яшлиқ уйғур йигити ақилҗан көп авазға еришип бу қетимқи сайламда рәисликкә сайланған.

Ақилҗан пакистанда туғулған иккинчи әвлад уйғурлардин болуп, униң атиси әслидә уйғур елиниң хотән вилайитидин пакистанға һиҗрәт қилип кәлгән.

Пакистандики мустәқил уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси абдуқеюмниң билдүрүшичә, ақилҗан пакистандики уйғурлар тарихидики сода-санаәтчиләр бирләшмисиниң рәисликигә сайланған иккинчи уйғур һесаблинидикән.

Униң ейтишичә, илгири 1965-йили равалпинди вилайәтлик сода-санаәтчиләр бирләшмисигә уйғурлардин тунҗи қетим наманҗан исимлик бир уйғур рәис болуп сайланған икән.

Уйғур йигити ақилҗанниң сайламда ғәлибә қилиши пакистандики уйғурларни толиму һаяҗанға салған болуп, көплигән уйғурлар униң мувәппәқийитидин шадланған.

Биз мәзкур сайлам һәққидә толуқ мәлуматқа еришиш үчүн, сайлам паалийитигә қатнашқан равалпинди шәһиридә олтурушлуқ мустәқил уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси абдуқеюм әпәнди билән телефон сөһбити елип бардуқ.

Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.