Пакистанда сақчилар билән җедәлләшкән 5 хитай пуқрасини қоғлап чиқириш тәләп қилинди
2018.04.11

5-Апрел күни пакистанниң пәнҗап өлкисигә қарашлиқ ханвал шәһиридә бир хитай ширкитиниң хадимлири билән уларниң бихәтәрликини қоғдайдиған сақчилар оттурисида җедәл чиққан болуп, ханвал сақчи даириси бу вәқәни тәкшүрүш нәтиҗисидә һөкүмәттин бәш нәпәр хитай пуқрасини, “яқтурулмайдиған кишиләр” дәп қарар бәрди вә пакистандин қоғлап чиқиришни тәләп қилди.
Қәшқәрдин пакистанниң гвадар портиғичә хитай иқтисадий каридори намида йол ясаш пиланини бойичә пакистанниң фәйсәлабад шәһиридин мултан шәһиригичә тиз сүрәтлик йол ясашни һөддигә алған хитайниң “йол вә көврүк ясаш ширкити” хадимлири билән алаһидә қоғдаш сақчи әтрити нурпор райониға җайлашқан туралғу қоруда өткән чаршәнбә күни урушуп қалған болуп, вәқәгә алақидар җедәл-маҗираниң видеоси иҗтимаий таратқуларда тарқалғандин кейин тәптиш мәһкимиси сақчи идарисигә вәқәни тәкшүрүшни буйруқ қилған.
“пакистан күндилик гезити”ниң хәвиригә қариғанда, сақчилар, хитай ишчиларни бихәтәрлик тәдбирлири алмастин сиртқа чиқиштин тосуп қалған болуп, хитай ишчилар буниңдин аччиқлинип, сақчилар билән җедәл қилған вә сақчи аптомобилиниң үстигә чиқип варқириған һәм бир сақчиниң бешиға орундуқ атқан. Улар йәнә сақчиларниң туралғусиниң ток вә сүйини тохтитивәткән.
Пакистан телевизийә қаналлири вә иҗтимаий таратқулири кәң тарқатқан бу вәқә тоғрисидики синалғу көрүнүшидә, хитайларниң сақчиларни иттирип, көзигә қолини шилтип варқирашлири, сақчи машинисиниң үстигә сәкрәп чиқип тепишлири, сақчи машинисиниң пакистан байриқи чапланған йәргә дәссәп сәкрәшлири, һәтта бир хитайниң сақчиға орундуқни етиватқан қилмишлири көрситилгән. Буларда йәнә хитайларниң сақчилар билән уларниң арисиға кирип вәқәни бесиқтурушқа урунған кишиләрниму урғанлиқи көрситилгән.
Ханвал райониниң сақчи башлиқи ризван өмәр гондәл, мәтбуатларға бәргән баянатида мундақ деди: “сақчи машинисиниң үстигә чиққан хитай ширкитиниң пилан лайиһәләш башлиқи йү либиң қатарлиқ бәш хитайниң вәқә садир қилғанлиқи вә җавабкарлиқи испатланди һәм юқири дәриҗилик әмәлдарлардин уларни пакистандин қоғлап чиқириш тәләп қилинди”.
Мәзкур сақчи башлиқиниң билдүрүшичә, шаһбаз исимлик сақчи синалғуға еливатқанда униң телефонини бир хитай тартивалған болуп, у хитайниму җазалаш тәләп қилинған. Шуниң билән биргә алаһидә қоғдаш сақчи әтритидә хитайларни қоғдап вәзипә өтәватқан сақчиларни башқа йәргә йөткәп, уларниң орниға йеңи сақчиларни орунлаштуруш қарар қилинған.
Сақчи башлиқи ризван өмәр вәқәниң келип чиқиш сәвәби тоғрисида тохтилип мундақ деди:“хитайлар сақчилар туридиған қоруниң ток вә сүйини етивәткән. Сақчилар кечиси иссиқта қийнилип кәткән вә пашиға йәм болған. Әтиси әтигәндә хитай хадимлар ишқа меңиш үчүн қорудин чиқишқа башлиғанда сақчи хадимлири рухсәт қилмастин дәрвазини тақивалған. Чүнки, қоруда су вә ток тохтитиветилгәнлики үчүн сақчилар вәзипә өтәшкә тәйяр болалмиған”.
Пакистан мәтбуатлирида, хитай хадимлар сақчилар туридиған туралғуниң ток вә сүйини тохтитивәткәнликиниң сәвәби тоғрисида мундақ дейилгән: “вәқәдин бир күн илгири ишчи хитайларни қоғдайдиған хусусий бихәтәрлик қоғдаш ширкитиниң хадимлири маашини алалмиғанлиқи үчүн иш ташлап кетип қалған болуп, сақчи башлиқи уларниң қораллирини йиғивалған икән, хитайлар шуниңға нарази болуп су вә токни кесивәткән икән”.
Сақчи даирилириниң билдүрүшичә тез сүрәтлик йол ясаватқан бу хитай ширкити, бир қанчә йәрлик ширкәтләрниң пулини төлимәй қойған. Сақчиларниң қаришичә, уларниң қилмиши өзлириниң бихәтәрликигә өзлири тәһдит пәйда қилғанлиқ һесаблинидикән.
Сақчи башлиқиниң билдүрүшичә, пакистандин қоғлап чиқириш тәләп қилинған бу хитайларниң илгириму җедәл чиқирип башқилар билән урушқанлиқи оттуриға чиққан. Улар уруш-җедәлдин кейин улар билән сөзлишиш үчүн барған сақчи башлиқи билән учришишни рәт қилған. Бир хитай пуқраси карачида етип өлтүрүлгән.
4-Апрел күни пакистанниң карачи шәһиридә икки хитай машинида кетиватқанда намәлум шәхсләр машиниға оқ етип қечип кәткән. Нәтиҗидә машинидики хитайдин бири нәқ мәйданда өлгән. Йәнә һәсән аббас исимлик бир пакистанлиқму яриланған. Оқ атқан киши қечип кәткән болуп сақчилар һазир вәқәни җиддий тәкшүрмәктә икән.
Вәқәдә яриланған шәхсни дохтурханида зиярәт қилған ички ишлар министири суһәйил әнвәр, бу һәқтә мухбирларға мәлумат берип, икки хитай вә бир пакистанлиқ машинида кетиватқанда намәлум шәхс тәрипидин 10 пай оқ етилғанлиқини вә вәқәдә бир хитай өлүп, бир пакистанлиқниң яриланғанлиқини тәкитлиди.
Биз хитай-пакистан мунасивәтлири вә бу вәқә тоғрисида пикир қарашлирини елиш үчүн пакистанда узун йил оқуған вә пакистан вәзийитини йеқиндин көзитип келиватқан уйғур журналист миркамил қәшқәрли әпәнди билән сөһбәт елип бардуқ.
Миркамил әпәнди бу вәқәгә қарита пакистан һөкүмитиниң сүкүт қилишидин хәлқниң бәкрәк нарази болғанлиқини, иҗтимаий таратқу вә мәтбуатларда бәс-муназирә болуватқанлиқини, хитайниң пакистан сақчилирини урушидин ибарәт бу хил зораванлиқ қилмишлириға нисбәтән наразилиқниң ешиватқанлиқини билдүрди.