Париж террорлуқ һуҗумлириға учриди, ISIS вәқәгә мәсул икәнликини җакарлиди
2015.11.14
Шу җай вақти 13 - ноябир кәчтә фирансийәниң париж шәһиридә бир нәччә җайда қанлиқ террорлуқ һуҗумлири йүз берип 100дин артуқ адәм қазаға учриди.
Фирансийә 24 телевизийисиниң хәвәр қилишичә, вәқә шу җай вақти кәч саәт 10 лар әтрапида охшимайдиған 7 орда йүз бәргән. CNN Ниң җүмә күни кәч саәт 9 да хәвәр қилишичә, һуҗумда шу чағқичә, әң аз дегәндә 153 адәм өлгәнлики дәлилләнгән.
Фирансийә чеграси тақалған. Фирансийә президенти һолланд дөләт дәриҗилик җиддий һаләт елан қилған.
CNN Ниң фирансийә әмәлдариниң ейтқанлиридин нәқил қилип хәвәр қилишичә, террорчилар һуҗумларда бомба, калашникоф ( AK - 47) Вә өзини қошуп партлитиш қатарлиқларни қолланған, бир қисим бигунаһ кишиләрни гөрүгә еливалған.
Фирансийә тәнтәрбийә сарийи әтрапида йүз бәргән вәқәдә адәм бомба, шәһәр мәркизидики камбоджа ресторанида йүз бәргән һуҗумда қорал ишлитилгәнлики мәлум.
Мәлум болушичә, һуҗумниң әң ечинишлиқи батаклан тиятир сарийида йүз бәргән.
Фирансийә ахбаратниң сақчи мәнбәлиридин нәқил қилип хәвәр қилишичә, пәқәт мушу орунниң өзидила 100 дин артуқ адәм өлтүрүлгән. Һуҗум қилғучилардин бири “аллаһуәкбәр” дәп тәкбир ейтқиничә тамашибинларға қаритип оқ яғдурған.
Бу қетимқи һуҗумниң көп җайда йүз бәргәнлики, һуҗумға учриған адәмләрниң җиқлиқи көздә тутулуп, һуҗумда өлгәнләр саниниң барғанчә көпийидиғанлиқи пәрз қилинмақта.
Фирансийә даирилири 1500 нәпәр алаһидә қисим әскәрлирини париж шәһиригә йөткигән. Аз дегәндә қораллиқ унсурлардин 5 нәпири бир тәрәп қилинған йәни өлтүрүлгән яки қолға елинған.
ISIS Вәқәгә мәсул икәнликини җакарлиди.
Америка президенти обама җүмә күни кәчқурун елан қилған баянатида һуҗумниң пәқәт фирансийә хәлқигә қаритилған һуҗумла болуп қалмастин, бәлки пүтүн инсанийәткә вә универсал қиммәт қаришиға қилинған һуҗум икәнликини билдүрди.
Фирансийә һөкүмити вә хәлқи билән бир сәптә туридиғанлиқини билдүргән президент обама мундақ деди: “фирансийә хәлқи америка қошма штатлири билән көп қетим мүрини мүригә тирәп бир сәптә турған. Шуни ениқ ейтишимиз керәкки; биз уларниң терроризм, әсәбийликкә қарши күрәшлиридә улар билән бир сәптә туримиз.
Обама йәнә америкиниң фирансийәгә ярдәм беришкә һәр вақит һазир икәнликини билдүрди.
Америка федератсийә тәкшүрүш идариси вә дөләт бихәтәрлик идариси елан қилған баянатлирида, өзлириниң фирансийә даирилири билән йеқиндин алақилишип туруватқанлиқи, һазирчә америкиға қариши һуҗум тәһдити йоқ икәнликини билдүрди.
Бу, бу йил ичидә фирансийәдә йүз бәргән иккинчи қетимлиқ террорлуқ һуҗуми. Бу йил 7 - январ фирансийәдин чиқидиған “чарлий һәбдо” журнилиниң париждики ишханиси террорлуқ һуҗумиға учрап, аз дегән 12 адәм өлтүрүлгән, бир нәччә киши яриланған иди.