Үчтурпандики бир пайлақчи: гумандарларни байқаш үчүн қошнилиримизниң темидинму мараймиз, деризисидинму.
2014.11.10
Учтурпан имамлиримда вәқә пәйда қилғандин кейин қечип йүрүп һәрикәт елип бериватқан икки нәпәр қапйүрәк пидаий абдуреһим абдулла билән сулайман тохтиниң ақивитини ениқлаш үчүн, мухбиримиз бүгүн үчтурпандики аһалиләргә қайтидин телефон қилди. Телефонни қобул қилған бир онбеши йәни бир пайлақчи икки нәпәр пидаийниң та бүгүнгичә тутулмиғанлиқини ашкарилаш билән бирликтә, өзлириниң йәни пайлақчиларниң өз хизмәтлирини қандақ елип баридиғанлиқи һәққидә мәлумат барди. Мәлум болушичә, имамлиримдики бир кәнттә 54 киши қулақлиқ вәзиписи өтәватқан болуп, улар гумандарларни байқаш үчүн, кечилири бәзидә қошнилириниң темидин марилиса, йәнә бәзидә деризисидин марилиған.
Шәхсий вә аиливий мәхпийәтлик адәттә демократик җәмийәтләрдә йүксәк дәриҗидә һөрмәт қилиниду вә қанун арқилиқ қоғдилиду. Уйғур миллий әхлақидиму, кишиләрниң шәхсий вә аиливий турмушиға көз тиккүчиләр марақчи яки пайлақчи дегәндәк сәлбий намлар билән атилиду. Көзәткүчиләрниң қаришичә, уйғур районда аталмиш муқимлиқини қоғдашта чарисиз қалған хитай даирилири уйғур хәлқини әнә шундақ есил әхлақ - адәтлиридинму чәтнәшкә мәҗбурлимақта. юқириқи онбешиниң баян қилишичә, пайлақчилиқ униң күндилик һаятиниң нормал бир парчисиға айланған, холум - қошнилириму, униң бу пайлақчилиқиға писәнт қилмайдиған болған.