Хитайда ғайәт зор сандики уйғурлар вә башқа милләтләр мәҗбурий “қайта тәрбийиләш” кә дуч кәлмәктә (3)
2018.08.09

Әркин асия радийоси илависи: Тинч шәкилдә инсан һәқлири үчүн күрәш қилишни нишан қилған һөкүмәтсиз тәшкилатлардин “хитай инсан һәқлири һимайичилири” йеқинда нәқ мәйдан тәкшүрүшлири асасида бирләшкән дөләтләр тәшкилатиға мәхсус доклат сунған. Бу доклатта уйғурлар дияридики “тәрбийиләш мәркизи” намида мәвҗут болуватқан лагерларға қамалған вә мәҗбурий шәкилдики өгиниш курслириға қатнишиватқан уйғурларниң саниниң аллиқачан үч милйондин ешип кәткәнлики санлиқ мәлуматлар вә һөҗҗәтләр асасида баян қилинған. Биз бу мунасивәт билән мәзкур доклатни толуқ тәрҗимә қилип аңлиғучилиримиз диққитигә сундуқ. Доклатниң мәзмуни пүтүнләй әсли текисткә садиқ болуш асасида тәйярланди.
Икки хил “қайта тәрбийә” : йиғивелиш лагери вә күндүзлүк\кәчлик өгиниш курслири
“қайта тәрбийиләш” һәрикити худди җәдвәлдә көрситилгәндәк икки хил шәкилдә иҗра болуватқанлиқи мәлум. Буниң бири тутуп туруш лагерлири болуп, буни наһийилик яки шәһәрлик һөкүмәтләр башқуриду. Бундақ лагерларға соланғанлар адәттә һечқандақ қануний тәртиптин өтмәйла қолға елинғанлар болуп, бу кишиләр бу җайларда қанчилик муддәт солинидиғанлиқиму уқтурулмастин қанунсиз рәвиштә халиған муддәткичә қамап қоюлиду. Бәзидә булар мәҗбурий йосунда ғайиб қиливетилиду.
Йәнә бири мәҗбурий шәкилдики күндүзлүк яки кәчлик “өгиниш курси” болуп, буни бәзиләр “очуқ лагер” дәпму атайду. Бундақ җайларни мәхсус хадимлар бақмайдиған болуп, буларни наһийилик яки йезилиқ һөкүмәт әмәлдарлири башқуриду. Бундақ өгиниш курслирида мәҗбурий өгиниш қилдурилидиғанлар ухлаш вә тамақ йейиш үчүн өйлиригә қайтишқа болиду. Бу кишиләр үчүнму мәҗбурий “өгиниш” қилишниң сүрүки йоқ болуп, буларниң һәммиси сепи өзидин һәрикәт әркинликини чәкләш һесаблиниду.
Наһийә вә йезилардики күндүзлүк яки кәчлик “идийә өзгәртиш” өгинишлиригә қатнишишқа мәҗбурлиниватқанлар арисида өйидин бирәри қолға елинғанлар яки чәтәлләргә саяһәткә барғанларму бар. Әмма бу җайдики кишиләрниң көпинчиси аяллар вә яшинип қалған кишиләр. Гәрчә бу хил лагерлар һәрикәт әркинликини пәқәт қисмән чәклигәндәк көрүнсиму, бу хил “өгиниш” ләргә қатнишиш мәҗбурий вәзипидур, йәнә келип бу қилмиш рошән һалда һәқ-һоқуқларға дәхли-тәруз қилиш характерини алған.
Бу хил өгинишләргә мәсул һөкүмәт даирилири өгиништики кишиләрни диний етиқадни рәт қилиш, компартийигә садиқ болидиғанлиқини ипадиләш қатарлиқ мәзмунларни яхши өгәнмисә яки башқиларни паш қилишни рәт қилса уларни лагерларға солитиветидиғанлиқини ейтип уларни қорқутиду.
Биз зиярәт қилған кишиләр һазир һөкүмәт даирилириниң “әсәбийлик идийиси бар” дәп қариған яки “хитай дөлитигә садиқ әмәс” дәп қариған һәрқандақ кишини, болупму яш вә әмгәк қилиш иқтидариға егә кишиләрни “тәрбийиләш лагери” ға солап қойидиғанлиқини ейтип бәрди.
“йиғивелиш лагер” лиридики кишиләрни хорлаш вә қийнаш һазир барғансери әвҗ алмақта. Мушундақ лагерларда көплигән кишиләрниң өлүп кетиватқанлиқи һәққидә мәлуматлар оттуриға чиққан. Бу лагерлардики тутқунлар қаттиқ тәкшүрүштин өтидиған болуп, идийисидә “террорлуқ” яки “дини әсәбийлик” ниң аламәтлири байқалған кишиләр җинайи ишлар бойичә әйибләнгән кишиләр солинидиған түрмиләргә йоллиниду.
2017-Йили уйғурлар диярида кишиләрни җинайи ишлар бойичә җавабкарлиққа тартиш бирдинла әвҗ алди. Бу һал нөвәттә қанунсиз рәвиштә “йиғивелиш лагерлири” ға қамалған бир милйончә кишиниң бир қисминиң җинайи ишлар системиси бойичә җавабкарлиққа тартиливатқан болуши мумкинликини тәстиқлайду. 2017-Йили уйғурлар дияридики әйибләш һөкүмнамисиниң омуми сани алдинқи йилдикидин бәш һәссә ашқан.
Тәвсийә етилгән хәлқара һәрикәтләр
10- Вә 13-авғуст күнлири бирләшкән дөләтләр тәшкилати қармиқидики “ирқий кәмситишни түгитиш комитети” (CERD) хитай һөкүмитиниң “барлиқ шәкилләрдики ирқий кәмситишни аяғлаштуруш хәлқара әһдинамиси” гә қайси дәриҗидә әмәл қилғанлиқини баһалайду. Шуниң үчүн комитетиңлар хитай һөкүмитигә төвәндики мәсилиләр бойичә бесим қилиши лазим, дәп қараймиз:
· Уйғурлар дияридики “әсәбийликни йоқитиш” вә “қайта тәрбийиләш” лагерлири үчүн аз санлиқ милләтләрни халиғанчә тутқун қилишни тохтитиш һәмдә һазир мушу лагерларда йетиватқан кишиләрниң санини елан қилиш, шуниң билән биргә күндүзлүк вә кәчлик “қайта тәрбийиләш” курслириға қатнаватқанларниң саниниму елан қилиш;
· Мустәқил көзәтчиләрниң уйғурлар диярида “қайта тәрбийиләш” лагерлирини көздин кәчүрүшигә рухсәт қилиш, шуниңдәк нөвәттики вә сабиқ тутқунларни зиярәт қилишқа йол қоюш;
· Хитай һөкүмитиниң “террорлуққа қарши туруш қануни” вә башқа қанунлири, җүмлидин ш у а р һөкүмәт түзүп чиққан низамлардики аз санлиқ милләтләрни “әсәбийликни йоқитиш” яки “қайта тәрбийиләш” кә рухсәт қилишқа мунасивәтлик маддиларни чиқирип ташлаш;
· “қайта тәрбийиләш” лагерлиридики қийнақ вә башқа шәкилләрдики харлаш әһваллирини тәкшүридиған мустәқил механизм бәрпа қилиш.
Буниңдин башқа демократик әлләрдики һөкүмәтләр, җүмлидин америка, канада, әнглийә вә явропа иттипақиға әза дөләтләр “йәр шари магнетский қануни” қатарлиқ мәвҗут инсан һәқлири қораллиридин пайдилинип, уйғурлар дияридики уйғурлар вә башқа милләтләрни нишан қилған ирқчилиқ характеридики зор көләмлик қанунсиз қамаққа җавабкар юқири дәриҗилик хитай әмәлдарлирини җазаға тартиши лазим.
Нөвәттики вәзийәтниң арқа көрүнүши
Хитай һөкүмитиниң уйғурлар дияридики аз санлиқ милләтләргә, болупму уйғурларға қанун, сиясәт вә башқа саһәләрдә зулум қилиши һәмдә ирқий кәмситиш бойичә муамилә қилиши 2009-йилидин буян бәкла еғирлашти. Хитай һөкүмити 2009-йилидики “үрүмчи вәқәси”, 2015-йилидики миллий тоқунуш вә анда-санда болуп қалған террорлуқ һәрикәтлиригә қайтурулған инкас сүпитидә уйғурлар дияридики аз санлиқ милләтләрни системилиқ зулум вә көп қирлиқ ирқий кәмситишниң нишани қиливалди.
Буниң үчүн хитай һөкүмити һәрбийләшкән бихәтәрлик тәдбирлири, таҗавузчилиқ характеридики сиясәтләр вә “чоң мәлумат анализи” тәдбиқланған пүткүл җамаәтни назарәт қилиш механизмини йолға қойди; милйонлиған кишиләр “қайта тәрбийиләш” кә мәҗбурланди; шуниң билән биргә миллий тил, мәдәнийәт вә диний етиқад зор көләмдә чәкләнди. Хитай даирилири “террорлуққа, әсәбийликкә вә бөлгүнчиликкә қарши туруш” намида уйғурлар дияридики аз санлиқ милләтләрни қаттиқ контроллуқ, еғир җаза вә ирқий кәмситишкә мәһкум қилди.
Ирқий кәмситиш билән лиқ толған бу бир қатар бихәтәрлик тәдбирлири юқиридин буйруқ шәклидә төвәнгә йетип кәлмәктә. Хитай компартийисиниң баш секретари, хитай рәиси ши җинпиң 2014-йили майда мәмликәт бойичә террорлуққа қарши күрәшни қанат яйдуридиғанлиқини, бу күрәшниң муһим нуқтиси хитайниң ғәрбий қисми болидиғанлиқини җакарлиған. Ши җинпиң шу чағда хитай һөкүмитиниң “мис вә төмүрдин мустәһкәм қорған бәрпа қилип, асманда тор йәрдә қапқан қуруши” лазимлиқини, буниң үчүн “зор көләмлик назарәт вә зор көләмлик идарә қилиш механизми арқилиқ сақчилар қошуниниң күтүлмигән әһвалларға тәйярлиниш әһвалини зор дәриҗидә ашуруш” зөрүрлүкини, мушулар арқилиқ “зорлуқ вә террорлуқ һәрикәтлиригә қарши рәһимсизлик билән күрәш қилиш” ни тәкитлигән.
Уйғурлар дияридики муқимлиқ вә дөләтниң биваситә контроллуқи ши җинпиң йолға қойған “бир бәлвағ бир йол” қурулушиниң мувәппәқийәтлик болушида ачқучлуқ рол ойнайду. Чүнки уйғурлар дияри хитай һөкүмитиниң оттура асия вә җәнубий асия, шуниңдәк явропа вә оттура шәрқ районлири билән сода вә мәбләғ мунасивитидә әң асаслиқ қуруқлуқ йоли һесаблиниду. Уйғурлар диярида 2009-йилидин башлапла оттуриға чиқишқа башлиған һәммә яққа кеңийиватқан бихәтәрлик һул муәссәлирини бәрпа қилиш қурулуши 2016-йили ши җинпиң чен чуәнгони бу райондики парткомниң секретарлиқиға тәйинлигәндин кейин ғайәт зор сүрәттә тезләшти.
(Түгиди)