Қазақ паалийәтчилириниң бирюсселдики йиғинида уйғур елидики вәзийәтму оттуриға қоюлди
2018.04.18

Кейинки вақитларда қазақистанниң қазақ тиллиқ мустәқил таратқулирида қазақистан һакимийитиниң келәчики, йәр сетиш вә иҗаригә бериш, русийә вә хитайниң мәркизий асия, җүмлидин қазақистанға болған сиясий, иқтисадий тәсири, хитайдики қазақлар вәзийити, хитай пуқралириниң қазақистанға еқип кириши вә башқиму мәсилиләрниң бәс-муназиригә айланғанлиқи мәлум.
Йеқинда мәмликәт ичи вә сиртида һәрикәт қиливатқан қазақ паалийәтчилири белгийә пайтәхти бирюсселда баш қошуп, әнә шу мәсилиләр әтрапида муһакимә йиғини өткүзди. “йеңи қазақистан” дәп аталған мәзкур йиғинға қазақистандин айдос сарим, расул җумали, әмирҗан қосаноф, ермурат бапи, ғалим агелеуоф қатарлиқ тонулған сиясәтшунаслар, журналистлар қатнашти.
Шу мунасивәт билән “абай қазақистан” тор бетидә елан қилинған нургелди әбдиғани оғлиниң “бирюсселдики йиғинда немә ейтилди, немә ейтилмиди?” намлиқ мақалисидә һазирқи дуня вәзийитигә аит муһим мәсилиләр қаралған. Мәзкур йиғин немә үчүн қазақистанда әмәс, бәлки бирюсселда өтти? мақалида буниң сәвәбини сиясәтшунас расул җумали мундақ дәп чүшәндүргән: “қазақистандики иқтисадий, сиясий кризис вә униңдин чиқиш йоллири, һакимийәт өзгәргәндә пуқралиқ җәмийәтниң қандақ һәрикәт қилиши, әһвал контролдин чиқип кәтмәслики үчүн алдин-ала тәйярлиқ чарилири қандақ болуш керәклики турғусида бир ортақ хуласигә келиш мәсилиси оттуриға қоюлувататти. Бу мавзуларни муһакимә қилидиған йиғинни қазақистанда өткүзүш, бәлким қийинрақ болар иди. Йәр мәсилисигә, тил мәсилисигә, байқоңурға мунасивәтлик йиғинларниң һәммисиниң чоң қийинчилиқлар билән өткәнлики мәлум. Һәтта тамамән өтмәй қалған вақитларму болди”.
Расул җумали шундақла башқа мәмликәтләрдә яшаватқан паалийәтчиләрниң бәзи сәвәбләр билән қазақистанға келәлмәйдиғанлиқини, уларниңму пикирлирини тиңшашниң муһим икәнликини ейтқан. У йәнә мундақ дегән: “үчинчидин, бирюссел чоң явропа тәшкилатлириниң топланған йери. Штаб-идариләр шу йәрдә орунлашқан. явропа парламенти, явропа комиссийәси, явропа кеңиши шу йәрдә. Нами аталған тәшкилат вәкиллири биләнму учришиш пиланланған иди. Шуңлашқа бирюсселда баш қоштуқ”.
Расул җумалиниң ейтишичә, бу йиғинда қазақистанниң ички вә ташқи әһвали, мәркизий асияниң тез өзгириватқан җуғрапийәви-сиясий вәзийити, русийәниң басқунчилиқ сиясити, русийәгә елан қилинған “сода уруши” вә буниң қазақистанға болған тәсири, хитайниң күчийиватқанлиқи, болупму хитайдики қазақларниң чоң бесимға учраватқанлиқи вә башқиму җиддий мәсилиләр қаралған. У шундақла явропа тәшкилатлири вәкиллири билән учришип, юқирида аталған мәсилиләрниң қаралғанлиқини, явропа парламенти вәкиллириниң кейинки айда қазақистанға келип, “қазақистан вә явропа иттипақи” мавзусидики йиғинға қатнишидиғанлиқини оттуриға қойди.
Мустәқил журналист ермурат баби болса, мундақ йиғинни қазақистанда өткүзүшниң һәргиз мумкин әмәсликини билдүрүп, мундақ дегән: “биз халисақму, халимисақму, һакимийәтни өткүзүп бериш вақти йеқинлишип қалди. Буниң арқисида қазақ миллитиниң тәқдири, мәмликәтниң тәқдири туриду. Сәвәби, гео-сиясий әһвални қарап олтурсақ, аву шәрқтики хитай, шималдики русийә, җәнубтики ‛ислам террорчилиқи‚ охшаш хәвпниң йеқинлишиватқанлиқи раст. Мундақ әһвалда биз қазақ җәмийитини туташ мәмликәт сүпитидә сақлашниң тоғра кәлгән йолини бирикип, ойлаштурушимиз керәк”.
Радийомиз зияритини қобул қилған ғалим агелеуофниң ейтишичә, мәзкур йиғинда хитай, қазақистан вә русийәдики җуғрапийәви-сиясий вәзийәт муһакимә қилинған болуп, һазирқи вақитта явропа парламенти әзалири оттура асия мәмликәтлири билән зич мунасивәтләр орнитиш истикидә икән. У шундақла явропа парламентини көпрәк “ғәрбий явропа-ғәрбий хитай” лайиһәсиниң қизиқтуруватқанлиқини, бу лайиһәни һәм явропа, һәм оттура асия хәлқлириниң омумий тәрәққияти үчүн қолайлиқ пурсәтләр яритип бериду, дәп қарайдиғанлиқини оттуриға қойди. Ғалим агелеуоф хитайниң бу лайиһә даирисидә қазақистан һөкүмити билән келишип, бу йәрдики көплигән нефит ширкәтлири билән һәмкарлишип ишләватқан болсиму, аддий хәлқниң буниңдин қаттиқ әндишә қиливатқанлиқини оттуриға қоюп, мундақ деди: “сәвәби нефит саһәси көпләп хитай тәрәпкә өтүп кетиватиду. Йеза игиликиму хитай контроли астиға өтүп кетиду. Әмгәк келишимлири шундақ түзүлидуки, биз өз йеримиздә туруп, иккинчи дәриҗидики адәмләргә айлинип қалимиз. Һазирқи бизниң, йәни һакимийәтниң, һоқуқ қоғдиғучиларниң, җәмийәт әрбаблириниң мәқсити қазақистан хәлқиниң мундақ әһвалға чүшүп қелишиға йол қоймаслиқ. Биз хитай тәрәп билән бир дәриҗидә болуп, биринчи нөвәттә өз мәнпәәтлиримизни қоғдишимиз керәк”.
Ғалим агелеуоф өз сөзидә уйғур елидики болупму уйғур вә қазақларға қаритилған бастуруш сияситиниң һәддидин ешиватқанлиқини, омумән хитайда инсан һәқлириниң бузулуватқанлиқини, буниң барлиқиниң явропа парламенти, пүткүл дуня җамаәтчилики нәзиридә икәнликини алаһидә тәкитлиди. У йәнә хитай даирилириниң уйғур елидә очуқтин-очуқ йүргүзүватқан хитайлаштуруш сияситидин уйғур, қазақ охшаш хәлқләрниң хәтәр астида қеливатқанлиқини билдүрди.
Бирюссел шәһиридә болуп қайтқан вәкилләрниң бири, тонулған журналист, һазир түркийәдә хизмәт сәпиридә болуватқан бәшир җаналтай зияритимизни қобул қилип, явропа парламенти вәкиллири билән болған учришишта уйғур елидики қазақ вә уйғурларға көрситиливатқан бесим һәққидә қисқичә ахбарат бәргәнликини оттуриға қоюп мундақ деди: “улар алди билән у йәрдики уйғурлар тоғрилиқ биз билимиз деди. Әмма қазақларғиму шундақ қилиниватқанлиқи һәққидә билмәйдикән. Шуңлашқа мән у яқта тәхминән 2 йерим 3 милйон қазақниң бар икәнликини, бесимниң уларғиму қилиниватқанлиқини ейттим. Униңға қошумчә қазақистанға көчүп кәлгәнләрниң хитайға берип, қайтип келәлмигәнлики, буниңға мунасивәтлик қазақистан ташқи ишлар министирликиниң нота бәрсиму, һазирғичә униңға җаваб алалмиғанлиқи һәққидә ейтилди. Улар мушу йеқинда астанаға келип, қазақистан һөкүмити билән бу мәсилини муһакимә қилидиғанлиқини билдүрди. Шундақла хәлқара һоқуқ қоғдаш тәшкилатлири билән бирликтә хитайдики инсан һәқлириниң бузулуватқанлиқи тоғрилиқ мәсилини қарап чиқидиғанлиқини билдүрди. Бу мәсилиниң диққәткә еришидиғанлиқиға ишинимиз”.
Қазақистанлиқ сиясәтшунас қәһриман ғоҗамбәрди болса қазақистан өктичилириниң әмәлийәттә уйғурлар дуч келиватқан мәсилиләргә анчә диққәт бәрмәй кәлгәнлики, лекин йеқиндин буян қазақлар мәсилисиниң оттуриға чиқиши билән бу әһвалға диққәт қиливатқанлиқини билдүрди.