Қазақистанниң челәк йезисида яш талантлар фестивали өткүзүлди
2016.05.18
15-Май күни алмата вилайитиниң әмгәкчиқазақ наһийисигә қарашлиқ челәк йезисидики мәдәнийәт өйидә қазақистан мустәқиллиқиниң 25 йиллиқиға беғишланған “һошшәрә, яш талантлар” фестивали болуп өтти. Әмгәкчиқазақ наһийилик уйғур етномәдәнийәт мәркизиниң уюштуруши, наһийилик һакимийәтниң вә қазақистан уйғурлириниң җумһурийәтлик етномәдәнийәт мәркизиниң қоллап-қуввәтлиши билән өткән көрнәклик мәрипәтчи һебибуллам қаһароф намидики җумһурийәтлик 17-фестивалға алмата шәһири вә алмата вилайитиниң уйғур, панфилоф, талғир вә әмгәкчиқазақ наһийилиридики мәктәпләрдин 600гә йеқин оқуғучи қатнашти. Мәзкур паалийәтни уюштуруш ишлириға болупму қаһарофлар аилиси вә челәк йезисидики абдулла розибақийеф намидики оттура мәктәп коллектипи, шундақла ханим-қизлар кеңәшлири көп күч чиқарди.
Игилишимизчә, фестивалниң асасий мәқсити уйғур мәктәплириниң билим сүпитини көтүрүш вә келәчикидин үмид күткүзидиған балиларниң өз билими вә талантини намаян қилишиға имканийәт яритиштин ибарәт болуп, он йәттә йил мабәйнидә буниң арқисида көплигән уйғур балилири юқири пәллиләргә еришкән.
Әмгәкчиқазақ наһийилик уйғур етномәдәнийәт мәркизи рәисиниң орунбасари айнисәм вайденованиң пешқәдәм устаз һ. Қаһаровниң тәрҗимиһали вә әмгәк паалийити һәққидики доклатидин кейин сөзгә чиққан җумһурийәтлик уйғур етномәдәнийәт мәркизи рәисиниң орунбасари, әмгәкчиқазақ наһийилик уйғур етномәдәнийәт мәркизиниң рәиси сулайман мәхсүтоф, наһийилик яшлар мәркизиниң башлиқи, наһийилик мәслиһәт алий кеңишиниң әзаси айбек илибайеф, әмгәкчиқазақ наһийисиниң һакими бинәли исқақ, наһийилик мәслиһәтниң катипи бекет ахметоф, һ. Қаһарофниң рәпиқиси ғәйрәтбүви сәйдалим қизи вә башқилар фестивалниң кәлгүси милләтпәрвәр, вәтәнпәрвәр шәхсләрни тәрбийиләштики әһмийити һәққидә тохтилип, уни уюштурғучиларға миннәтдарлиқини билдүрди.
Радийомиз зияритини қобул қилған фестивал қазилар комиссийисиниң әзаси, “аламәт” филим ишләш мәркизиниң мудири қәлбинур розийева қазақистанда уйғур вә башқиму хәлқләрниң миллий алаһидиликлирини сақлап, раваҗландурушиға барлиқ шараитларниң яритилғанлиқини, бу қетимқи паалийәтниң шуниң ярқин бир мисали икәнликини илгири сүрүп, мундақ деди: “тәбиитидин адил, дили пак, көңли ақ, мәрипәтчи һ. Қаһароф яш вақитлиридин башлап яшлиримизниң келәчикигә көңүл бөлгәчкә, мушундақ бир фестивални аддий бир мәктәптин башлиған икән. Мана бүгүнки күндә шу атиниң изини басқан оғли мәқсәдҗан акиниң тәшәббуси вә давамлаштуруши билән бу фестивал җумһурийәт миқясида өткүзүлүп кәлмәктә.”
Фестивал билим, шаһмат, тәсвирий сәнәт, шеир, драмилиқ сәһниләштүрүлгән көрүнүш, ләпәр иҗра қилиш, миллий нахша, миллий йәккә уссул, миллий топ уссули вә миллий саз йөнилишлиридә давам қилди. Илия бәхтия намидики оттура мәктәпниң илмий мудири гүлвира мәңсүрова, талғир агробизнес техникоминиң оқутқучиси азад низамоф, қазақистанға хизмити сиңгән рәссам әхмәтҗан әһәдбақийеф, шаирә вә алимә патигүл мәхсәтова, “аламәт” филим ишләш мәркизиниң мудири қәлбинур розийева, “асіа плус рәчордс” студийисиниң мудири әһәрдин йүсүпоф, қ. Ғоҗамияроф намидики җумһурийәтлик дөләт уйғур музикилиқ комедийә тиятири артиси гүлнисәм садиқова вә тиятирниң бәдиий рәһбири нияз турсуноф тәшкил қилған уйғур тиятири мудириниң мәслиһәтчиси савутҗан сонуроф рәһбәрликидики қазилар топи фестивал ғалиблириға пәхрий ярлиқлар вә баһалиқ соғилар тапшурди.
Қ. Розийева уйғур тилида билим бериватқан йигирмидин ошуқ мәктәпләр оқуғучилири қатнашқан мәзкур паалийәтниң он бир саәт давам қилип, униңдин қаттиқ тәсирләнгәнликини билдүрди: “яш ғунчилиримизниң нахшилири, миллий саз әсваблирида ойнашлири, уссуллири, ейтқан ләпәрлири та һазирғичә қулиқимдин кәтмәй, җараңлап туриду. Мән келәчикимиздә яш әвладлиримизниң сәнитимизни, әдәбиятимизни, тилимизни сақлап, йәниму бүйүк чоққиларға йәткүзидиғиниға көз йәткүздүм.”
Фестивал меһманлири уйғур балилириниң миллий кийимләрдә нахша ейтиш, уссул ойнаш, ана тилида әркин сөзләш охшаш қабилийәтлирини көрүп, чоңқур һаяҗанланғанлиқини, мушундақ паалийәтләрниң миллий кимликни сақлап қелиштики әһмийитини алаһидә тәкитлиди. Шуларниң бири маһарәт имированиң ейтишичә, һ. Қаһароф өз вақтида пәрзәндлиригә бу ишни йәниму давамлаштурушни вәсийәт қилип, яшларни келәчәккә үмид билән қариши үчүн мушундақ паалийәтләрни өткүзүп турушниң муһимлиқини әскәрткән. У мундақ деди: “қаһарофларниң бу иши яшлиримиз үчүн чоң бир көврүктур. Мениң ейтмақчи болған пикрим, биз асасән уссулдин, нахшидин мусабиқиләр өткүзимиз. Немишқа мундақ фестивалларни математика, физика, химийә пәнлиридин өткүзмәймиз? келәчәктә шундақ пәнләрдинму балилиримиз биринчиликләрни, иккинчиликләрни игилисә...”