Қазақистан уйғурлири дөләт тили қазақ тилини игиләшкә интилмақта
2016.02.18

Мәлумки, қазақ тили қазақ хәлқиниң ана тили, 25 йиллиқ тарихи бар мустәқил қазақистан җумһурийитиниң мәмликәтлик тилидур. Ахирқи мәлуматларға қариғанда, қазақистан аһалисиниң омумий сани 18 милйон адәмгә йәткән. Униң асасини, йәни 66 пирсәнттин ошуқини қазақлар тәшкил қилған болуп, улардин кейинки орунларда руслар, өзбекләр, украинлар, уйғурлар, татарлар вә башқилар туриду.
Қазақистан мустәқиллиққә еришкәндин кейин, қазақ тили мәмликәтлик тил болуп елан қилинди. 1995 - Йили 30 - авғустта қобул қилинған қазақистанниң асасий қануниниң 7 - маддисида қазақистан җумһурийитидә қазақ тилиниң дөләт тили болуп һесаблинидиғанлиқи ейтилған. Шуниң асасида 1997 - йили “қазақистан җумһурийитиниң тиллири тоғрилиқ қанун” қобул қилинип, униңда қазақ тилиниң дөләт башқуруш, қанун чиқириш, сот вә иш йүргүзүш тили икәнлики, шундақла мәмликәтлик тилни билишниң қазақистанниң һәр бир пуқрасиниң борчи болуп һесаблинидиғанлиқи һәм бу тилниң қазақистанда яшаватқан барлиқ хәлқләрни бирләштүрүшниң муһим амили икәнлики көрситилгән.
Һазир қазақистанда дөләт тилини қоллиниш даирисини йәниму кеңәйтиш һәм униң үчүн барлиқ мумкинчиликләрни яритиш йөнилишидә көплигән чарә - тәдбирләр көрүлүватиду. Буниң мәмликәттики башқа милләтләр, шу җүмлидин уйғурлар үчүн қанчилик әһмийити бар?
Радийомиз зияритини қобул қилған алмата вилайәтлик муәллимләрниң кәспини мукәммәлләштүрүш институтиниң хадими, филологийә пәнлириниң намзати руслан арзийеф бу һәқтә мундақ деди: “уйғур тилиға қериндаш тил болған қазақ тилиниң қазақистанда дөләт тили сүпитидә қоллиниш даириси қанчә кеңәйсә, бизгә шунчә яхши болиду, дәп ойлаймән. Һәр қандақ өзиниң ана тилини яхши билидиған уйғур үчүн қазақ тилида йезиш, сөзләш қийин әмәс. Дөләт тилини өгиниш мәктәпләрдиму яхши йолға қоюлған. Уйғур тилида билим беридиған мәктәпләрдә дөләт тили ана тилидин кейинки асасий тил сүпитидә оқутулиду. Бизниң шаир вә язғучилиримизму қазақ тилини яхши билиду.”
Мәмликәтлик тилни раваҗландуруш мәқситидә дөләт президенти нурсултан назарбайефниң тәшәббуси билән 2008 - йили президентлиқ дөләт тилини раваҗландуруш фонди қурулуп, униң рәһбәрликидә көплигән ишлар әмәлгә ашурулди. Кейинки йилларда қазақистан хәлқигә йоллиған мәктүблиридиму дөләт рәһбири қазақ тилиниң һәр дайим диққәт мәркизидә болуш шәртликини агаһландуруп кәлгән иди. Қазақистан һөкүмити дөләт тилини раваҗландуруш паалийәтлиригә интайин көп миқдарда хираҗәт аҗратмақта. Қазақистан болупму омумий билим беридиған мәктәпләрдә қазақ тилини өгиниш үчүн барлиқ шараитларни яритишқа чоң әһмийәт берип кәлмәктә. Қазақ тилини өгиниш шундақла рус, өзбек, уйғур, таҗик тилида билим беридиған мәктәпләрдиму йолға қоюлған һәм бу йөнилишләрдиму һәр хил паалийәтләр өткүзүлмәктә. Мундақ паалийәтләргә қатнишиватқан уйғур оқуғучилириму чоң утуқларға еришиватиду.
Зияритимизни қобул қилған алмата вилайити әмгәкчиқазақ наһийисигә қарашлиқ байсейит йезисиниң исмайил тайироф намидики уйғур оттура мәктипиниң қазақ тили пәни муәллими мерванәм һәмрайева уйғур мәктәплиридә қазақ тилиниң башланғуч синиплардин башлап оқутулидиғанлиқини һәм уни өгиниш үчүн барлиқ шараитларниң барлиқини тәкитләп, мундақ деди: “мәктипимиздә 1992 - йилдин тартип қазақ тили алаһидә пән ретидә оқутулиду. Қазақ тили дәрислиридә уйғур балилири қазақ тилиниң грамматикисинила оқуп қалмай, шундақла қазақ хәлқиниң тарихиға, мәдәнийитигә, өрп - адәтлиригә бағлинишлиқ материялларни оқуп өгиниду. Қазақ әдәбияти дәрслиридә болса, қазақ хәлқиниң атағлиқ шаир вә язғучилириниң әсәрлири билән йеқиндин тонушиду. Синиптин сирт өткүзүлидиған паалийәтләргә, атап ейтқанда фариза оқушлири, махамбет, абай, муқағали вә җамбул оқушлириға оқуғучилиримиз зор қизиқиш билән қатнишип, район вә җумһурийәт даирисидә алдинқи орунларға еришмәктә.”