Қазақистанниң парламент мәҗлиси қәрәлидин илгири тарқитиветилди
2016.01.22

Қазақистанниң “қаз. Таг”, “қазақистан ахбарат агентлиқи”, “казахстанская правда” қатарлиқ аммиви ахбарат васитилири мәмликәт президенти нурсултан назарбайефниң 20-январ күни чақирилған қазақистан парламентиниң төвән палатаси 5-қетимлиқ мәҗлисниң һоқуқлирини қәрәлидин илгири тохтитиш тоғрилиқ пәрманға қол қойғанлиқини хәвәр қилди.
Мәлум болушичә, 13-январда парламент мәҗлисиниң әзалири бүгүнки иқтисадий вәзийәтниң кәскинлишиш мунасивити билән мәмликәт президентиға мураҗиәт қилип, палатани тарқитишни илтимас қилған иди.
Адәттә мәҗлис 107 әзадин тәркиб тапқан болуп, уларниң 98 әзаси партийә тизими бойичә, қалған 9 әзаси қазақистан хәлқи ассамбилейиси бойичә сайлинатти. Бу әзаларниң һоқуқи бәш йилни тәшкил қилиду.
“нур-отан” хәлқ-демократик партийиси, қазақистан “ақ йол” демократик партийиси, қазақистан коммунистик хәлқ партийиси вәкиллири өткән 5-қетимлиқ чақирилған бу мәҗлис 2012-йили қурулған болуп, у өз ишини мушу йилниң ахирида тамамлиши лазим иди.
Мәҗлис әзалириниң мураҗиити мунасивити билән қазақистан президенти н. Назарбайеф һөкүмәтниң баш министири кәрим мәсимоф, президент мәмурийитиниң башлиқи нурлан ниғматуллин, асасий қанун кеңәш рәиси игор рогоф, баш прокурор асхат даулбайеф вә башқилар билән учришип, бу мәсилини әтраплиқ һалда муһакимә қилди.
Шуниңдин кейин президент қазақистан хәлқигә мураҗиәт қилип, мәҗлискә нөвәттин ташқири сайламларниң һәм барлиқ дәриҗидики мәслиһәтләргә нөвәттики сайламларни өткүзүшниң сәвәблирини көрситип, хәлқни мәзкур сайламларни қоллап-қуввәтләшкә чақирди.
У мундақ деди: “мундақ еғир әһвалда биз үчүн әң керики бу мәбләғгә қарап яшашни, байлиқларни иқтисад қилишни, иш орунлирини сақлап қелишни чүшиништур. Шундақ вәзийәттә һөкүмәт вә парламент һәмкарлиқта ишлиши, йиғинчақ һалда һәм паалийәтчанлиқ билән чарә көрүши керәк. Бизниң хәлқимизгә, мушундақ еғир вәзийәттә һәр қетимқидәк, бирлишиш вә һаҗәт болғанда қануний рәвиштә, һәр қандақ мумкин болған иғваларға, шундақла әһвални сиясәтләштүрүшкә вә вәзийәтниң яманлишишида әйибликләрни издәшкә урунғанларға зәрбә бериши зөрүр. Бу бирму мәмликәт, шу җүмлидин қазақистанму тәсир қилалмиған шундақ бир аләмшумул җәряндур. Шуңлашқа һәммимиз бирлишип, бир-биримизгә ярдәм беришимиз керәк.”
Мәмликәт рәһбири шундақла мәҗлис әзалириниң вақтида мураҗиәт қилип, оттуриға қойған тәшәббусини вәтәнпәрвәрликниң ипадиси дәп қобул қилған.
У йәнә мундақ деди: “мәҗлискә нөвәттин ташқири сайламларни мәслиһәтләргә нөвәттики сайламлар билән бир вақитта өткүзүш һәм вақитни, һәм малийә мәнбәлирини иқтисад қилишқа мумкинчилик бериду. Мәмликәт мәнпәәтлиригә қилған диққити һәм юқири тарихий җавабкарлиқи үчүн барлиқ әзаларға миннәтдарлиқимни билдүримән.”
Хәвәрләрдә ейтилишичә, мәҗлис сайламлири мушу йили 20-мартта, мәслиһәт кеңиши сайламлири 21-мартта өткүзүлмәкчи.
Әмди қәрәлидин илгири сайламларға мутәхәссисләр қандақ қарайду?
“станрадар” агентлиқида елан қилинған “қазақистандики нөвәттики нөвәттин ташқири сайламлар” намлиқ мақалидә ейтилишичә, қазақистанлиқ сиясәтшунас талғат мамирайимоф сайламларниң қәрәлидин илгири өткүзүшниң асасий сәвәбиниң һакимийәтниң әлдики иҗтимаий кәскинликниң өсүшиниң алдини елишқа урунушидин келип чиққанлиқини көрсәткән.
Қазақистанлиқ иқтисадчи вә җәмийәт әрбаби пйетр свойик болса, қазақистанда доллар баһаси 500гичә көтүрүлгән тәқдирдә аһалә әһвалиниң техиму еғирлишидиғанлиқини билдүрүп мундақ дегән: “һакимийәт һечнәрсә қилалмайватиду, амма бирәр нәрсә қилишниң керәкликини чүшиниватиду. Мана бу сайламлар әнә шу ‛бирәр нәрсә болсиму қилиш‚ ниң ипадисидур.”
Зияритимизни қобул қилған қазақистанлиқ сиясәтшунас қәһриман ғоҗамбәрди буниң сәвәблири һәққидә тохтилип, мундақ деди: “һәм парламент вәкиллириниң дәватқини, һәм юқириқи лавазимларниң бүгүнки күндә хәлққә изаһ бериватқанлиқидин шу нәрсә ениқ болуватидуки, һәм қазақистандики, оттура асиядики, шундақла хәлқарадики вәзийәткә қарисақ, әң муһим сәвәбләрниң бири, мениң пикримчә, икки сәвәбтин келип чиқиду. Биринчиси, қазақистан президенти пүтүн дөләтни қайтидин ислаһат қилиш мәсилисини оттуриға қойған иди. Бу бәш түрлүк ислаһаттин, йәни кәспий дөләт қуруш ислаһати, иқтисадий ислаһат, иҗтимаий вә мәдәний ислаһат, һоқуқ-қанун ислаһатидин ибарәттур. Мушу ислаһатларға мунасивәтлик бултур атмишқа йеқин қанунлар қобул қилинди. Бу йили мушу айдин тартип бу ислаһатлар әмәлгә ешиши керәк. Президент өз сөзидә һөкүмәтниң, қанун чиқириш тармиқиниң бир аз кейин қеливатқанлиқини, заманға маслашмайватқанлиқини оттуриға қойған иди.”
Қ. Ғоҗамбәрди бу ислаһатларни әмәлгә ашуруш үчүн йеңи, қабилийәтлик, шуниңға қадир күчләрниң керәкликини, нөвәттики бәш йилға сайланған шундақ адәмләрниң чоң нәтиҗиләргә йетиш мумкинликини, президентниң болупму асасән яшларға үмид қилидиғанлиқини илгири сүрди.
У йәнә мундақ деди: “бу йәрдә җуғрапийилик сиясий мәсилиму бар, чүнки афғанистан, оттура асия дуня күчлириниң мәнпәәт мәркәзлиригә айлиниватиду. Шуңлашқа йеңи күч келип, у хәлқ тәрипидин ишәнч һоқуқини алиду. Шу вақитта президентқа өзи илгири сүргән ислаһат сияситини әмәлгә ашуруш асан болиду вә омумән һәр дәриҗилик рәһбәрликкә бу сиясәтни әмәлгә ашуруш асан болиду. Мана мушу мәсилиләр кона мәҗлис вәкиллирини қәрәлдин аввал тарқитиветиш, қәрәлдин аввал сайлам өткүзүш мәсилисини оттуриға қойиду. Буни тоғра дәп һесаблаймән.”
“либерити җәмийәтлик бирләшмиси” ниң президенти ғалим агелеуоф мәзкур сайламларниң өткүзүлүш сәвәблиридин, биринчидин, тәңгиниң әрзанлишип кетиши вә иқтисадий кризисни, шу мунасивәт билән мәҗлис әзалирини тез түзитиштин, иккинчидин, муһими, һакимийәтни алмаштуруш, йәни уни мустәһкәмләштин ибарәт икәнликини көрситип, мундақ деди: “һәр вақитта йәнә шу кишиләр президентниң һәм президент мәмурийитиниң ейтиши бойичә қазақистан дөләтчиликини мустәһкәмләйду һәм шу кишиләрниң пикри билән шундақ кишиләр таллинидуки, уларму мәмликәт мустәқиллиқини, шуниң билән биллә президентниң шәхсий мәнпәәтлирини мустәһкәмләйду. Ундақ адәмләр өзлириниң адәмлирини һакимийәтниң һәр хил дәриҗилиригә чиқиришқа һәм бу арқилиқ күчийишкә вә бирәр қарарларни қобул қилишқа тәсир йәткүзүшкә тиришиду. Хәлқ буниңға етибарсизлиқ билән қараватиду, сәвәби хәлқ һечнәрсини һәл қилмайду. Әпсуски, мәмликәттики сайламлар бир қетимму тоғра болмиған. Шуниң үчүн хәлқниң халайдиғини шуки, у, шу сайламларда өзи қарар қобул қилиши керәк. Йеңи адәмләрниң келиши, йеңи һәрикәтләр җәряниниң башлиниши мәмликәткә интайин керәк, сәвәби тохтап қелиш, сазлиқлар бу илгирики һакимийәтниң алаһидиликлири болуп, у өзигә һаҗәт болған адәмләрни өзи таллиди, шу адәмләрни башқуруп, нәтиҗисидә мәмликәттики сиясий һаятни уҗуқтурди. Шуниң үчүн һәқиқий сайламларда бир гуруппа кишиләрниң әмәс, бәлки хәлқниң ғемини қилидиған йеңи адәмләрниң келиши муһимдур.”
Ғ. Агелеуоф шундақ болған тәқдирдила хәлқ һәм униң сайланғучилири арисидики алақиниң мустәһкәмлинидиғанлиқини, шу вақиттила сайланғучиларниң һәқиқәтәнму хәлққә, әлгә хизмәт қиливатқанлиқиниң ашкара болидиғанлиқини тәкитлиди.