Қазақистан иқтисади сиртқи тәсиргә учримақта

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2015.08.31

Мәлумки, бүгүнки күндә дуняви иқтисадтики мурәккәп вәзийәтниң қелиплишиш мунасивити билән дуняниң көплигән мәмликәтлири иқтисадий өзгиришләрни баштин кәчүрмәктә.

Нефит вә метал баһалириниң төвәнләп кетиши башқа мәмликәтләр билән бир қатарда қазақистанниму бәзи чариләрни көрүшкә мәҗбурлиди. Қазақистан рәһбири нурсултан назарбайеф доллар баһасиниң өсүши вә шуниң билән тәңгини әркин алмаштуридиған курсини җари қилиш мунасивити билән һөкүмәт алдиға таварлар баһалирини мумкин қәдәр көтүрмәслик, иш орунлириниң қисқирип кетишигә йол қоймаслиқ, хизмәтчиләрниң иш һәққиниң йеңи үлгилирини ишләп чиқиш, мәҗруһларниң ярдәм пулини вә оқуғучиларниң оқуш пулини көтүрүш һәм башқа чариләрниму көрүш вәзипилирини йүклигән иди.

Қазақистан иқтисадида шәкилләнгән бүгүнки вәзийәт һәққидә анализчилар өз пикирлирини оттуриға қоймақта. Йеқинда мәркизий асия бойичә дуня банкисиниң баш иқтисадчиси кристос костопулос қазақистанниңв-нәвс. Өз” ” агентлиқиниң мухбириға бәргән сөһбитидә қазақистан иқтисадини үмидвар келәчәк күтүп турғанлиқини тәкитлигән.

У мундақ дегән: “мәзкур өзгириш икки түрлүк вәқәләр мунасивити билән йүз бәргән. Биринчиси, нефит баһалириниң қисқириши, бу пәқәт қазақистаннила әмәс, бәлки башқиму дөләтләргә өз валютилири бойичә чариләр көрүш мәҗбурийитини йүклимәктә. Иккинчидин, бу русийә вә хитай иқтисадлиридики өзгириш болуп, улар қазақистанниң муһим сода шериклиридур. Амма буниң барлиқи қазақистанни өзиниң риқабәтчилик қабилийитини көтүрүшкә үндимәктә. Қазақистан иқтисади қийинчилиқларға хели йетәрлик дәриҗидә бәрдашлиқ бериватиду, әлвәттә, өсүш сүритиниң кемийиши байқалмақта, лекин келәчәккә хели оптимист болуп қеливатиду.”

Буниңдин илгири иқтисад пәнлириниң доктори, академик рахман алшанофниң “казахстанская правда” гезитидә елан қилинған “ қазақистан. Иқтисадий һалакәтләргә асас йоқ, амма үч мәсилә бар” намлиқ мақалисидә қазақистан һаятида кейинки йилларда бир қатар муһим вәқәләрниң йүз бәргәнликини, шу җүмлидин мәмликәтниң явроасия иқтисадий иттипақиға вә дуняви сода тәшкилатиға киргәнликини, қазақистан екиспортиниң 76 пирсәнткә йәткәнликини, амма қазақистан иқтисадиға, болупму хам әшя таварлириға чәтәл баһалириниң барғансери күчлүк тәсир қиливатқанлиқини тәкитлигән. Униң пикричә, 2008-вә 2009- йиллири барлиқ хам әшя таварлириниң експорт баһалири кемийишкә башланғанлиқидин буниң мәмликәт иқтисадиға тәсири йәткән.

Р. Алшаноф хитайда әнә шу өсүш сүритиниң кемийип кетип барғанлиқини, хитайниң қазақистан таварлириниң орниға башқа мәнбәләрдин, атап ейтқанда, африқа мәмликәтлиридин хам әшя таварлирини сетип еливатқанлиқини, буниң 13 пирсәнткә көпәйгәнликини, қазақистанниңму експорт баһалирини азайтишқа мәҗбур болуватқанлиқини тәкитлиди.

Униң ейтишичә, һазир русийә рублисиниң әрзанлап кетиши қазақистан иқтисадиғиму өз тәсирини йәткүзмәктә. Иккинчидин, қазақистанниң явро-асия иқтисадий иттипақиға кириши билән озуқ-түлүк, түгмән, яғ-май, машинисазлиқ, метал чиқириш санаәтлири мәһсулатлирини експорт қилиш өскән, амма русийә рублисиниң әрзанлиши мунасивити билән бу базар йепилип қалған. Шуниң билән қазақистанлиқ карханилар буниңдин көп зәрдаб чәкмәктә. Үчинчидин, қазақистанға әрзан баһадики русийә таварлириниң еқип кириши күчәйгән. Анализчи русийәниң кейинки йилда ишләпчиқиришни йәнә 2,4 пирсәнткә кемәйткәнликини, иқтисадий ембарго мунасивити билән русийәдики кризисниң йәнә созулидиғанлиқини, буниң, әлвәттә, қазақистанғиму тәсир қилидиғанлиқини оттуриға қойди.

У қазақистан президентиниң бу мурәккәп шараитта мәбләғдин дурус пайдилиниш, иккинчи орундики чиқимларни азайтиш, анчә әһмийити йоқ лайиһиләрни тохтитиш тәклипини қоллайдиғанлиқини билдүрүп, қазақистан иқтисадиниң мушундақ бир еғир вәзийәттә нормал ишләватқанлиқиға, қазақистан үчүн иқтисадий һалакәтләрниң асаси йоқлуқиға ишәнч билдүрди.

Радиомиз зияритини қобул қилған сиясәтшунас ғалим агелеуоф русийәдики вәзийәтниң қазақистан иқтисадиға биваситә тәсир қилидиғанлиқини тәкитләп, мундақ деди:“сәвәби рублиниң әрзанлиши қазақистан тәңгисигә бесим елип кәлди. Таварларниң һәммиси русийәниңки болғанлиқтин, русийәгә кәлгән қазақистанлиқлар бу таварларни долларға сетип алиду. Улар машиниларни сетивелип, қазақистанға елип келиду. Бу шуниңға елип кәлдики, биринчидин, русийә иқтисади үчүн бу яхши, әмма бу пуқралар үчүн яхши әмәс. Қошна әлдики валюта әрзанлиса, демәк шуниң билән бир қатарда миллий валютиму турақсизлиниду. Шуниң билән русийәниң иқтисади бизни өзигә тартишқа башлайду. Русийәгә қарши қаритилған иқтисадий чәклимә бизгә әкс тәсир бериду. Әһвал яхшиланмайду. Болупму аддий пуқра үчүн әһвал һәтта бир нәччә йиллар мабәйнидә йәниму қийинлишиду.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.