Һөкүмәт декабир намайишиға қатнашқан қазақ яшлириға қандақ ярдәм бериватиду?

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2015.12.17
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

1986-Йили декабир ейида пәқәт совет оттура асияси әмәс, бәлки совет иттипақи даирисидә яшларниң дәсләпки намайиши болған иди. Бу намайиш 16-вә 17-декабирда қазақ совет җумһурийитиниң шу вақиттики пайтәхти алматада орун алди. Униңға көпинчә алий оқуш орунлириниң оқуғучилири вә яш ишчилар иштирак қилған болуп, у коммунистик һакимийәткә қарши аммиви наразилиқ намайишиға айланди. Бу намайиш яшларниң пәқәт өз һоқуқлири үчүн очуқ һәрикитила әмәс, бәлки мәркизий һакимийәт органлириниң қарарлириға, коммунистик партийәниң кадир сияситигә қарши йүргүзгән аммиви һәрикити болди.

Мәлумки, 1986-йили 15-декабирда алмата шәһиридә өткән қазақистан коммунистик партийиси мәркизий комитетиниң мәҗлисидә 25 йил мабәйнидә җумһурийәтни башқуруп келиватқан динмуһәммәт қонайеф орнидин елинип, җумһурийәтниң биринчи катиплиқиға бу йәрдики шараиттин һәм қазақ хәлқиниң мәниви һаятидин тамамән бихәвәр геннадий колбин бәлгиләнди. Бу өз нөвитидә йәрлик аһалиниң қаттиқ наразилиқиға учрап, бу наразилиқ очуқ, амма тинч намайишқа айланған иди. яшларниң бу намайиши һөкүмәт тәрипидин қаттиқ бастурулуп, униң актип иштиракчилири тутқун қилинди вә һәр хил муддәтләргә қамалди. Бу яшларни қоллаш вә яки қоллимаслиқ шу чағдики айрим һакимийәт органлиридики шәхсләрни һәм болупму қазақ зиялийлирини иккигә бөлүвәтти. Шуни алаһидә тәкитләш керәкки, қазақистан мустәқиллиққа еришкәндин кейин уларниң бәзилири өз хаталиқлирини чүшәнгән болса, бәзилири, йәни көпчилики өз мәвқәлирини өзгәртишкә мәҗбур болди, йәни намайишчиларни яқлаш тәрипигә өтти.

Әнә шу қанлиқ вәқәдин кейин оттуз йилға йеқин вақит өткән болсиму, униң бәзи сирлири мушу күнгичә ечилмай келиватмақта. Мустәқиллиқтин кейин униң қатнашқучилириниң ишлири қайта қарилип, асасий җәһәттин һәммиси ақланди һәм улар һөкүмәт тәрипидин ғәмхорлуққа елинди. Әнә шу ғәмхорлуқ һәм декабир вәқәлири қурбанлирини хатириләш паалийәтлири уларни қанаәтләндүрүватамду?

Радиомиз зияритини қобул қилған униң қатнашқучилириниң бири, бир нәччә йил түрмә азабини баштин кәчүргән, һазир алмата шәһиридә истиқамәт қиливатқан қасим әбилхайироф бу һәқтә мундақ деди: “бурундин ейиға икки миң тәңгидин төләп туратти, һазир униму тохтитип, мустәқиллиқ күни йеқинлашқанда 20 миң тәңгила төләйду. Әмди биз сотқа әрз қилип, кейин муддитимизниң йеримини кесип ташлисиму, аҗайип бир йеникчиликләрни алғинимиз йоқ. Һәр йили 17-декабирда, бу күнни демократийәлик йеңилиниш дәпму атайду, биз мустәқиллиқ байриминиң көләңгисидә қеливатимиз. Биз бу күни шәһәрлик һөкүмәт тәрипидин уюштурулған мустәқиллиқ мәйданидики һәйкәлгә гүл чәмбирәкләрни қоюш билән чәклинимиз. Бу қозғилаңниң 25 йиллиқи болғанда уни дағдуғилиқ атап өтимиз дегән идуқ, лекин мундақ болмиди. Әмди келәрки йили 30 йиллиқи мәмликәтлик дәриҗидә, һөкүмәт даирисидә атап өтүлиду дейиливатиду, биз буни алматаниң йеңи һакими болуп кәлгән баурҗан байбекниң қулиқиғиму йәткүздуқ. Буниң қандақ өтидиғанлиқи һәққидә биз билмәймиз. Бу бизниң көңлимиздин чиқамду я чиқмамду уни билмидуқ. Бизгә һазир дегәндәк йеникчиликләр берилмәйватиду, пәқәт ақлинип чиқти дегән бир гуваһнамини бериватиду. Бизни һазир 1937-1938-йиллардики сиясий қурбанларға тәңләштүрүп қоюватиду. Улар болса у вақитларда пенсийә яшлириға тақап қалған иди. Биз йеникчиликләр һәққидә тәләп қилип қалсақ, мана мушу һөҗҗәтни алдимизға ташлап қойиду. Шундақтиму қазақистан дөлитимизниң бүгүнки күндә мушундақ гүллиниватқанлиқиға бизму рази болуватимиз.”

Қ. Әбилхайироф шундақла көплигән мәсилиләрниң техичә һәл қилинмиғанлиқини, шу җүмлидин дәсләп өлүм җазасиға, андин униң орниға 20 йил түрмә җазасиға һөкүм қилинған декабир қозғилиңиниң актип иштиракчиси қайрат рисқулбекофниң 1988-йили шәмәй түрмисидә өзини өлтүрүвалған болсиму, амма бу ишта чоң бир гуманниң барлиқини илгири сүрмәктә.

Қазақ яшлириниң декабир қозғилиңиға уйғурларму қатнашқан болуп, шуларниң бири челәк тәвәсиниң турғуни әбәйдуллам розийефму үч йерим йил түрмидә ятқан. У шу күни тинч намайишниң болғанлиқини, яшларниң кочиларда тәртип билән меңип, пәқәт мәйданға кәлгәндә иғваларға учриғанлиқини әсләп, мундақ деди: “у йәрдә һәр ким өзиниң пикрини ейтти. Журналистларниң соаллириға җаваб бәрди. Кәчкә йеқин юқиридикиләр өзлири қалаймиқанчилиқни башлиди. Һәрбийләр вә сақчи қошунлири бизни қоюп бәрмәй урушқа башлиди. Мени сақчи аптомобилиға елип маңди. Мән өзүм қамақта йетиш җәрянида икки уйғур балисини учраттим. Мени ‛сақчини урдум‚ дәп бойнуңға ал, дәп қийниди.”

Ә. Розийеф башқилар билән бир қатарда қазақистан президенти нурсултан назарбайефниң қарариға бинаән 1993-йили ақлинип чиқти. У һөкүмәт тәрипидин қилиниватқан ғәмхорлуқ һәққидә мундақ деди: “бизгә түрмидә ятқан күнлиримиз үчүн пул төләшкә башлиди. Маңа челәктин өй вә йәр бәрди. Һәр йили алмата шәһәрлик һөкүмәт ярдәмләрни қиливатиду. Келәр йили шу вәқәниң 30 йиллиқи болиду. Йәниму көп йеникчиликләрни көрүп қалармиз дәп ойлаймән. Бизгә шундақла гуваһнамә бәрди. Алматада туридиған болсақ, шуниң бойичиму йеникчиликләр болмақчи.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.