Хитайларниң қазақистанлиқ қизларға өйлиниш мәсилиси қазақистанда наразилиқ пәйда қилди
2017.01.13

Қазақистан аммивий ахбарат васитилириниң хәвәрлиригә қариғанда, мушу йилниң феврал ейида бир қанчә хитай тиҗарәтчилириниң қазақ қизлириға өйлиниш мәсилиси билән астана шәһиригә кәлгәнлики тоғрисидики хәвәр аһалиләр арисида вә мәмликәтниң иҗтимаий торлирида қаттиқ наразилиқ пәйда қилған. Шу мунасивәт билән астанада оттуздин ошуқ киши қатнашқан намайиш болуп өтти.
“лента ру” агентлиқиниң 11-январда елан қилған “астанада қазақ қизлириниң хитайлар билән никаһлинишиға қарши намайиш болуп өтти” намлиқ мақалисидә ейтилишичә, намайишчилар хитайлар билән никаһ қуруш тәклипини бәргән никаһ агентлиқи орунлашқан бинаниң алдида йиғилған вә бир нәччилигән лозункиларни көтәргән. Шуларниң биридә “әр киши йәрни, аял киши милләтни сақлайду” дейилгән. Намайишчилар хитайларға турмушқа чиққанларни қазақистан пуқралиқидин мәһрум қилишни һәм қазақистанлиқ қизларға өйләнгән хитайларға 50 миң доллар көләмидә селиқ селишни тәләп қилған.
Шундақла бу мақалидин мәлум болушичә, хитайдин келидиғанларниң йиллиқ кирими 90 миң доллардин артуқ болуп, улар бай, явропа билимгә игә, инглиз вә көпинчиси рус тилини билидиғанлар икән.
Аридин көп вақит өтмәйла, аммивий ахбарат васитилиридә хитайниң қазақистандики әлчисиниң бу һәқтики пикри берилди. “нур. К з” агентлиқида орунлаштурулған "хитай әлчиси қазақистанлиқ вә хитайлар оттурисидики никаһлар һәққидә пикир қилди” намлиқ мақалидә ейтилишичә, әлчи журналистлар билән болған сөһбитидә һәр хил мәмликәтләрниң пуқралири арисида мундақ никаһларниң учрайдиғанлиқини, көплигән қазақистанлиқларниң хитайға оқушқа яки ишләшкә берип, шу йәрдә қеливатқанлиқини, қазақистанлиқларниң хитай пуқралирини мәмликәтниң мәдәнийити вә әнәнилири билән тонуштуруватқанлиқини илгири сүрүп, мундақ дегән: “биз мундақ никаһларға мәнпәәтдар дәп ейталмаймән, бу тәбиәт қануни. Амма бу яхши дәп ойлаймән. Бу хәлқләр арисидики достлуқниң нәтиҗисидур.”
Әмди “365 инфо. К з” агентлиқи елан қилған “қазақ қизиға өйлинимән-немә үчүн хитайлар қазақистанға интилиду?” дегән мақалидә ейтилишичә, 2014-йилдики рәсмий мәлуматларға қариғанда, мәмликәттә 300 миңдин ошуқ хитай пуқраси яшаватқан болуп, уларниң 99 пирсәнти алий билимгә игә әмәс, 5 миңдин ошуқ хитай қазақистан пуқралиқини алған. Тонулған сиясәтшунас дос көшимниң пикричә, хитайларниң көпләп әлгә келиши сөзсиз қазақ миллитигә чоң хәтәр туғдуриду.
Қазақистанлиқ сиясәтшунас расул җумалиниң қаришичә, бу һәр қандақ бир хәлқ үчүн сәзгүр вә назук мәсилә болуп, қанниң сақлиниши, яшларниң өз миллити вәкиллири билән аилә қуруши, мәмликәт қурған милләтниң келәчикини ойлаш вә башқиму мәсилиләр интайин чоң әһмийәткә игидур. Шуниң үчүн бу вәқә чиққандин кейинки хәлқниң, бәзи шәхсләрниң наразилиқ билдүрүшини чүшинишкә болиду. У, бу мәсилидә пәқәт хитай миллити биләнла чәклинишкә болмайдиғанлиқини, бәлки һазир қазақистанлиқ қизларниң дини, әнәниси тамамән башқа милләтләргиму турмушқа чиқиватқанлиқини, бу җәһәттә чәкләшни, селиқ селишни шуларниң үстигиму йүкләш лазимлиқини ейтип, мундақ деди: “мәсилиниң иккинчи тәрипи, қазақистанлиқларниң асасий қануниға мувапиқ әркинликлири, һоқуқлири бар. Адәм қәйәрдә туриду, қәйәргә көчиду, қәйәрдә ишләйду, кимгә турмушқа чиқиду, бу кишиниң шәхсий һоқуқлири. Бу қанунда бар. Әмди пуқралиқидин айриш, қанчилик җәриманә селиниш бу конститутсийәдики көрситилгән қанунларға қанчилик дәриҗидә тоғра келиду? бу мәсилиниң йәнә бир тәрипи. Әслидә қанунниң һаятий тәрәплириму болиду. Һазир қазақ қизлири яки қазақистанлиқлар немә үчүн чәтәлләргә кетиватиду? бирлири турмуш қуруп, иккинчилири ишқа, үчинчилири оқушқа вә һаказа. Бу йетишкәндин әмәсқу. Шуниңдәкла пәқәт муһәббәтниңла сәвәби әмәс, бәлки бу күн көрүшниң амали. Мәсилән, мән мундақ мәлуматларға игә болдум. Һазир қазақистанлиқ яшларниң үчтин бир қисми, йәни 30 пирсәнттин ошуқиниң қазақистанда қалғуси йоқ. Бу бүгүнки һаятқа қанаәт қилмиғанлиқниң, әһвалниң еғир икәнликиниң, келәчәккә ишәнчсизликниң көрсәткүчи. Буниңға ким әйиблик? бу җәмийитимизниң әнә шу яшлар мәсилисини һәл қилалмиғинида. яшлиримизниң чәткә кетиши көпинчә маддий җәһәттин кәмбәғәлликидә.”
Р. Җумали қазақистанлиқ яшларниң әлдә тирикчилик қилишиғиму көплигән иҗтимаий әһвалларниң тосалғу болуватқанлиқини, хитайларниң бу йәргә пәқәт өйлиниш мәқситидила әмәс, бәлки өзлириниң башқиму пиланлирини әмәлгә ашуруш нийитидиму келиватқанлиқини, мәсилиниң, биринчи нөвәттә, көпинчә яшларниң бүгүнки еғир әһвалида икәнликини көрсәтти. У қазақистанлиқ вәтәнпәрвәрләрниң бу җәһәттики наразилиқлирини чүшинишкә болидиғанлиқини, иҗтимаий, иқтисадий, маддий мәҗбурлуқниң әнә шу айрим қазақистанлиқ қизларни шундақ һәрикәтләргә беришқа мәҗбурлаватқанлиқини тәкитлиди.
Сиясәтшунас қәһриман ғоҗамбәрдиниң пикричә, бу, хитайниң һазирқи аталмиш “бир бәлвағ, бир йол” иқтисадий сияситиниң ичидики бир йол болуп, мәқсәт өз пуқралирини әнә шундақ йоллар билән мәмликәткә елип кирип, олтурақлаштуруш. Шуниң үчүнму хитай рәсмий вәкиллириму бу тоғрилиқ яхши сөзләрни қилмақта. У қазақистандики иқтисадий, иҗтимаий әһвалниң яшлар үчүн анчиму махтиғидәк әмәсликини илгири сүрүп, мундақ деди: “қазақистан яшлири хитайларға нисбәтән яхши билим алған, мәдәнийәтлик, тәрәққий қилған. Шуңа хитай өзиниң оттура асиядики сияситини җиқ усуллар, шу җүмлидин мушу йәргә никаһлаштуруп, сиңдүрүп, өз тәсир даирисини күчәйтиш үчүн қиливатиду, мушуниңға охшаш, сәл башқа усулда хитай уйғуристанда уттур мәҗбурлаш арқилиқ уйғур билән хитай оттурисида той қилиш мәсилисини оттуриға қойди. Шу арқилиқ уйғурларниң пәйдин-пәй хитайлаштуруш, хитай мәдәнийитигә киргүзүш, имкан болса, мәҗбурий ассимилиятсийә қилиш сияситини илгири сүрүватиду. Уйғурлар буниңға қаттиқ қарши туруватиду. Қазақистандики бу яшларниң қаршилиқини қоллап-қувәтләймән. Бу, хитайниң пиланлиқ, юмшақ сиңип кириш сияситидур.”
Юқирида аталған “365 инфо. К з” агентлиқи мәлуматида көрситилгәндәк, буниңдин үч йил илгири сенатор һели мәрһум иран әмироф хитайлар билән болған сахта никаһларниң алдини елиш лазимлиқини әскәртип, буниңдин қазақистанға чоң хәвпниң келидиғанлиқини тәкитлигән иди.