Японийә мәҗмуәси: қазақистан, хитай мунасивәтлиридики уйғур мәсилиси
2015.10.07

Японийә йеқинда нәшр қилинған қазақистан тәтқиқатиға аит мәхсус тәтқиқат мақалилири топлимида “қазақистан, хитай мунасивити күчәймәктә” сәрләвһилик мақалә елан қилинған. Мәзкур мақалидә хитай билән қазақистанниң иқтисадий һәмкарлиқи вә шундақла башқа сиясий һәмкарлиқлар тоғрисида тәпсилий тохталған болуп, икки дөләт мунасивитидә уйғурлар мәсилисиму тилға елинған.
Мақалидә қазақистан ташқи дипломатийәсидә хитайни толиму муһим дөләтләрдин бири дәп һесаблайдиғанлиқини шундақла хитайму қазақистанни оттура асия җумһурийәтлири ичидә һәммидин өзигә йеқин мәсләкдашлардин дәп қарайдиғанлиқини көрсәткән. Оттура асия земинниң 70% ни игиләйдиған қазақистанниң, узундин буян уйғур аптоном райониға көчмән йөткәватқан көп нопуслуқ хитай дөлити үчүн толиму пайдилиқ икәнликини мақалидә алаһидә билдүргән.
Мақалидә көпләп нефиткә еһтияҗлиқ болуватқан хитайниң, қазақистанниң түрлүк саһәлиригә қол тиқип нурғун мәбләғ селиши, қаримаққа қазақларни тәрәққий қилдурушқа ярдәм қиливатқандәк көрүнсиму, әмәлийәттә бу пүтүнләй хитайниң енергийәгә болған өз еһтияҗини қандуруш үчүн мәқсәтлик елип бериватқан мәбләғ селиш тактикисидин ибарәтлики алаһидә әскәртилгән.
Зияритимизни қобул қилған японийәлик оттура асия ишлири мустәқил тәтқиқатчиси ямада қазақистан билән хитай мунасивитидә иқтисадтин башқа йәнә, уйғур мәсилисиниң муһим орунда туридиғанлиқини, сәвәби хитай һөкүмити икки тәрәптики уйғурларниң өз-ара бирлишип мустәқиллиқ күриши елип беришидин толиму әндишә қилидиғанлиқини билдүрди.
Мақалидә,“җуғрапийилик җәһәттин қариғанда, қазақистан русийә билән хитай арисиға җайлашқан истратегийилик орни муһим дөләт болуп, мундақчә ейтқанда, бу дөләт икки чоң дөләтни тәңпуңлуқ җәһәттин тәңшәп туриду” дейилгән.
Қазақистан билән хитай арисидики мунасивәтләр яхши болсиму, йәнила икки дөләт арисида бәзи мәсилиләрниң мәвҗутлуқи мақалидә тилға елинип бу һәқтә қисқичә чүшәндүрүш берилгән.
Бу мәсилиләрниң ичидики биринчи мәсилә, икки дөләт арисидики чегра мәсилиси болуп, икки тәрәп 1994-йили 1700 километир келидиған чеграсиниң 90% ини һәл қилған болсиму, бирақ һазирғичә 170 километир арилиқтики чегра мәсилиси техичә һәл қилинмиған. Иккинчи мәсилә, хитайниң уйғур аптоном районидин қазақистанға еқип киридиған асаслиқ чоң дәрялардин ертиш вә или дәрясиниң су миқдари болуп, бу икки дәря су мәнбәсиниң қазақистан деһқанчилиқи вә санаити үчүн толиму муһимлиқи тәкитләнгән шундақла һазирқи вақитниң өзидә астаниниң әң чоң әндишиси әгәр хитай ғәрбни ечиш шоари астида или районида зор көләмлик қурулуш ишлирини башлиса, ундақта дәря сүйиниң қазақистанға кириш миқдари зор дәриҗидә азлап, бу йәрдики деһқанчилиқ вә санаәт ишлириға зор тәсир йәткүзидиғанлиқиму тәпсилий көрситилгән. Икки дәря мәсилиси һәққидә икки тәрәп 1997-йилидин башлап, һазирғичә көп қетим сөһбәт елип барған болсиму, әмма сөһбәтләрниң нәтиҗисиз ахирлашқанлиқи мәлум. Үчинчи мәсилидә милләтләр мәсилиси тилға елинған болуп, буниңда уйғур аптоном районидики уйғурларни хитай һөкүмити бөлгүнчилик, террорлуқ, диний әсәбийлик билән әйибләп уларни қаттиқ бастуруватқанлиқтин, қазақистан хитай билән болған яхши мунасивитини сақлап қилиш үчүн хитайға һәмдәм болуп, қазақистан тәвәликидики уйғурларниму қаттиқ контрол астиға елип, уларниң мустәқиллиқ һәрикәтлирини тосқанлиқини баян қилған.
Мақалидә ейтилишичә, астана уйғур аптоном районидин қазақистанға қечип кәлгән уйғур мусапирларни хитайға тапшуруп бериш биләнла чәклинип қалмай, һәтта уларниң чеградин киришиниму қаттиқ чәклигән.
Мақалидә дейилишичә, қазақистан җумһурийити қурулғандин кейин қазақ һөкүмити чәтәлләрдики қазақларниң қайтип келип йәрлишишини җакарлиғандин кейин, уйғур аптоном районидики қазақлар көпләп бу йәргә көчүп чиққан. Бирақ хитай һөкүмити бу мәсилиләргә нисбәтән һечқандақ ипадә билдүрмигән. Қазақистан болса һазирғичә хитайниң бу хил сүкүт қилишидин толиму әндишә қилидикән.
Мақалидә,“уйғур аптоном районидики қазақларниң нопуси гәрчә бир милйондин ошуқ болсиму, улар уйғурлардәк бейҗиң һөкүмитиниң бешини ағритип, мустәқиллиқ тәләп қилмайду” дегән.
Оттура асияни мәркәз қилған һалда қурулған “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати” ниң асаслиқ муддиаси болса, террорчилиқни баһанә қилип туруп, уйғур мустәқиллиқ һәрикитини бастуруш болғанлиқтин, һәтта буниңға әза дөләтләр өз-ара түзүшкән келишимлиридики мәзмунларниң пүтүнләй уйғурларни бастурушқа қаритилғанлиқини мақалидә ениқ тилға алған.
Хитайниң башчилиқида қурулған “шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилати” һәққидә тохталған тәтқиқатчи ямада, бу тәшкилатниң оттура асиядики уйғур мустәқиллиқ һәрикитини бастуруш үчүн қурулғанлиқини пүткүл дуняниң билидиғанлиқини илгири сүрди.
Икки дөләт арисидики иқтисадий һәмкарлиқларниң күнсайин ешип беришиға әгишип, қазақистанниң хитайға болған ишәнчи барғанчә күчәйгән вә һәтта уларниң русийәдин бәкрәк хитайға йеқинлашқанлиқи мақалидә тәпсилий көрситилгән.
Японийәлик тәтқиқатчи ямаданиң қаришичә, оттура асиядики қазақистан қатарлиқ дөләтләрниң хитай билән болған достлуқи пул үстигә қурулған мунасивәт болуп,әгәр хитайниң иқтисадий аҗизлашса, әлвәттә бу дөләтләрниң хитай билән болған достлуқи суслишидикән.
Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлаң.