Қазақистандики даңлиқ “яшлиқ” ансамбили қайта сәһнигә чиқамду?
2016.08.29
Өткән әсирниң 70 - йиллиридин башлап қазақистанда кәң тонулушқа башлиған уйғур миллий ансамбилларниң бири “яшлиқ” гурупписидур. явропа истилидики мәзкур ансамбил өз вақтида қазақистан сәнәтхумар тамашибинлириниң қизғин алқишиға сазавәр болған иди. Бу өмәк атақлиқ хәлқ һапизи абдурәһим әхмидиниң оғли мурат әхмәдийеф йетәкчиликидә шу дәврдә пәқәт қазақистандила әмәс, бәлки совет иттипақи даирисидиму кәң тонулди. Униң тәркибидә дәсләптә ялқунҗан шәмийеф, азад рәзәмоф, қәһриман иминоф, кейинки йиллири мурат мәмәтбақийеф, маһигүл тохтахунова, гүлнарә сайитова, әзиз мәсимоф, абләһәт исламоф, гүлбаһар әхмәдиева, руслан тохтахуноф охшаш көплигән сазәндиләр, нахшичилар болди.
Игилишимизчә, ансамбил тәркиби вақит өтүши билән бир нәччә қетим йеңилинип, 1996 - йилдин тартип уни м. Әхмәдийефниң оғли дилшат әхмәдийеф башқурди. ядикар шәмийеф, дилназ әхмәдийева, бәхтияр һасаноф башчилиқидики бу ансамбил болупму тоқсининчи йилларниң оттурилиридин башлап та 2000 - йилларниң башлириғичә пәқәт уйғурларла әмәс, бәлки башқиму милләт тамашибинлири арисида чоң абруй қазанған иди.
Һазир қазақистанлиқ тамашибинлар арисида мәзкур сәнәт гурупписи һәққидә һәр хил пикирләр мәвҗут болуп, бәзилири униң өз паалийитини тохтатқанлиқини илгири сүрсә, бәзилири бу гуруппиниң қайта сәһнигә чиқишини үмид қилидиғанлиқини билдүрмәктә.
Қуддус ғоҗамяроф намидики җумһурийәтлик дөләт уйғур музикилиқ комедийә тиятириниң режиссори,“яшлиқ” ансамбилиниң дәсләпки әзалиридин бири ялқунҗан шәмийефниң пикричә, мурат әхмәдийефниң тәшәббуси билән ансамбилниң иши йеңи тәркибтә 90 - йиллири қайта җанланған. У бу һәқтә әсләп, мундақ деди: “мурат балилиримиз болсиму нахша ейтсун дәп, өзиниң балилири, мениң балам ядикар, гүлнарә сайитованиң балиси бәхтияр ансамбил ишини маңдуруп, қазақистанға йәнә тонулди. У " асия авази" ға охшаш сәнәт мусабиқилиригә қатнишип, мукапатларни алди. Мениңчә, бир ансамбилни давам қилғучилар уни қурғанлардәк туталмайдикән. Мән шундақ хуласигә кәлдим. Чүнки биз өзимиз қурғанлиқимиз үчүн бизниң җан - дилимиз, қенимиз шу ансамбил билән болған. Һазирқи күндиму улар тиришиватиду. Униң орниға йеңи әвлад келиш керәк, дәп ойлаймән.”
Й. Шәмийеф һазирниң өзидила бу балиларниң йешиниң 40 тин ешип кәткәнликини, униң әзалириниң бири дилназ әхмәдийеваниң өз алдиға ишләп, қазақистандики даңлиқ сәнәт юлтузиға айланғанлиқини, шундақ талантларниң йәниму мәйданға келидиғанлиқини оттуриға қойди.
Әмди бу ансамбил һәққидә яшлар немә дәйду?
Радийомиз зияритини қобул қилған яркәнд гуманитарлиқ - техникилиқ техникоминиң оқутқучиси молутҗан тохтахуноф “яшлиқ” ансамбили мәйданға келип, һәр қетимда униң тәркиби йеңиланғанда һәм чоңлар болсун, һәм яшлар болсун бу сәнәт гурупписиға чоң үмидләр артидиғанлиқини билдүрүп, мундақ деди: “бу топ өзлириниң аз, лекин саз йезилған нахшилири түпәйли пәқәт уйғурлар арисидила әмәс, бәлки қазақистанда кәң тонулған топлардин болалиған. Бирақ кейин йоқап кәтти. Бүгүнки күндә, әлвәттә, яш әвлад уларниң қайта келишини арман қилиду. Буниңдин бир йил муқәддәм " яшлиқ" топиниң қайта қурулғанлиқи тоғрисида аңлидуқ, бирақ улар уйғур тамашибинлириға тонуп болалмиди. яшлар уларниң буниңдин он йил илгири қанчилик аммибаб болған болса, аридин көп вақит өтүп, сәһнигә чиқмиған болсиму, яш әвладниң қәлбидә улар сақлинип келиватиду.”
Шаирә вә алимә шаирәм баратова болса, шәхсән өзиниң балилиқ дәвридин “яшлиқ” ансамбилиниң барлиқ нахшилирини сөйүп тиңшап, уларниң мәзмуниниң өзи охшаш яшларни һәр җәһәттин роһландуруп кәлгәнликини оттуриға қоюп, мундақ деди: “яшлиқ - у уйғур миллий сәнитидә алаһидә орун игиләп, қәдимий мирасимизни өзгә милләтләргә тонутушта муһим рол ойниған дәсләпки естрада ансамбили икәнлики мәлум. Һазирқи вақитқа қәдәр ансамбилниң үч әвлади қелиплишип үлгүрди. Раст, һәр дәврниң өзигә хас йеңилиқи, өзгириши болиду. Җүмлидин вақит өткәнсери бу ансамбилниң тәркибиму, мәзмуниму йеңиланди. Иккинчи, үчинчи әвлад вәкиллири атап өткән акилиримизниң изини давамлаштурған һалда заманға мувапиқлашқан түрдә иҗадий әмгәк етип кәлди. "яшлиқ" ансамбилини тәшкиллигән, йеңичә ансамбилни вуҗудқа кәлтүргән һөрмәтлик акилиримизниң пәрзәнтлиригә иҗадта җушқунлуқ, силәр даим хәлқиниң диққитидә демәкчимән.”