Қазақистан уйғурлири: “биз дуня җамаәтчиликиниң қоллишиға моһтаҗ”
2019.01.15
Мәлумки, өткән йилниң ахирлирида бирләшкән дөләтләр тәшкилатида хитайниң кишилик һоқуқ вәзийитигә қарап чиқиш йиғининиң өтүши һәм дуня уйғур қурултийиниң явропадики паалийәтлири уйғур миллий һәрикитигә йеңи роһ беғишлиған иди. Буниңдин ташқири, дуня җамаәтчиликиниң уйғур елидики вәзийәткә болған инкаслириму оттуриға чиқишқа башлиди. Йеқиндин буян хитайниң уйғур елидики сияситигә қарши һиндонезийә, түркийә, бангладеш қатарлиқ мәмликәтләрдә елип берилған аммиви намайишлар билән бир қатарда қирғизистан, русийәдә өткән наразилиқ һәрикәтлири қазақистандики уйғурларниму қаттиқ тәврәткән иди. Бу һәқтә болупму иҗтимаий торларда учур вә инкаслар үзлүксиз берилип турмақта.
Мәлум болушичә, йеқинда дуня уйғур қурултийи рәиси долқун әйса оттура асия уйғур яшлириға мураҗиәт елан қилған болуп, бу мураҗиәт қазақистандики иҗтимаий торларда тез арида тарқалған. Долқун әйса бу мураҗиитидә уйғурлар еғир зулумға дуч кәлгән бир вақитта уйғур яшлириниң ойғиниш лазимлиқини тәкитлигән, болупму уйғурлар зич олтурақлашқан оттура асиядики уйғур яшлирини қазақ, қирғиз, өзбеккә охшаш милләтләр билән бир қатарда җаза лагерлириға қарши күрәштә бирлишишкә чақирған. У уйғур яшлириниң сүкүт қилмай, бәлки актип һалда хитайниң уйғур елидики зулумиға қарши наразилиқ билдүрүшини үмид қилған.
Зияритимизни қобул қилған қазақистан уйғур яшлири бирликиниң әзаси адилә мәсүмҗан бу һәқтә мундақ деди: “долқун әйса оттура асия уйғур яшлириниң келәчәктә өз хәлқигә қошалайдиған төһписиниң муһимлиқини, яшлардин күтүлидиған үмидниң чоң икәнликини тәкитлигән. У уйғур яшлирини имканийәтниң баричә мәдәнийәтни, маарипини, тилни сақлап қелишқа чақириду. У шундақла җаза лагерлирида ятқан уйғур қериндашлиримизниң әһвалиға бипәрва болмаслиқимизни тәкитләйду. Биз униң ейтқанлирини яшларға чүшәндүрүп, күришимизни давам қилишимиз керәк.”
Адилә мәсүмҗан бу җәһәттә уйғур яшлириниң қазақ, қирғиз, өзбек қатарлиқ башқиму қериндаш милләтләр билән бирлишишниң муһимлиқини көрсәтти. У йәнә дуня уйғур қурултийиниң көрсәтмилирини әмәлгә ашурушқа, уйғур хәлқиниң әркинликини қолға кәлтүрүшкә уйғур яшлириниңму өз төһпилирини қошушқа тиришидиғанлиқини билдүрди.
Йеқинда йәнә дуня уйғур қурултийи иҗраийә комитети рәисиниң орунбасари әркин әхмәтоф вә д у қ ниң мәслиһәтчиси, сиясәтшунас қәһриман ғоҗамбәрди қазақистан уйғурлири намидин һиндонезийәниң қазақистандики баш консулиға мәктуп йоллиған иди. Униңда һиндонезийә һөкүмитигә вә хәлқигә уларниң елидә йүз бәргән тәбиий апәтләр сәвәбидин зәрдаб чәккәнләргә пүткүл уйғурлар намидин тәзийә билдүрүлгән. Мәктупта йәнә җакарта вә башқиму шәһәрләрдә уйғур елидә азаб чекиватқан уйғур, қазақ вә башқиму түркий-мусулманларни қоллаш намайишлириниң өткүзүлүши билән миннәтдарлиқ билдүрүлгән.
Зияритимизни қобул қилған сиясәтшунас қәһриман ғоҗамбәрди хәлқара тәшкилатлар тәрипидин хитайниң уйғур елидики бастуруш сияситигә қарши наразилиқ билдүрүлгән болсиму, хитайниң бу сиясәтни бүгүнгичә тохтатмай келиватқанлиқини оттуриға қоюп, мундақ деди: “мушундақ еғир вәзийәттә биз ислам вә түрк дунясиниң қоллишиға моһтаҗмиз. Малайсия вә һиндонезийәдә уйғурларни қоллап, намайишлар өтти. Буниң наһайити иҗабий тәсири болди. Шу мунасивәт билән д у қ у яққа баянатларни язған. Бизму қазақистанда һиндонезийәниң баш консулиға мәктуп яздуқ. Қазақистан вә қирғизистандиму уйғурларға охшашла вәзийәт бар. Қазақистанда “ата җурт” дегән тәшкилат қурулуп, у хитайниң сияситини паш қиливатиду. Әгәрдә ислам вә түрк дуняси мушундақ қозғилидиған болса, хитай җаза лагерлирини йепишқа чоқум мәҗбур болиду.”
Тонулған язғучи абдухалиқ махмудофниң пикричә, уйғурларға һесдашлиқ билдүрүватқан хәлқләрниң сани пәйдин-пәй көпәймәктикән. У мундақ деди: “һазир болупму явропа вә америкиға охшаш мәмликәтләр көп һәрикәтләрни қилди. Әмди қошна мәмликәтләргә бир нәрсә дейәлмәймиз. Чүнки мәмликәт болғанлиқтин өз келәчикини ойлайдиған гәп. Әмма биз қандақла болмисун мәмликәтниң, хәлқниң қоллишиға моһтаҗ. Биз мусулман милләтләрниң әркин яшишини арзу қилимиз. Бизму чоң намайишларни қилғумиз келиду. Бирақ икки чоң мәмликәтниң сияситигә арилишалмаймиз. Әмма йүрикимиздә ечинимиз. Биз пәқәт яхшилиқларға үмид қилип яшаватимиз”.
Зияритимизни қобул қилған қазақистандики уйғур паалийәтчилириниң бири гүлвәрәм мәмәттохтийева қазақистанда чоң көләмлик намайишларни өткүзүшниң мәни қилинғанлиқини, әмма уйғурларниң көңли вә йүрикиниң даим уларниң тарихий вәтинидә, йәни уйғур диярида икәнликини тәкитлиди.
Игилишимизчә, қазақистан қатарлиқ оттура асия мәмликәтлири хитай билән бирликтә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиға әза болғанлиқтин, шундақла хитайниң бу мәмликәтләргә селиватқан һесабсиз мәбләғлири сәвәбидин хитай билән яхши қошнидарчилиқ алақилирини сақлап қелишқа мәҗбур икән. Оттура асия дөләтлири һөкүмәтлириниң уйғур елидә йүз бериватқан вәқәләргә сүкүт қилиши бәзи хәлқара инсан һәқлири тәшкилатлириниму биарам қилмақтикән һәмдә йәрлик аһалиниң өз наразилиқлирини әркин изһар қилишиға тосалғу болмақтикән.