Қазақистанлиқ дипломатниң җаза лагерлири һәққидики билдүрүши ғулғула қозғимақта
2019.01.17
Өткән йилниң ахирлирида қазақистан, өзбекистан, қирғизистан, таҗикистан, пакистан, һиндистан қатарлиқ 12 дөләт дипломатлириниң уйғур елидики аталмиш “тәрбийәләш лагерлири” ни зиярәт қилиши һәм шуниңға мунасивәтлик қилған билдүрүшлири мутәхәссисләр вә җамаәтчилик арисида күчлүк ғулғула қозғиған иди. Болупму җаза лагерлири мәсилиси үзлүксиз оттуриға қоюлуп келиватқан қазақистанда бу мәсилигә алаһидә көңүл бөлүнмәктә. Буниңға қазақистанниң хитайдики әлчисиниң мәслиһәтчиси манарбек қабазийефниң рәсмий билдүрүши сәвәб болған.
“азадлиқ” радийосида елан қилинған “қазақистан әлчиликиниң вәкили: хитай лагеридики әһвал яхши” дәп аталған мақалида ейтилишичә, қазақистанниң хитайдики әлчисиниң мәслиһәтчиси үрүмчи, қәшқәр вә хотән қатарлиқ шәһәрләрдики тәрбийәләш лагерлирини зиярәт қилип, мундақ дегән: “хитай уларға яхши шараит яратқан. Демәк, хитай рәһбәрлири өз пуқралириниң ғемини ойлиди, дәп ейтишқа болиду. Мениң оюмчә, хитайдики мәркизий һөкүмәт вә шинҗаң өлкисиниң рәһбәрлири өз пуқралириға йеңи кәсип игиләшкә мумкинчилик туғдуруватиду.”
Мақалидин мәлум болушичә, уйғур елидә зиярәттә болуп қайтқан дипломатлар тәркибидә ғәрб дөләтлири вә хәлқара тәшкилатлар вәкиллири болмиған. Мақалида “кишилик һоқуқни көзитиш” тәшкилатиниң бу сәпәргә болған мәвқәси көрситилгән болуп, бу тәшкилат дипломатларниң бу сәпәр тоғрилиқ пикирлирини асассиз дәп һесаблиған.
Қазақистан вәкилиниң лагерларға бәргән баһасиға инкас сүпитидә қазақистанниң мустәқил ахбарат васитилиридин бири болған “қазақ үни” торида қазибек әйсаниң “хитайдики ахирқи қазақ әлгә кәлгүчә иш тохтимаслиқи керәк” намлиқ мақалиси елан қилинған иди. Қазибек әйса мундақ дәп язған: “дозақни җәннәт қилип көрситишкә өзимизниң қазақ қериндашлиримизниң ярдәмлишип йүргини сүңәккә тамға салиду. Сиясий лагерлар мәслиһәтчигә аҗайип болса, өзи берип, бир җапакәш қазақниң орниға алмишип, орунлашсун шу чағда. . . Бу көз боямчилиққа әлниң көзини йәткүзүп, уни ашкарилаш үчүн елимиздә хитайдики қазақлар мәсилиси билән шуғуллинип йүргән йәнә башқиму җәмийәтлик тәшкилатлар вә әрбаблар бирлишип, билдүрүш елан қилиши керәк.”
Қазақистанниң хитайдики әлчиханиси вәкилиниң қилған билдүрүши мунасивити билән биз алмута шәһиридә яшаватқан бир қатар мутәхәссисләргә мураҗиәт қилип, уларниң бу һәқтики пикрини елишқа тириштуқ.
Тонулған сиясәтшунас дос көшимниң пикричә, хитай даирилири бир қисим дөләтләрнниң хитайдики дипломатлирини “кәспий маһарәт тәлим-тәрбийә мәркәзлири” дәп ативалған җаза лагерлирини зиярәт қилдуруш билән уларда мәзкур лагерлар һәққидә яхши инкаслар һасил қилишқа урунған икән. У мундақ деди: “дипломат адәмләрни яхши билисиләр. Улар даим очуқ ейтмайду. Шуниң үчүн улар бизниң көргинимиз шу дәп ейтти. Уларға оюн көрситилди. Буни һәммә билип туриду. Лагерларни алдин-ала ясап тәйярлиған. У йәргә барған дипломатлар әйни әһвални көрмигәнликтин шундақ қарарға кәлгән. Әгәр уларниң орнида хәлқара тәшкилатларниң вәкиллири һәм журналистлар болған болса, улар башқичә пикир ейтқан болар иди. Қазақистанда өткән йилниң баһар пәслидин тартип күзгичә лагерлар мәсилиси бойичә яхши ишлар елип берилди. Бу мәсилини қазақистан ичидә һәм хәлқара даиридә мәлум қилишта көп ишлар қилинип, у хәлқара мәсилигә айланди дәп ойлаймән. Илгири бу мәсилигә көпинчә уйғурлар арилишип кәлгән болса, кейинрәк хитай сиясити техиму қаттиқлашқандин кейин униңға башқиму милләтләр арилашти. Һазир қирғизлар бу мәсилини қаттиқ көтүрүватиду. Мениң оюмчә, бу мәсилә давамлиқ көтүрүлүши керәк.”
Сиясәтшунас җасарал қуванишалин хитайниң бу қетим бәзи дөләтләр вәкиллиригә көрсәткән лагерлириниң ясалма икәнликини оттуриға қоюп, мундақ деди: “хитайлар алдин-ала тәйярланған лагерларға адәмләрни елип берип, ‛һәммини яхши дәйсиләр‚ дәп қорқутқан. Улар қазақистанда вә хәлқарада тарқиливатқан лагерлар тоғрилиқ һәқиқәтни бурмилап, ялған пакитларни испатлашқа тиришиватиду. Бу хитайниң бәлгилик сиясити. Әлвәттә, бу әһвалдин хәвири бар адәмләр буниңға ишәнмәйду. Шуниң үчүн буниңға мунасивәтлик түрлүк һәрикәтләрни елип бериш керәк, хәтләр йезилиши керәк. Болупму хәлқара кишилик һоқуқни қоғдаш тәшкилатлири асасән америка вә явропада болғанлиқтин, шуларға мәлум қилишқа көп күч чиқириш керәк. Хитайниң һелә-нәйрәңлик билән қилған ишлириға қаримай, бу һәрикәтни тохтатмаслиқ лазим. Әлвәттә мундақ очуқ һәрикәтләрни қилиш бизниң елимиздә чәкләнгән. Буниму чүшиниш керәк. Әгәрдә пүткүл мусулман дуняси бирлишип, бу зулумға қарши һәрикәт қилса, яхши болатти. Бирақ һазирчә мундақ болмайватиду.”
Русийә теббий пәнләр академийәсиниң мутәхәссиси алимҗан һәмрайеф уйғур елидики җаза лагерлириға мунасивәтлик дипломатларниң қилған билдүрүширигә тохтилип, мундақ деди: “биринчидин, бу йәрдә ички ишларға арилашмаслиқ принсипи бар. Бизниң дипломат шуниңға әмәл қилған болса керәк дәп ойлаймән. Иккинчидин, у яқтики әһвални толиму пәрдазлап кәткинини мән байқимидим. Бу йәрдә дипломатлиқ тил билән ейтилған пикирләрни оқудум. Бизниң дөлитимиз яш дөләт. Бу йәрдә ички ишларға арилашмаслиқ принсипиниң иккинчи тәрипи бар. Йәнә бир тәрәптин, мәлум бир дөләт дипломатлириниң уйғур елигә киришиниң өзи әвришим, инчикә бир мәсилә.”
Игилишимизчә, уйғур елидики җаза лагерлирини зиярәт қилишқа қатнашқан дөләтләрдин русийә, қазақистан, өзбекистан, қирғизистан, таҗикистан, пакистан вә һиндистан 1996-йили қурулушқа башлиған шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң әзалиридур. Җаза лагерлирини зиярәт қилғанлар ичидә һиндонезийә вә малайсия дипломатлириму бар болуп, бу мәмликәтләрдә уйғурларни қоллаш бойичә зор намайишлар елип берилған иди.