Қирғизистанда 5 - июл шеһитлири хатириләнди
2015.07.08

Дуня уйғур қурултийиниң 2009 - йилдики урумчи қанлиқ қирғинчилиқиниң 6 йиллиқини хатириләш һәққидики чақириқиға асасән, қирғизистанниң бешкәк шәһири вә униң әтрапидики уйғур җамаити иттипақ җәмийитиниң уюштуруши билән аламидин мәһәллисидики паалийәт соруниға җәм болуп, 5 - июл шеһитлириниң роһиға атап қуран тилавәт қилишти.
Хатириләш паалийити кәч саәт 7 йеримда башланди. Ақсақаллардин мәсут һаҗим 2009 - йили5 - июлда қурбан болған уйғур яшлириниң роһиға атап қуран тилавәт қилди.
5 - Июл урумчи вәқәсиниң келип чиқиш сәвәблири һәққидә сөзгә чиққан иттипақ гезитиниң муһәррири әкбәр бавудун хитай һакимийити йүргүзиватқан миллий вә ерқи кәмситиш сиясити нәтиҗисидә 2009 - йили 26 - июнда хитайниң гуаңдуң өлкисиниң шавгүән шәһиридики бир оюнчуқ завутида ишләватқан уйғур яшлириниң йерим кечидә хитайларниң туюқсиз һуҗумиға учриғанлиқи, көплигән яшларниң хитайлар тәрипидин вәһшиләрчә уруп өлтүрүлгәнлики һәмдә яридар болғанлиқи, хитай һакимийити вә уйғур или даирлириниң бу қанлиқ вәқәни қанун арқилиқ бир тәрәп қилип, вәқә садир қилған җинайәтчиләрни җазалашниң орниға уйғур хәлқигә болған бастурушни техиму күчәйткәнлики, ақивәттә ғәзәпләнгән уйғур яшлириниң адаләт тәләп қилип 5 - июл күни намайишқа чиққанлиқи, хитай һакимийитиниң болса армийә вә қораллиқ сақчилирини ишқа селип қолидатөмүрниң сунуқиму болмиған яшларни қораллиқ бастуруш арқилиқ 5 - июл қанлиқ қирғинчилиқини пәйда қилғанлиқи һәққидә мәлумат бәрди.
Хатириләш паалийитидә йәнә, дуня уйғур қурултийиниң рәиси, уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханимниң рамизан ейи мунасивити билән уйғур хәлқигә йоллиған хети оқуп өтүлди.
Паалийәт аяқлашқандин кейин, радийомиз зияритини қубул қилған пишқәдәм журналист шәмшидин абдуриһим әпәнди 5 - июл үрүмчи вәқәсиниң уйғур миллий давасини хәлқаралаштурушта ойниған роли қатарлиқ мәсилиләр бойичә өз қарашлирини билдүрди: “2009 - йили 5 - июл күни нәччә йүзлигән уйғур яшлири хитай җаллатлири тәрипидин өлтүрүлгән, нәччә миңлиған адәм яридар болған, нәччә онмиңлиған яшлиримиз түрмиләргә ташланған болсиму, бу яшлиримизниң иссиқ қанлири уйғур хәлқиниң миллий давасиниң хәлқаралишишини илгири сүрүштә иҗаби рол ойниди дәп қараймән”.
Шәмшидин әпәнди 5 - июл үрүмчи вәқәсидин кейин уйғур илида хитай һакимийитиниң бастурушлириға қаримай қаршилиқ һәрикәтлириниң үзүлмәстин йүз бериватқанлиқи һәққидә тохтилип мундақ диди: “5 - июлдин кейин, уйғурларниң хитай һакимийитигә қарши һәрикәтлири үзүлмәстин йүз берип келиватиду. Гәрчә хитай һакимийити уйғур хәлқиниң қаршилиқ көришини террорлуққа бағлашқа урунған болсиму, мениңчә, бу 5 - июлдин кейин барлиққа кәлгән хитай зулумиға қарши миллий ойғинишниң һәмдә миллий азадлиқ көришиниң ипадисидин ибарәт”.
Хитай һакимийитиниң уйғур мусулманлириниң нормал диний паалийәтлирини диний әсәбиликкә қарши туруш баһанисидә бастуруватқанлиқини әйиблигән шәмшидин әпәнди сөһбитимиз ахирида йәнә мунуларни билдүрди: “бир мусулман хәлқниң өз вәтинини бесивалған капирлар һакимийитигә қарши көриши ислам динимизда пәрз дәп қарилиду. Мушу мәнидин елип ейтқанда, уйғур хәлқиниң хитай һакимийитигә қарши көриши мәйли диний җәһәттин болсун, яки башқа җәһәтләрдин болсун, тамамән һәқлиқ болған миллий азадлиқ көриши болуп һесаблиниду”.
Паалийәт ахирида иттипақ җәмийити тәрипидин җамаәткә иптар берилди.