Қирғизистанда 2010 - йилидики қанлиқ тоқунушниң бәш йиллиқи хатириләнди

Ихтиярий мухбиримиз азад
2015.06.12
bdt-qirghizistan-almasbeg-2015.jpg Б д т баш кативи банкимун билән қирғизистан призиденти алмасбек атамбайив бишкәктә өткүзүлгән “парламинттик демукратийә ”намлиқ муһакимә йиғинида 2015-йил 11-июн
RFA/Azad


2010 - Йилиниң июн айлирида қирғизистанниң җәнубидики ош, җалалабад областлирида яшайдиған қирғиз, өзбәк милләтлири арисида қанлиқ тоқунушлар йүз бәргән иди. Бу тоқунушлар 2010 - йилниң синтәбир айлириғичә давам қилип, ақивитидә 500 гә йеқин адәм һаятидин айрилған. Миңлиған адәмләр яридар болуп,он миңлиған адәмләр өй - макансиз қалған. Икки йүздин көпрәк адәм из - дерәксиз ғайип болған. 1700Дин көпрәк қоро - җай, мәктәп, йәсли, дохтурхана қатарлиқлар көйдүрүвитилгән. Миңлиған кишиләр бала - чақилириниң һаятини сақлап қелиш үчүн өзбәкистан, қазақистан, русийә қатарлиқ дөләтләргә көчүп кетишкә мәҗбур болған иди.

Қирғизистан оттура асиядики әң кичик мәмликәт болушиға қаримай, бу дөләттә 84 милләтниң вәкиллири яшайду. Шуңлашқа узундин буян милләтләр ара мунасивәт қирғизистандики әң назук мәсилиләрниң бири болуп кәлмәктә.

Қирғизистан мустәқил болғандин кейин гәрчә һәр нөвәтлик һөкүмәтләр милләтләр ара мунасивәткә алаһидә көңүл бөлүп келиватқан болсиму, бирақ иқтисадниң узаққичә бир изда тохтап қелиши, мәмликәттә парихорлуқниң әвҗ елиши, ишсизлиқ нисбитиниң юқири болуши һәмдә сиртқи күчләрниң тәсири қатарлиқ амиллар қирғизистанда милләтләр ара мунасивәткә сәлбий тәсир көрситип келиватиду.

“июн қанлиқ тоқонуши”ниң бәш йиллиқини хатириләш мурасимида сөз қилған қирғизистан призиденти алмасбек атамбайиф мунуларни билдүрди: “гәрчә аридин бәш йил өткән болсиму, июн вәқәсидә қаза қилғанларни қайғу ичидә әсләватимиз. Бу трагидийә илимиз мустәқиллиққә еришкәндин кейин йүз бәргән әң зор паҗиә болуп тарихта қалди. Әмәлийәттә илимиздики милләтләрниң иттипақлиқи һәр бир аилидин, һәр бир бинадин, һәр бир мәһәллидин башлиниши керәк. Бу һәқиқәтни әстин чиқармаслиқимиз лазим.”

Қирғиз һөкүмитигә қарашлиқ йәрлик өз - өзини башқуруш вә милләтләр ара мунасивәтләр агентлиқиниң йетәкчиси бәхтибек ирисбайиф июн вәқәсиниң бәш йиллиқи мунасивити билән таратқулар вәкиллиригә бәргән баянатида мундақ деди: “қирғизистандики милләтләр ара җаңҗаллар 90 - йиллардин бурунла йүз бәргән. 1990 - Йилиму йүз бәрди. Аридин 20 йил өтүп 2010 - йили йәнә йүз бәрди. Бундақ паҗиәләр бундин кейин йүз бәрмәйду дәп һечким кепиллик берәлмәйду. Шуңлашқа һакимийәт милләтләр ара иттипақлиқни күчәйтиш билән биргә хәлқниң турмуш сәвийәсини яхшилашқа алаһидә көңүл бөлүши керәк.”

Қирғизистанниң илим - пән, мәдәни маарип саһәсидики зиялийлар болса, милләтләр ара мунасивәтләрни бир тәрәп қилишта һөкүмәт иқтидарсизлиқ қиливатиду дәп қарайду. Тарих пәнлири доктори қияс мулдиқасим бу һәқтә тохтилип мундақ дәйду: “2010 - йилиқи паҗиәләр һөкүмәтниң иқтидарсизлиқидин йүз бәргән. 1990 - Йили йүз бәргән өзгән вәқәсидиму шу чағдики һакимийәт өзиниң иқтидарсизлиқини көрсәткән. Бүгүнки күндиму милләтләр ара мунасивәтләрни һәл қилишта һөкүмәт өзиниң һалсизлиқини ипадиләватиду. Бу йил күздә башлинидиған парламент сайлимида йәнә бир қетимлиқ чоң җидәл - маҗиралар башлиниши мумкин. Бирақ һакимийәт бешидикиләр бу мәсилигә пәқәтла көңүл бөлмәйватиду.”

Қирғизистанда зиярәттә болуватқан бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң баш катипи банкимун ош шәһиридә өткүзүлгән июн вәқәсиниң бәш йиллиқини хатириләш паалийитигә қатнишип, шәһәр мәркизигә орнитилған “аниларниң көз йеши” дәп нам берилгән һәйкәлгә гүлчәмбирәк қойғандин кейин қилған сөзидә, милләтләр ара иттипақлиқни күчәйтиш үчүн алди билән қирғизистанда яшаватқан барлиқ милләтләргә баравәр муамилидә болуш лазимлиқини алаһидә тәкитлиди.

Бир қисим көзәткүчиләр, қирғизистанниң нөвәттики тинч һалитиниң қошна әлләрдә, болупму өзбәкистанда йүз бериши мумкин болған өзгиришләр сәвәбидин тәсиргә учриши мумкинликини қәйт қилишмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.