Мутәхәссисләр: қирғизистан-қазақистан мунасивәтлири уйғурларғиму тәсир көрситиду

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2017.11.01
qirghizistan-prezident-namzati-sooronbay-jeyenbekof.jpg Қирғизистанниң йеңи сайланған президенти сооронбай җейенбекоф(солда) мухбирларниң соаллириға җаваб бәрмәктә. 2017-Йили 15-өктәбир, бишкәк.
AP

“интерфакс-қазақистан” агентлиқи елан қилған “сооронбай җейенбекоф: чеграниң қоршилишидин аддий хәлқ зәрдаб чәкмәктә” намлиқ мақалида ейтилишичә, қирғизистанниң йеңи сайланған президенти сооронбай җейенбекоф йеқинда мәмликәтниң қазақистан билән болған чеграсидики мәсилиләрниң тез арида һәл болидиғиниға ишәнч билдүргән. У мәмликәттики җәмийәтлик-сиясий вәзийәтниң нормал икәнликини, шәхсән өзиниң барлиқ қошна мәмликәтләр рәһбәрлиригә, шу җүмлидин қазақистан президенти нурсултан назарбайефқа һөрмәт билән қарайдиғанлиқини, шундақла қазақистан билән қирғизистан чеграсида қелиплашқан вәзийәттин пәқәт қирғизистанлиқларниңла әмәс, бәлки қазақистанлиқ вә русийәликләрниңму биарам болуватқанлиқини илгири сүрди.

“пәрғанә ру” ахбарат агентлиқида берилгән “астана вә бишкәкниң җаңҗили немигә елип кәлди?” намлиқ мақалидә ейтилишичә, қирғизистандики президентлиқ сайлам һарписида мәмликәт президенти алмазбек атамбайеф күтмигән йәрдин қазақистан рәһбәрликини қирғизистанниң ички ишлириға арилишиватқанлиқи билән әйибләшкә башлиған иди. Буниңға қазақистан президентиниң қирғизистан президентлиқиға өз намзатини көрсәткән омурбек бабаноф билән болған учришиши сәвәб болған. Көп вақит өтмәйла қазақистан даирилири икки мәмликәт чеграсида қаттиқ тәкшүрүш ишлирини йүргүзүшкә башлиған. Пиланлиқ тәкшүрүш нәтиҗисидә қирғизистандин қазақистанға киридиған мәһсулатларниң бесим көпи һәр хил сәвәбләр билән тохтитилған иди.

Қазақистанлиқ сиясәтшунас ғалим агелофниң қаришичә, қирғизистан президенти өз абруйини көтүрүш мәқситидә мушундақ һәрикәткә барған һәм бу арқилиқ өз тәрәпдари болған сооронбай җейенбекофниң тәсир даирисини күчәйтмәкчи болған. Ғ. Агелоф қирғизистандики президент сайлими җәрянида көплигән кәмчиликләр орун алған болсиму, қазақистан билән селиштурғанда қирғизистандики президент сайлимиға намзадлар саниниң хели көп болғанлиқини оттуриға қойди. У қирғизистан рәһбәрликигә йеңи президентниң келиши билән мәмликәтниң русийә вә хитай билән болған илгирики мунасивәтлириниң өзгәрмәйдиғанлиқини, йәни бу икки дөләт билән йеқинлишиш сияситиниң давам қилидиғанлиқини, болупму русийә билән иттипақини сақлап қелишқа тиришидиғанлиқини оттуриға қоюп, мундақ деди: “қирғизистан вә қазақистан оттурисидики тоқунуштин вә қазақистан тәрипидин чеграниң тосулушидин кейин қирғизистан, әлвәттә, қазақистан билән болған бу мунасивәтләрни нормаллаштурушқа тиришиду. Өз нөвитидә қазақистанму шуниңға қарап маңиду. Шундақтиму русийә бу райондики бихәтәрликниң капалити сүпитидә һәм қирғизистандики көплигән иқтисадий лайиһиләрни әмәлгә ашурушта иттипақдаш сүпитидә қобул қилиниду. Қазақистан болса, қирғизистан үчүн иккинчи пиландики шерик сүпитидә қобул қилиниду, чүнки икки дөләт арисидики мунасивәтләрниң соғуқлишиши қирғизистанниң мәнпәәтлиригә сәлбий тәсирини йәткүзүши мумкин. Қирғизистанниң хитай билән болған сода-иқтисадий мунасивәтлири барғансери өсмәктә. Хитайму өз нөвитидә оттура асиядики иқтисадий тәсирини күчәйтишкә тиришиду. Шуниң үчүн хитай қирғизистандиму интайин көп лайиһиләргә мәбләғ селишқа көпрәк һәрикәт қилмақта. Қирғизистан үчүн бу муһим һәмкарлиқ болуп һесаблиниду”.

Қирғизистандики “иттипақ” гезити баш муһәрририниң орунбасари рәһим һапизофниң пикричә, қирғизистандики президент сайлими демократик асаста өтүп, қирғизистан сотсиял-демократик партийиси вәкили сооронбай җейенбекоф көпчилик аваз билән ғәлибә қазанған. У қирғизистан вә қазақистан оттурисидики сода алақилириниң суслишип кетишигә көплигән амилларниң сәвәб болғанлиқини, буниңдин һәр икки тәрәп пуқралириниң зәрдаб чекиватқанлиқини билдүрүп, мундақ деди: “чоң-чоң машинилар һәр хил мәһсулатлар билән чеграда узақ туруп, бу мәһсулатлар сапасини йоқитиватиду. Биз мундақ келишмәсликләр йеқин арида йоқитилиду, дәп ойлаймиз. Чүнки қирғиз вә қазақ хәлқи бурундин бир-биригә қериндаш. Һәр икки мәмликәттә уйғурлар яшайду. Икки оттурида яхши алақиләр болса, уйғурлар үчүнму пайда. Уйғурлар мәркизий асияда яшап келиватқан түркий хәлқләрниң бири. Улар шундақла таҗикистанда, түркмәнистанда, өзбекистанда яшайду. Мәркизий асияда чегралар очуқ болса, әркин йүрүш болса, шу йәрдә яшаватқан хәлқләргиму, уйғурларғиму яхши”.

Игилишимизчә, ахирқи рәсмий мәлуматлар бойичә оттура асия җумһурийәтлиридин қазақистанда уйғурлар 246 миң адәмни тәшкил қилса, қирғизистанда тәхминән 54 миңни, өзбекистанда 20 миңни, түркмәнистанда 2 миңни тәшкил қилиду. Қазақистанда уйғурлар асасий җәһәттин алмута шәһири вә алмута вилайитидә җайлашқан болуп, улар өз ана тилидики мәктәплиригә, гезит-журналлириға, миллий тиятириға игә.

Сиясәтшунас қәһриман ғоҗамбәрди қирғизистанниң русийә вә хитай, шундақла явроасия иқтисадий иттипақи һәм уйғурларға нисбәтән сияситиниң қандақ йөнилиштә давам қилидиғанлиқи һәққидә тохтилип, мундақ деди: “һазир қирғизистанниң русийә билән болған мунасивитини һесабқа алсақ вә русийәниң қирғизистандики һәрбий базиси, өзара иқтисадий һәм явроасия иқтисадий бирлики даирисидики һәмкарлиқни көз алдимизға кәлтүрсәк, йеңи президент атамбайефниң сияситини давамлаштуриду вә русийә билән болған истратегийәлик мунасивити өзгәрмәйду. Биринчидин, бу қелиплашқан мәсилигә бағлиқ, иккинчидин, мәркизий асиядики дөләтләрниң шәкиллиниш җәряни вә қирғизистандики сиясий системиниң алаһидиликидин келип чиқиду, чүнки у йәрдә мәркизий асиядики бирдин-бир президентлиқ-парламентлиқ система мәвҗут. Әмди хитайға кәлсәк, бу йәрдә бир-икки мәсилә бар. Биринчидин, қирғизистанниң явроасия иқтисадий бирләшмисидә һәр хил мәсилиси чиқиватиду. Иккинчидин, әгәр қирғизистан өзиниң әзалиқ салаһийитини мушу явроасия иқтисадий бирликидә тохтитидиған болса, у чағда қирғизистан хитай билән йеқинлишиду”.
Қ. Ғоҗамбәрди қирғизистанниң иқтисадий әһвалиниң һазирқи күндә наһайити еғир икәнликини, әһвал шундақла давам қилса униң хитай билән йеқинлишишиниң техиму күчийидиғанлиқини илгири сүрди.

Сиясәтшунас қәһриман ғоҗамбәрди қирғизистан һөкүмитиниң илгирики милләтләр ара разимәнлик, достлуқ сияситини йәниму давам қилип, уйғурларға мәлум дәриҗидә алаһидә қараш, йәни уйғурларниң мәдәнийитигә, маарипиға ярдәм бериш ишлириға көңүл ағдурушниң йеңи президент дәвридиму давамлишидиғанлиқини илгири сүрди. Әмма, қ. Ғоҗамбәрди қирғизистан һөкүмитиниң уйғурларға бу җәһәттә маддий ярдәм бериш имканийитидин йирақ болуп, мәркизий асия бойичә пәқәт қазақистанда уйғурларға нисбәтән һәм мәниви, һәм маддий қоллашниң мәвҗут икәнликини оттуриға қойди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.