Қирғизистан вә таҗикистан оттурисида йәнә қораллиқ тоқунуш йүз бәрди

Ихтиярий мухбиримиз ойған
2014.07.11
Osh-Qirghizistan-Esker-Tanka-305 Сүрәттә, 14 - ийун, ош шәһириниң айродром әтрапини сақлаватқан қирғиз әскәрлири.
AFP Photo

Оттура асия ахбарат васитилири қирғизистан вә таҗикистан чеграсида қораллиқ тоқунуш йүз бәргәнликини вә униң нәтиҗисидә өлгән вә яридар болғанларниң барлиқини хәвәр қилди.

Мәлуматларға қариғанда, һәр икки тәрәп мәзкур тоқунушниң сәвәблири һәққидә бир - бирини әйибләшмәктә икән.

10 - Июлда “теңринюс” агентлиқи қирғизистанниң дөләт чеграси ахбарат оргининиң мәлуматиға асаслинип, 10 - июлда баткен областиниң баткен наһийисигә қарашлиқ тамдиқ дегән җайда икки тәрәп чегричилири оттурисида етишиш йүз бәргәнликини һәм буниң таҗикистан пуқралири тәрипидин әмәлгә ашурулғанлиқи хәвәр қилинди.

Йәнә уларниң мәлуматлириға қариғанда, таҗикистанниң 30 ға йеқин пуқраси қирғизистан территорийисидин таҗикистанниң бедак дегән йезисиға туруба йоли салмақчи болған. Шу мәзгилдә қирғиз чегричилири буниңға тосалғулуқ қилмақчи болғанда қарши тәрәп уларға таш атқан. Чегричилар асманға қаритип агаһландуруш оқини чиқарғанда йеқин арида турған таҗик чегричилири вәқә йүз бәргән йәргә йетип келип, қирғиз чегричилириға қаритип оқ чиқарған. Қирғизистан тәрәп бу вақитта өлгәнләр вә яридар болғанлар һәққидә хәвәр қилмиған иди.

“нур кз” агентлиқи елан қилған “таҗикистан чегричилири қирғиз постини иккинчи қетим оққа тутти” дегән мақалида йәнә шу қирғиз чегра ахбарат хизмитиниң мәлуматлири кәлтүрүлүп, униңда таҗик чегричилириниң минамйот вә гранитлардин қирғизистан тәрәпкә оқ чиқарғанлиқи, шундақла қирғиз чегричилириниң ақсай - тамдиқ йолини вақитлиқ япқанлиқи, таҗикистан пуқралири тәрипидин бир адәм өлүп, бәш адәмниң яриланғанлиқи ейтилған.

Шу күнила “азадлиқ” радиосиниң таҗикистан бөлүми қирғиз чегричисиниң оқ чиқириши нәтиҗисидә бир адәмниң өлүп, йәттә адәмниң яридар болғанлиқини хәвәр қилди.

“сентир асия” ахбарат агентлиқи елан қилған “таҗик - қирғиз қораллиқ тоқунуши нәтиҗисидә таҗикистан пуқраси шаропов қаза болди вә 7 пуқра яридар болди” дегән мақалида ейтилишичә, қирғизистанниң чегра бөлүш вә бәлгиләш комиссийисиниң башлиқи абдурахман мамиталийеф таҗик пуқралириниң қирғизистан территорийисидә қанунсиз һәрикәт қилғанлиқини, икки тәрәп оттурисида мәзкур мәсилә бойичә музакирә йүргүзүлидиғанлиқини илгири сүргән.

Мақалидики мәлуматларға қариғанда, һөкүмәт ара комиссийә 2001 - йилдин ишләватқан болуп, бүгүнигичә 971 километир чегра линийиси ениқланған, униң 560 километири талашта қалған йәрләрдур.

Икки җумһурийәт оттурисидики чегра мәсилиси совет дәвридин келиватқан болуп, һәр икки тәрәп чеграларни ениқлашта һәр хил йиллардики хәритиләргә асасланмақта.

Шу күни “пәрғанә ру” ахбарат агентлиқида “қирғизистан чегричилири қопаллиқ қилип, туюқсиз қорулға елип оқ чиқарди” намлиқ мақалә бесилип, униңда таҗикистанниң қирғизистанға нота әвәткәнлики ейтилған.

Униңдики мәлуматларға қариғанда, таҗик пуқралири исфарин наһийисиниң ворух дегән җайида туруба қоюватқанда һазирчә икки тәрәп оттурисида техи һәл қилинмиған “тамдиқ” постидики қирғиз чегричилири уларни қанунсиз һақарәтлигән вә ишни тохтитишни тәләп қилған. Йеқин арида хизмәт елип бериватқан таҗик чегричилири йетип кәлгәндә қирғиз чегричилири уларға қаритип оқ атқан. Таҗик чегричилири болса бирму оқ чиқармиған.

Бир күн өткәндин кейинла “теңринюс” агентлиқи йәнә шу мәмликәт чегра хизмитиниң билдүрүшини елан қилди.

Униңда таҗикистанниң қирғизистан тәрәпкә қаритип гуруппилиқ оқ чиқирип, хәлқара нормиларни бузғанлиқи, бир қирғиз чегричисиниң еғир яридар болғанлиқи ейтилған. Хәвәрдә шундақла қирғизистан ташқи ишлар министирлиқиниң таҗикистанға нота тапшурғанлиқи, чеградики вәқәниң келип чиқишида биваситә таҗик чегричилирини әйибләйдиғанлиқи илгири сүрүлгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.