Қирғизистанда хитай әлчиханисини партлитишқа ишләткән оқ-дорини қирғиз һәрбий, сақчилар сатқан

Мухбиримиз әркин
2016.10.27
xitay-elchixanisi-qirghizistan-partlash.jpg Бишкәк шәһиридики хитай әлчиханисиға қаритилған аптомобиллиқ һуҗумдин кейин қирғизистан сақчилири йетип кәлгән көрүнүш. 2016-Йили 30-авғуст, қирғизистан.
AFP

Қирғизистан тәкшүрүш хадимлири актип вәзипидики бәзи қирғизистанлиқ һәрбий, сақчилириниң бу йил 30‏-авғуст хитайниң бишкәктики әлчиханиси учриған аптомобил бомба һуҗумиға четишлиқ икәнликини байқиған.

Қирғизистан хәвәр агентлиқи вә русийә ахбарати интерфаксниң йеқинда бәргән хәвиридә қәйт қилишичә, қирғизистан ички ишлар министирлиқи вә чегра қоғдаш қисимлиридин 14 офитсер вәқәгә алақидар қорал-ярақ әткәсчиликигә четилип қолға елинған. Шуниң билән биргә, 26 нәпәр офитсери вәқәгә четишлиқи бар, дегән гуман билән вәзиписидин елип ташланған.

Бир қирғизистан һөкүмәт әмәлдари интерфакс вә хәвәр агентлиқиға бәргән учурида, бу офитсерларниң бу йил 30‏-авғуст хитай әлчиханисиға һуҗум қилған вә бу йилниң башлирида қирғизистанниң юқири дәриҗилик бир тәптиш әмәлдариға суйиқәст пиланлиған “террорлуқ гуруһи”ға қорал-ярақ сатқанлиқини илгири сүргән.

Бу әмәлдарниң билдүрүшичә, қолға елинғанлар чегра қоғдаш қисимлириниң актип вәзипидики вә дәм елиштики бир қанчә офитсери, ички ишлар министирлиқиниң бир директори қатарлиқ кишиләрни өз ичигә алидикән.

Қирғизистандики бир уйғур җамаәт әрбаби пәйшәнбә күни радийомизға бәргән учурида, бир қанчә һәрбий офитсерниң қолға елинғанлиқини, әмма тәкшүрүшниң давамлишиватқанлиқини билдүрди.

Бу җамаәт әрбаби: “шу, тутулғанти, аптомат, оқ бир нәрсини сатқанлар. Һазир ашуларға сатқанму мушулар дегән гәп чиқиватиду. Ашу һелиқи ошта тутулған 2-3 адәмниңки, шулар шундақ көрсәттиму яки, ишқилип шундақ, дәп чиқти. Икки офитсер, бир шопур, йәнә 2-3 офитсерларни қолға алди. Ашуларға сатқанму шулар, дәп чиқириватиду. Ахири техи чиқмиди, әмма шулар партлатқанларға арилашқанлар, деди, (партлатқучни) әскәрләрдин алғантуқ дәп. Ахири әмди шу йерим ай яки бир ай ичидә чиқа, уни биз гезитләрдә язимиз, дәп вәдә бәрди” деди.

Юқириқи җамаәт әрбабиниң көрситишичә, қирғизистанда һәрбий-сақчиларниң мааши төвән, парихорлуқ еғир болуп, бу һәрбий қорал-ярақларни үнүмлүк контрол қилишни қийинлаштурмақта икән.

У мундақ дәйду: “бу йәрдә қараң, парихорлуқ күчлүкрәк, хәқниң(шу йәрдә ишләватқанларниң) айлиқи аз, контрол яхши болмиғачқа мушундақ болуп қалған, болуватқан ишлар бу. Бир йери яхши, ениқлап чиқип, ашу чоңини иштин еливетиду. У тәрәптин кичиккинә болсиму, адиллиқ болуватиду. Һелиқи генералму, полковникму, несимигә қаримай тутқуни яхши-дә бир яқтин. Йүз бериватиду. Унчилик ишлар болуп қалиду, 10-20 аптомат дегән һәммә йәрдә бар, бундақ әскәр қорал сатидиған. Бу бизниңки, совет парчиланғандин кейин бундақ ишлар җиқ йүз бәрди. Қазақистандиму болди, өзбекистанни билмәймән, әмма русийәдиму ундақ ишлар болған. Бу йәрдиму шу, ундақ ишлар болуп қалиду. (Лекин) хатирҗәм болғинимиз, уйғурлар арилашмиған дегини.”

Қирғизистан даирилириниң дәсләпки мәзгилдә һуҗумни уйғурларға четишлиқ, дәп елан қилиши қирғизистандики уйғур паалийәтчилирини хели қаттиқ биарам қилған. Әмма кейинки хәвәрләрдә, һуҗумға уйғурлардин башқа қирғиз, өзбек вә русийә пуқралириниң четишлиқ икәнлики илгири сүрүлгән.

Уйғур паалийәтчиләр, хитайниң бу вәқәни баһанә қилип, қирғизистанға бесим ишлитишидин, қирғиз һөкүмити арқилиқ қирғизистандики уйғур җамаетини техиму қаттиқ тәқиб астиға елишидин әндишә қилидиғанлиқини билдүргән иди.

Қирғизистанда олтурушлуқ йәнә бир җамаәт әрбаби, пәйшәнбә күни зияритимизни қобул қилип, һазир қирғизистанда һакимийәт ичидики ихтилап өткүрлишип кәткәнликини, уйғурларниң йәнә әндишигә чүшүп қалғанлиқини билдүрди.

У мундақ дәйду: “мундақ ейтқанда, һазир маву һөкүмәтниң өзиниң ичидә бир-бири билән қилишқан ишлар бар. Шуңлашқа мәсилән, роза отамбайева америкиға кетипту, дәйду. Һазир америкидикән дәйду. У һелиқи 30‏-чесладики қирғизистан мустәқиллиқ күнидә, атамбайеф сәһнидә уларни қаттиқ тәнқид қилип тилливәтти. Отанбайива, атамбайев паратниң үстидә сәһнидики вақтида телевизорларда көрсәтти, аччиқлап кәткән. Асанлиқчә ундақ парат болуватқан мәзгилдә кәтмәйду. Әмди у кетип ундақ қилғандин кейин, мушу йәрдә бир қалаймиқанчилиқ чиқармикин, дәп бир әндишә бар, буларда.
Шуниң үчүн булар һәр тәрәптә уйғурларни чишләйду, назарәт қилиду. Қошна-қулумлардин мәлумат алиду, бесим шу. Ундақ болғаникән, адәм әндишә қилип йүридикән. Поккидә адәмниң машинисиға яки өйигә бирәр нәрсә ташлап қойса, балада қалидиған гәп.”

Русийә вә қирғизистан ахбаратлириниң қәйт қилишичә, сақчилар бу йил сентәбирдә қирғизистанлиқ бир қорал-ярақ әткәсчисини қолға алған. Бу адәм қирғизистан дөләт мудапиә комитетиниң рәисиниң шопури болуп, униң өйидин қирғизистан қораллиқ күчлири баш штабиниң қорал-ярақ амбиридин йоқап кәткән нурғун аптомат, наган вә оқ-дорилар тепилған.

Хәвәрдә, бу кишиниң уни қорал билән тәминлигән һәрбий офитсерни ашкарилиғанлиқини, бу һәрбий офитсерниң мәзкур қорал-ярақ әткәсчилик гуруһидики башқа сақчи вә һәрбий офитсерларни паш қилғанлиқини билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.