Қирғизистандики уйғур тиҗарәтчиләрниң аваричиликкә учриғанлиқи мәлум
2017.09.29
Уйғур дияриниң қәшқәр қатарлиқ җайлиридин қирғизистанға чиқип тиҗарәт қиливатқан уйғурларниң паспортини йеңилаш қатарлиқ ишларда қийинчилиқларға йолуқуватқанлиқи мәлум.
Бултур сентәбирдин буян уйғур дияридин тиҗарәт вә башқа сәвәбләр билән қирғизистан, қазақистан, таҗикистан қатарлиқ оттура асия әллиригә чиққан уйғурлар вә уларниң уруқ-туғқанлириниң юртидики хитай сақчи даирилириниң һәр хил тәһдити вә аваричиликигә учрап келиватқанлиқи һәққидә хәвәрләр көпәймәктә.
Илгириләп әһвал игиләш нәтиҗисидә, йеқинқи икки айдин буян уйғур дияриниң җәнубидики қәшқәр, атуш қатарлиқ юртлардин қирғизистанға келип тиҗарәт қиливатқан уйғурларниң паспортини йеңилаш, қайтидин виза елиш, яки қурбан һейтта юртиға қайтип аилиси вә уруқ-туғқанлири билән көрүшкәндин кейин, қирғизистанға қайтип тиҗарәт қилиш ишлириниң хитай даирилириниң тосқунлуқиға учриғанлиқи мәлум болди.
Радиомизға әһвал инкас қилған бир уйғурниң билдүрүшичә, бу йил қурбан һейт мәзгилидә қирғизистандин сәуди әрәбистанға һәҗ қилиш үчүн кәлгән уйғурларму қәшқәр, атуштин келип қирғизистанда тиҗарәт қиливатқан уйғурларниң паспорт вә виза қатарлиқ мәсилиләрдә аваричиликләргә учриғанлиқини ейтқан.
Өз кимликини ашкарилимаслиқ шәрти билән түркийәдин зияритимизни қобул қилған йәнә бир уйғурниң билдүрүшичә, йеқинда ғәйрий йоллар арқилиқ қирғизистандин түркийәгә қечип кәлгән бир уйғур тиҗарәтчи қирғизистандики дукинини сақчиларниң мәҗбури тақивәткәнликини, искилаттики маллирини сетиши чәкләнгәндин кейин түркийәгә қечип келишкә мәҗбур болғанлиқини билдүргән.
Радиомизға кәлгән йәнә башқа учурлардин мәлум болушичә, нөвәттә уйғур дияридин келип қазақистан, таҗикистан қатарлиқ дөләтләрдә тиҗарәт қиливатқан башқа уйғур тиҗарәтчилириму, өзлириниң бу дөләтләрдә тиҗарәт қилиш үчүн алған бир йиллиқ виза вақти толушқа аз қалған болсиму, әмма уйғур диярида барғанчә чиңиватқан вәзийәт сәвәбидин юртлириға қайтишқа җүрәт қилалмайватқанлиқини ейтишқан.
Қирғизистандики уйғур паалийәтчилиридин қирғизистан иттипақ җәмийитиниң сабиқ башлиқи рози мәмәт әпәндиму зияритимизни қобул қилип, һәқиқәтәнму қәшқәр, атуш қатарлиқ җайлардин келип тиҗарәт қиливатқан уйғурларниң юртлириға қайтқандин кейин, хитайниң тосқунлуқи сәвәбидин қирғизистанға қайтип келәлмигәнликини билдүрди.
Радиомиз қирғизистан вә оттура асиядики уйғур тәшкилатлири вә бу дөләтләрдики мунасивәтлик һөкүмәт органлиридин, хитай дөләт тәвәликидики уйғур тиҗарәтчилириниң бу дөләтләрдин мәҗбури қайтурулуши вә буниң сәвәби һәққидә йәниму илгириләп әһвал игиләшкә тиришиватимиз.